Архип
2014-12-28
19 - 20 - Әсирләрдә дунядики чоң дөләтләр уйғур дияриға көңүл бөлгән. Бу дөләтләр чар русийә, манҗу имперйәси, әңилийә, османли империйәси иди. Буларниң ичидә русийәниң тәсири наһайити зор болған. Түркийә хаҗәттәпә университети тарих факултети оқутқучиси др. Әркин әкрәмниң ейтишичә, чар русийә хитайниң бу земинни игилишидә муһим рол ойниди. Һәтта хитайға қорал - ярақ ярдәм қилди у, сөһбитимизниң ахирида рус архиплириниң 19 - 20 - әсир уйғур тарихини тәтқиқ қилишта муһим икәнлики, вә бундин кейинки тәтқиқат үчүнму зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилип өтти. Төвәндә униң билән елип барған сөһбитимизни аңлитимиз.
2014-12-21
1997 - Йили ғулҗа вәқәсидин кейин хитай дөләт рәиси җияң земин, хитай хәлқ қурултийи рәиси ли пең қатарлиқ рәһбәрләр арқа - арқидин түркийәни зиярәт қилип, түркийә һөкүмитини түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлирини чәкләшни тәләп қилған иди. Шуниң билән мәсут йилмаз баш министирлик вәзиписини өтәватқан бирләшмә һөкүмәт 1998 - йили 12 - айниң 23 - күни 36 - номурлуқ мәхпий һөҗҗәтни чиқирип, түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлирини чәклигән иди.
2014-12-15
1881 - Йилдин башлап уйғур елидин, болупму или вилайитидин йәттису тәвәсигә көпләп уйғурлар көчүп чиқишқа башлиған иди. Улар һазирқи алмата вилайитиниң асасән панфилоф, уйғур, әмгәкчиқазақ, талғир наһийилиригә орунлишип, көплигән йезиларни бәрпа қилди. Дәсләп көчүп кәлгәнләр турушлуқ җай болмиғанлиқтин интайин көп азабларни тартишқа тоғра кәлди. Әнә шу йезиларниң бири челәк тәвәсигә җайлашқан байсейит мәһәллисидур.
2014-11-02
Уйғур хәлқиниң атақлиқ музиканти, пешқәдәм музика устази мусаҗан рози бу йил 90 яшқа кирди. Мусаҗан рози қабил вә талантлиқ музикант болупла қалмастин бәлки 1944 - 1949 - йиллиридики дағдуғилиқ миллий азадлиқ инқилабиниң иштракчиси, миллий армийәниң батур плимотчиси сүпитидә җәңләргә қатнишип, батурлуқ көрсәткән қәһриман җәңчи иди.
2014-11-02
Уйғурларниң тили, әдәбияти, тарихи, сәнити вә башқиму саһәлири бойичә тәтқиқатлар өткәнки әсирниң 50 - йиллиридин кейин кәң даиридә әвҗ алған иди. Бу йөнилиштә болупму совет уйғуршунас алимлириниң алаһидә төһпә қошқанлиқини ейтиш керәк. Уйғуршунаслиқ илмини техиму раваҗландуруш, униң тәтқиқат саһәлирини йәниму кеңәйтиш, дуня миқиясидики униң ролини күчәйтиш вә уйғуршунаслар арисидики өзара алақиләрни мустәһкәмләш шу вақитларда әң муһим вәзипиләрдин болған иди.
2014-08-31
Өткәнки әсирниң 30-йиллири хоҗинияз һаҗи рәһбәрликидики қумул деһқанлириниң азадлиқ һәрикити арқисида мәйданға кәлгән шәрқий түркистан ислам җумһурийитини йоқитишта вә униң рәһбәрлирини җисманий уҗуқтурушта шиң шисәй совет иттипақиниң һәр тәрәплимә ярдимигә таянған иди.
2014-08-24
Уйғур милли һәрикитиниң муһим шәхислиридин бири болған полат қадири турфани бундин 44 йил бурун 8 - айниң 26 - күни түркийәниң истанбул шәһридә аләмдин өткән. У, бир тарихчи вә җурналист болуш сүпити билән йезип қалдурған әсәрлири түркийәдики шәрқий түркистан тәтқиқати билән шуғуллиниватқан кишиләр үчүн муһим тарихий мәнбә болмақта.
