
RFA File
Йеқинда түркийиниң аматсийә вилайитидә 11 - әсирләргә тәвә 8 яшлиқ бир қизниң қуруқ җәсити тепилған. Түркийә археологийә вә тарих мутәхәссислири бу қуруқ җәсәт тепилған анатолийә, җүмлидин аматсийә райониниң етник тарихи тәтқиқатини башливәтти, улар бу җайда әйни вақитта уйғур вә башқа түркий қәбилилириниң бу районға кәлгәнликини оттуриға қоймақта. Бу һәқтә әркин тарим мәлумат тәйярлиди.
Алмута шәһиридә яшайдиған мәхсут ибрайимоф бу йил 87 яшқа кирди. У өзи вә акиси һәм дадиси 1940 - йиллардики миллий азадлиқ инқилабиға қатнашқан чағистайлиқ кишиләрдур. Униң бовиси нәзәрғоҗа абдусәмәтоф 20 - әсирниң 20 - йиллирида уйғур тарихи тәтқиқати билән шуғулланған тунҗи уйғур тарихчилириниң бири иди. Акиси махмут пармаш болса әхмәтҗан қасиминиң катипи болуп ишлигән. Мәхсут ибрайимоф өзиниң көргән - билгәнлирини алмутадики ихтияри мухбиримиз ойғанға сөзләп бәрди.
Аптор "йиллар сири" намлиқ тарихий романниң бу қисмида 1934 - йили, хоҗа нияз һаҗим үрүмчигә муавин рәис болуп кәлгәндин кейинки вәзийәт, тунҗи нөвәтлик өлкилик хәлқ қурултай йиғини һәм шең шисәйниң һилә - нәйрәңлик сиясий тактикилири һәққидә баян қилиду.