“тарих вә бүгүн” 25-декабир.

“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисимда өткән әсирниң 40-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикитигә қатнашқан тарихий шаһитлардин бири мунир ерзин әпәндиниң баянлири аңлитилғандин ташқири йәнә қазақистандики абай намидики дөләт педагогика университетиниң тарихи мусапилири һәққидә мәлуматлар берилиду.
Мухбиримиз үмидвар
2011.12.25
inqilabiy-sherqiy-turkistan-geziti-305.jpg Инқилабий шәрқий түркистан гезити (1948-йили 15сентәбирдики сани).
RFA/Umidwar

Абай намидики педагогика университетиниң уйғур зиялийлирини тәрбийиләш кәспи 1950-80-йилларда уда ечилған болуп, мәзкур университетниң филологийә факултети тәркибидә уйғур тил -әдәбият кәспи бар иди. Ойғанниң мәлуматлири бойичә алғанда, бу җайда көплигән шаир -язғучилар, маарипчилар һәм мутәхәссисләр тәрбийиләнди.

Ахирида йәнә силәр уйғур һазирқи заман әдәбиятиниң намайәндилиридин бири мәрһум зия сәмәдиниң1930-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикәт тарихиға беғишлиған тарихий әслимә характерлик романи “йиллар сири”да баян қилинған тарихий вәқәләрниң давами билән тонушисиләр. “йиллар сири” ниң бу қисмида шең шисәйниң уйғурларни парчилап ,таранчи миллитини пәйда қилғанлиқи, уйғур зиялийлириниң миллий бирликни қоғдаш йолидики күрәшлири баян қилиниду.

Мәлумки, 1944-йили, 12-ноябирда ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмити қарар чиқирип, азад шәрқий түркистан гезитини нәшр қилған иди.

Азад шәрқий түркистан гезити уйғур, қазақ, рус тиллирида нәшр қилинған һәмдә бу җумһурийәт һөкүмитиниң орган гезити болған иди. 1946-Йили, битим түзүлүп, бирләшмә һөкүмәт ишқа киришкәндә мәзкур гезит “инқилаби шәрқий түркистан гезити” дәп өзгәртилгән һәм уйғур, қазақ, рус, шевә, моңғул вә хитай тиллирида нәшр қилинған.

Алмутида яшайдиған, уйғур тарихи тәтқиқатчиси, татар тарихшунаси мунир ерзин әпәнди әйни вақитта “инқилаби шәрқий түркистан гезити” дә ишлигән иди. У бу гезитниң әһвали һәққидә тохталди.

Мунир ерзин мәхсус уйғур мәтбуат тарихи бойичә китаб йезип нәшр қилдурған тарихчи болуп, һазир 84 яшқа киргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.