Архип
2013-11-24
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбә күнидики қисмида диққитиңларға әсли татаристандин уйғур ели вә башқа дөләтләргә келип йәрлишип қалған татарларниң өз кимликини әсләш паалийәтлириниң күчийиватқанлиқиға аит мәлуматлар, җүмлидин уйғур дияридин австралийә вә қазақистанға берип йәрләшкән татар зиялийлириниң язған китаблири һәққидики учурлар тонуштурулиду.
2013-11-24
19 - Әсирниң ахирлирида хитайлар османийә дөлитини қобул қилишқа башлиған. Әмма османийә дөлитиниң исмини “османли, яки дөлити алийә” дәп атимиған. Хитайлар османийә дөлитиниң исмини ғәрб мәнбәлиридин пайдилинип “көктүрк” исми билән ипадиләп кәлгән, буниңда ғәрб мәнбәлириниң тәсири болған.
2013-11-24
23 - Ноябир австралийиниң адилайд шәһиридики “татар - башқурт җәмийити”ниң орунлаштурушида айишә маский ханим вә зия маский әпәндиләрниң “әркинликкә сәпәр” намлиқ китабиниң инглиз тили һәм татар тилида мувәппәқийәтлик һалда нәширдин чиққанлиқини һәм базарға селинғанлиқини тәбрикләш паалийити елип берилди. Бу паалийәткә җәнубий австралийә штатлиқ һөкүмитиниң вәкиллири, татар - башқурт җәмийәт әзалири шундақла шәрқий түркистан австралийә җәмийәт әзалиридин вәкилләр қатнашти.
2013-11-13
91 яшлиқ тарихий шаһид, сабиқ миллий армийә баш қоманданлиқ шитабиниң офитсери, майор хәмит кәнҗибайеф өз әслимилиридә 1944 - йили, 7 - ноябир күни инқилабниң 1 - пай оқи етилған вәқәләрни әсләп өтти.
2013-11-10
“тарих бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисими мәхсус 1933 - йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 80 йиллиқиға вә 1944 - йили икки қетим қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 69 йиллиқиға беғишланди.
2013-11-10
Японийә токйо университети нәширияти тәрипидин нәшир қилинған нобуаки,һисао, митсуйоши қатарлиқлар бирликтә түзгән “явро - асия тәтқиқати” намлиқ мақалиләр топлимида “түрк татарлириниң японийигә олтурақлишиши” намлиқ мақалә елан қилинған.
2013-11-03
3 - Ноябир күнидики сәһипимиздә асаслиқи миллий армийә офитсерлиридин һазир бишкәктә яшаватқан 90 яшлиқ сабиқ майор хәмит кәнҗибайефниң әслимилири тонуштурилиду. Ариқдин йәнә уйғурларниң түркийигә көчүп кәлгәнликиниң 60 йиллиқи вә японийә алимлириниң муһәммәд имин буғра һәм ма җоңйиң һәққидики мәлуматлири тонуштурилиду.
2013-11-03
Японийилик уйғур йеқинқи заман тарих тәтқиқатчиси һидеюки уйғур тарихиға аит нәшир қилинған мақалиләр топлимидики “японлар йетәлмигән земин - шәрқий түркистан” сәрләвһилик мақалисидә хотән әмири муһәммәд имин буғраниң японларға тунҗи қетим уйғур давасини аңлатқан шәхс икәнликини оттуриға қойған.
2013-11-03
Уйғурларниң шәриқтин ғәрипкә шундақла өз юртидин түркийигә көчүши узун йиллиқ тарихқа игә. Әмма түркийидә өткүзүлгән хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинлирида түрк вә уйғур тарихчилири даим уйғурларниң 1949 - йили коммунист хитайлар шәрқий түркистанни бесивалғандин кейин һиндистан, пакистан вә афғанистан қатарлиқ дөләтләргә қечип чиққан.