Архип
2014-12-28
19 - 20 - Әсирләрдә дунядики чоң дөләтләр уйғур дияриға көңүл бөлгән. Бу дөләтләр чар русийә, манҗу имперйәси, әңилийә, османли империйәси иди. Буларниң ичидә русийәниң тәсири наһайити зор болған. Түркийә хаҗәттәпә университети тарих факултети оқутқучиси др. Әркин әкрәмниң ейтишичә, чар русийә хитайниң бу земинни игилишидә муһим рол ойниди. Һәтта хитайға қорал - ярақ ярдәм қилди у, сөһбитимизниң ахирида рус архиплириниң 19 - 20 - әсир уйғур тарихини тәтқиқ қилишта муһим икәнлики, вә бундин кейинки тәтқиқат үчүнму зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилип өтти. Төвәндә униң билән елип барған сөһбитимизни аңлитимиз.
2014-12-21
1997 - Йили ғулҗа вәқәсидин кейин хитай дөләт рәиси җияң земин, хитай хәлқ қурултийи рәиси ли пең қатарлиқ рәһбәрләр арқа - арқидин түркийәни зиярәт қилип, түркийә һөкүмитини түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлирини чәкләшни тәләп қилған иди. Шуниң билән мәсут йилмаз баш министирлик вәзиписини өтәватқан бирләшмә һөкүмәт 1998 - йили 12 - айниң 23 - күни 36 - номурлуқ мәхпий һөҗҗәтни чиқирип, түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлирини чәклигән иди.
2014-12-15
1881 - Йилдин башлап уйғур елидин, болупму или вилайитидин йәттису тәвәсигә көпләп уйғурлар көчүп чиқишқа башлиған иди. Улар һазирқи алмата вилайитиниң асасән панфилоф, уйғур, әмгәкчиқазақ, талғир наһийилиригә орунлишип, көплигән йезиларни бәрпа қилди. Дәсләп көчүп кәлгәнләр турушлуқ җай болмиғанлиқтин интайин көп азабларни тартишқа тоғра кәлди. Әнә шу йезиларниң бири челәк тәвәсигә җайлашқан байсейит мәһәллисидур.