Архип
2015-05-25
Қараханийлар дәвриниң тарихини тәтқиқ қилғучи, ғази университетиниң оқутқучиси проф. Др. Решат гәнчкә атап “қәшқириниң тарихчи нәвриси рәшат гәнч мақалилар топлими”намлиқ китаб әнқәрәдә нәшир қилинди. Түркийә түрк күлтүрини тәтқиқ қилиш иниститути тәрипидин нәшир қилинған китабниң тәһрирликини ғази университети тарих оқутқучиси проф. Др. Мәмәт шаһингөз қилған китабға уйғур вә қараханилар мәзгилигә аит 20 парчә мақалә киргүзүлгән.
2015-05-25
Бу йил дуняға даңлиқ мәшһур түрколог һәм уйғуршунас рәшит рахмәти аратниң туғулғанлиқиниң 115 - йили. Бу мунасивәт билән 5 - айниң 21 - күнидин 22 - күнигичә татаристанниң қазан шәһридә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини тәртипләнгән болуп, бу йиғинға профессор осман фикри сәртқая, академик м. Зәкийәв, профессор мустафа өнәр қатарлиқ түркологлар қатнишип доклат бәргән. Йиғинда алди билән рәшит рахмәти аратниң һаяти вә илмий әмгәклири тонуштурулған, арқидин униң түркологийә саһәсигә қошқан төһписи муәййәнләштүрүлгән.
2015-05-17
Улуғ мутәпәккур алим пәйласоп йүсүп хас һаҗипниң туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә зор мурасим билән хатириләнмәкчи.
2015-05-17
Түркийиниң әскишәһир районидики османгази университетида мушу айниң 14 - күнидин 17 - күнигичә өткүзүлгән 1 - нөвәтлик хәлқара түрк дуняси балилар оюнлири вә оюнчақлири қурултийид түркий хәлқләр арисидики балилар оюнлири вә оюнчақлири муһим муһакимә темиси қилинди. Уйғур, өзбәк, қазақ, қирғиз, башқурт, татар, түркмән, әзәри, саха, алтай, чуваш, қарачай, тува, халач қатарлиқ һәрқайси түрк әллиридин кәлгән илмий хадимлар өз районлиридики балилар оюнлири вә оюнчақлири һәққидә доклат берип бу оюнларниң мәнбәси, тарихий тәрәққияти, түр вә шәкиллири, маарип вә бала тәрбийисидики роли, иҗтимаий әһмийити қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қоюди.
2015-05-03
Түркийәдә 6 - айниң 7 - күни өткүзилидиған парламент сайлимиға бир ай вақит қалди. Сайламға қатнишидиған һәрқайси сияси партийиләр мәйданларға чиқип хәлққә өзлириниң парламент әзаси намзатлирини, кәлгүси планлирини тонуштуруш вә аңлитиш үчүн бәсләшмәктә.