Архип
2015-03-29
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар бүгүнки тарих вә бүгүн программимизда түркийә қиршеһир ахи - әвран университети оқутқучиси дотсент доктор күршат зорлу әпәндиниң 14 - март күни йеничағ гезитидә илан қилинған “мана бу туркий милләтләрниң ортақ тарих китаби” мавзулуқ обзорини аңлитимиз. У, обзорини мундақ башлайду:
2015-03-22
Түркийәдики қәдимки уйғур тили үстидики тәтқиқатлар 1930 - йилларда башланған иди. 80 Йилдин бери бу тәтқиқат үзлүксиз тәрәққий қилди, тәтқиқат даириси кеңәйди вә чоңқурлашти. Шуниң билән биргә қәдимки уйғур тили саһәси бойичә тәтқиқат елип бериватқан уйғуршунасларму күндин күнгә көпәйди. Йеқинқи йилларда бу саһәдә йеңи бир түркүм яш уйғуршунаслар йетишип чиқти. Буларниң бири дотсент әрдәм учар әпәнди болиду. Биз қәдимки уйғур тили тәтқиқатиниң кәчмиши, һазирқи әһвали вә кәлгүси йүзлиниши һәққидә әрдәм учар әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
2015-03-08
Түркийәдә чиқиватқан “хәлқара уйғур тәтқиқати” журнилиниң 4 - сани оқурмәнләри билән йүз көрүшти. Бу санда уйғур тили, әдәбияти, тарихи, фолклори билән мунасивәтлик 14 мақалә, китаб баһалаш вә тонуштуруш билән мунасивәтлик 5 мақалә йәр алған болуп, түркийә вә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғуршунасларниң йеқинқи мәзгилдики тәтқиқат нәтиҗилири оттуриға қоюлған.