“азад шәрқий түркистан” дин “или гезити” ғичә

Мухбиримиз үмидвар
2017.08.31
Sh-Turkistan-Jumhuriyiti-armiyisi-305.jpg Сүрәт, 1944 - йили ғулҗида қурулған шәрқи түркистан азадлиқ армийисидики бир қисим җәңчи офитсерләрниң сүрәтлири.
File photo

Тарихий мәлуматларға асасланғанда 1944-йили, 7-ноябир күни ғулҗа шәһиридә миллий азадлиқ қозғилиңи партлап, бәш күндин кейин, йәни 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмити тәсис қилиниш билән бир вақитта һәр қайси назарәтләр арқиму-арқидин қурулушқа башлиған. Әнә шу қатарда тәшвиқат-тәрғибат, мәтбуат вә нәшрият ишлириға алаһидә көңүл бөлүнүп, һөкүмәт гезит идариси қуруш қарар қилинип, “азад шәрқий түркистан” нами астида гезит чиқирилған. Бу гезиткә татар зиялийси һәбиб юнучи мәсул болған шуниңдәк йәнә дәсләпки вақитларда әхмәтҗан қасимиму мәзкур гезиттә ишлигән.

Бу гезит дәсләптә, уйғурчә, қазақчә вә русчә чиқирилған болуп, шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмитиниң орган гезити һесаблинидиған “азад шәрқий түркистан” гезити гоминдаң мәркизи һөкүмити билән шәрқий түркистан җумһурийити арисида түзүлгән тинчлиқ битими бойичә 1946-йили, 7-айниң бешидин етибарән өз намини “инқилаби шәрқий түркистан” ға өзгәрткән. 1947-Йили, 8-айдин етибарән таки 1949-йилиғичә “инқилаби шәрқий түркистан” гезитидә ишлигән татар зиялийси, һазир алмута шәһиридә яшаватқан 90 яшлиқ уйғуршунас мунир йерзин әпәндиниң әслишичә, “инқилаби шәрқий түркистан” гезити уйғурчә, қазақчә, русчә, шибәчә, хитайчә бәш хил тилда чиққан болуп, мәзкур гезит идариси әйни вақиттики ғулҗидила әмәс, һәтта бәлки пүтүн уйғурлар дияри бойичиму көп хил тиллиқ чоң гезитхана һесаблинатти.

Мунир йерзинниң әслишичә, “инқилаби шәрқий түркистан” гезити идарисигә 1947-йили 8-айдин кейин уйғур сайрани башчилиқ қилған вә уйғур тәһрир бөлүмини атақлиқ уйғур шаири нур босақоф башқурған шуниңдәк гезиттә нимшеһит армийә ели, нурмуһәммәт норузоф, зунун қадири, әлқәм әхтәм қатарлиқ бир қисим атақлиқ уйғур әдиблири, зиялийлири хизмәт қилған.

Униң ейтишичә, “инқилаби шәрқий түркистан” гезити һөкүмәтниң биваситә авази вә орган гезити болғанлиқи үчүн әмәлийәттә бу гезитниң әң юқири рәһбәрликини әхмәтҗан қасими өзи зиммисигә алған иди. Бу гезит дәсләптә “азад шәрқий түркистан” дәп атилип чиқирилғанда вә кейин “инқилаби шәрқий түркистан” ға өзгәртилгәндиму асасий идийә-“хәлқниң әркинлики” ни қолға кәлтүрүшни тәшвиқ қилишта изчиллиқ болған. Пәқәт тәшвиқат мәзмунида қисмән өзгиришләр болған, йәни кейин хәлқчиллиқ вә йәттә вилайәт хәлқиниң азаб-оқубәтлирини ечип бериш қатарлиқлар муһим салмақни игилигән.

Түркийәдики һаҗитәппә университетиниң тарих профессори, 1944-1949-йиллардики миллий азадлиқ инқилаб тарихи һәққидә тәтқиқат йүргүзгән әркин әкрәмниң қаришичә, һәқиқәтән, 11 маддилиқ битимдин кейин, “инқилаби шәрқий түркистан” гезити қатарлиқ мәтбуатларниң тәшвиқатлирида биртаз юмшаш әһвали көрүлгән. Әмма, әхмәтҗан қасиминиң мақалилиридә азадлиқ вә әркинлик сөзлири давамлиқ ишлитилгән болуп, битимдин илгирики вә кейинки сиясәт маһийәт җәһәттә пәрқлиқ болсиму, әмма мәзмун җәһәттин шу пети сақлинип қелинған. Үч вилайәт изчил өзиниң мустәқил өзини идарә қилиш һалитини сақлап қалған.

Мәзкур гезит “азад шәрқий түркистан” дәп аталған бир йерим йил вә “инқилаби шәрқий түркистан” дәп аталған үч йилға йеқин вақит җәрянида гезит сәһипилиридә елихан төрә, әхмәтҗан қасими, исһақбек муноноф, дәлилқан сугурбайеф, абдукерим аббасоф қатарлиқ сиясий рәһбәрләр, зиялийлар, язғучилар, тәтқиқатчилар, һөкүмәт вә җәмийәт әрбаблири қатарлиқларниң сөз-нутуқлири, уйғур тарихиға вә иҗтимаий-сиясий мәсилиләргә аит мақалиләр шуниңдәк башқа һәр хил мәзмундики әсәрлири даим елан қилинип турған иди.

Мунир йерзинниң ейтишичә, мустәқил шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмити тәрипидин тәсис қилинип, униң орган мәтбуати болған “азад шәрқий түркистан” гезити өз намини “инқилаби шәрқий түркистан” ға, әң ахирида, йәни 1949-йилиниң ахирида хитай компартийәси уйғур дияри, җүмлидин илини игилигәндин кейин болса “или гезити” ға өзгәртип, хитай компартийәсиниң или вилайәтлик йәрлик комитетиниң орган гезитигә айланған. Миллий азадлиқ инқилабниң ғәлибә мәһсули болған “инқилаби шәрқий түркистан” гезити әйни вақиттики уйғур дияридики көп хил тиллиқ, көп милләтлик, кәспи сәвийиси юқири, мәтбәә техника -үскүнилири толуқ мукәммәл бир гезитхана һесаблинатти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.