2014-08-24
Йеқинда алмата шәһиридә атағлиқ шаир абдумеҗит дөләтофниң иҗадийитигә беғишланған хәлқара илмий муһакимә йиғини өтти. "тинчлиқ дуняси" тәшкилатиниң уюштуруши билән өткән мәзкур хатириләш паалийитини тәшкилат президенти, иқтисад пәнлириниң доктори, профессор абен нурманоф кириш сөз билән ачти. У мундақ паалийәтләрниң бүгүнки күндики әһмийитини атап келип, шаир иҗадийитиниң икки хәлқ оттурисидики достлуқ алақилириниң мустәһкәмлинишидики орниға мунасип баһасини бәрди.
2014-06-29
Уйғур дияридин йетишип чиққан тунҗи уйғур пәлсәпә пәнлири доктори абдурейимҗан турсун вапатиниң бир йиллиқи мунасивити билән мәрһумни дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан қериндашлири, савақдашлири, пикирдашлири сеғиниш ичидә әслимәктә.
2014-06-22
2014 - Йили, 6 - айниң 14 - күни уйғурларниң 20 - әсирдә өткән мәшһур тарихчиси вә сиясий рәһбәрлиридин бири муһәммәд имин буғраниң аләмдин өткәнликиниң 49 - йиллиқи толған күн. Кичикликидин бери муһәммәд ими н буғрани тонуйдиған, бундин 49 йил илгири әнқәрәдә буғраниң дәпин мурасимиға қатнашқан әркин алптекин әпәнди өзиниң муһәммәд имин буғра һәққидики әслимилирини баян қилди.
2014-06-22
Өткәнки әсирниң 40 - йиллири мәйданға кәлгән шәрқий түркистан җумһурийити мустәқиллиқ, азадлиқ вә баравәрлик идийилирини хәлқ аммиси арисида тәрғиб қилиш мәқситидә өз мәтбуатини раваҗландурушқа алаһидә көңүл бөлди. Болупму бу муһим ишқа һөкүмәт рәһбәрлириму йеқиндин арилашқан иди. Һазир алмата шәһиридә әнә шу гезит вә җурналларда хизмәт қилған кишиләрни учритишқа болиду. Шуларниң бири 87 яшлиқ вапахан иминһаҗи оғли қурбаноф һазир алмата шәһиридә истиқамәт қилмақта.
2014-05-18
Оттура асия вә түркийәдин қалса әң көп уйғур олтурақлашқан дөләтләрдин бири сәуди әрәбистан. Әпсуски сәуди әрәбистандики 1 - 2 - әвлат уйғурлар вапат болуп, түгәй дәп қалған болуп, үчинчи әвлад уйғурлар ана тилини унтуп кәткән.
2014-05-18
Уйғур елиниң 19 - әсирниң 60 - йиллиридики миллий истиқилалийәт һәрикәтлири һәққидә 19 - әсирдә өткән уйғур тарихчилириму бир қатар әсәрләрни йезип қалдурған болуп, шуларниң ичидә молла муса сайраминиң "тарихи әминийә" намлиқ әскири 1864 - йилидики кучар қозғилиңини билиштә вә яқуп бәг рәһбәрликидики қәшқәрийә дөлитиниң әһвалини чүшиништә муһим мәнбәдур.
2014-05-18
Турпан диярида яшап йеқинқи заман уйғур тарихиға зор тәсирләрни көрсәткән муһитилар җәмәтидә анчә көп тилға елинмиған, әмма уйғур маарипиға қошқан төһпилири сәвәблик шең шисәй түрмисидә қәтли қилинған бир шәхс бар. У болсиму, госул муһитидур.
2014-05-11
9 - Май күни түркийәдә тонулған түркшунас җәңгиз алйилмаз әпәнди "тарихий мәнбә вә испатлар бойичә түрк тарихи" мавзусида доклат бәрди. Түркийә тил тәтқиқат идарисиниң залида өткүзүлгән доклат бериш йиғиниға түрк тил тәтқиқат идариси мәсули мустафа қачалин әпәнди, тонулған тилшунас зәйнәп қорқмаз ханим қатарлиқ 500 дин артуқ оқутқучи - оқуғучи қатнашти.