Тарих вә бүгүн (22-апрел)

Йәттәсудики “ату” вәқәсигә 94 йил: мәлумки, 20 - әсирниң биринчи йерими уйғурлар үчүн наһайити паҗиәлик вә шәрәплик болди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.04.22

20 - Әсирниң бешида қошна чаррусийидә йүзбәргән падишаһлиқ түзүмни ағдуруш вә арқидин коммунистларниң сиясий өзгиришидики өктәбир инқилаби билән мәйданға кәлгән болшевикларниң совет русийисини қуруш һәрикәтлири шуниңдәк болшевиклар һакимийити билән униңға қарши ақларниң бир мәйдан ички уруши оттура асия хәлқлири, җүмлидин уйғурларғиму тәсир көрсәтмәй қалмиди.

Совет иттипақи, җүмлидин һазирқи қазақистан уйғурлири өткән әсирниң 40 - йиллириғичә болған арилиқта бир қатар паҗиәлик мусапиләрни һәм вәқәләрни бешидин кәчүрди. Униң бири “ату паҗиәси” дур.

1917 - Йили 11 - айда болшевиклар һакимийәтни игилигәндин кейин, оттура асиядиму совет һакимийитини тикләш әвҗи алди. Оттура асиядики болшевиклар илгири - кейин, түркистан мухтарийәт һакимийитини йоқатти, арқидин оттура асия вә йәттә су районидики болшевикларға қарши қораллиқ гуруппилар, йәни атаман дутов, анненков вә бакич қатарлиқларниң қоманданлиқидики қошунларни битчит қилди.

Шуниң билән бир вақитта йәнә йәрлик хәлқләрниң миллий азадлиқ вә мустәқиллиқни мәқсәт қилған күрәшлириниму “басмичилар” дәп қарилап, бир - бирләп йоқатти.

Совет һакимийитиниң әнә шу мустәһкәмлиниш җәрянида 1918 - йили, йәттә судики уйғурлар қизил армийиниң бир қетимлиқ дәһшәтлик қирғинчилиқиға учриди. Бу вәқә тарихта “ату вәқәси” дәпму аталған иди.

Қазақистан уйғурлири бу “ату вәқәси” ни әслигинидә уни милли кәмситиш вә милли йоқитиш түси алған вәқә, йәттә су уйғурлириниң йүрикидә мәңгү сақаймайдиған җараһәт қалдурған паҗиә дәп чүшәндүриду.

“ату паҗиәси”һәққидә қазақистандики уйғур тарихчилири көплигән әсәрләрни язди. Профессор махмут абдурахманоф, доктор рабик исмайилоф вә башқилар бу вәқә һәққидә мәхсус мақалилар елан қилди.

Сабиқ совет иттипақи дәвридә ату вәқәси башқичә чүшәндүрүлүп, бу ақ гвардийичиләрниң җинайити дәп көрситилгән иди. Совет иттипақи йимирилгәндин кейин бу вәқәниң маһийити паш қилинип,униң қизил армийиниң җинайити икәнлики ашкариланди.

Мәлум болушичә, чар падишаһ өлтүрүлгәндин кейин петирап кәткән ақлар армийисиниң офитсерлири җай - җайларға сиңип кирип, җүмлидин йәттә су уйғурлири арисида тәтүр тәшвиқат елип берип, коммунистлар динни чәкләйду, мал мүлүкни тартивалиду дегәндәк вәһйимиләр билән уйғурлар арисида қаймуқтуруш елип барған һәмдә уларни өзлири билән биллә коммунистларға қарши турушқа чақирған.

Униңсизму, йәттә судики уйғурлар арисида чар рассуйиниң һөкүмранлиқидин қутулуш вә мусулманларниң һакимийитини қурушни тәрғип қилидиған шуниңдәк түркистандики “шораи исламийә” һәрикити билән мәвқәси охшишип кетидиған таранчи - туңган комитети дегәндәк тәшкилатлар бар иди.

Оттура асиялиқларниң, җүмлидин уйғурларниң коммунизмға қарши бу гуруппилири ақлар билән һәмкарлашти. Нәтиҗидә

1918 - Йили 2 - айда алмута йениға җайлашқан қара су районидики бир қисим уйғур яшлири йәрлик әмәлдарларниң тәшкиллиши билән ара,гүрҗәк қатарлиқ иптидаий қораллар билән қораллинип, алмута сепилини игиләп турған қизил армийигә һуҗум қилди.Қизил армийә қошунлири 3 - айниң 2 - күнигичә қайтурма һуҗум қилип һуҗумчиларни пүтүнләй қирип ташлиди. Мәзкур тәңсиз җәңдә нурғун уйғур яшлири һаятидин айрилди. Буниң билән қизил командирлар уйғурларни болшевикларға қарши турғучи милләт дегән чүшәнчә билән уларни җазалаш қарариға кәлди.

1918 - Йили 5 - айда қизил армийә командирлиридин мурайев билән иван мамунтов уйғурға қарита өч елиш характеридики қирғинчилиқни башлиди. Мурайев қисимлири алмутидин ғалҗатқичә болған челәк, кийиквай,инчикә булақ,қорам,лавар, маливай,ғәйрәт, долат, ават вә түгмән қатарлиқ уйғур йеза - қишлақлириға бесип кирип әр - аял дәп айримай, коп санда уйғурларни рәһимсизлик билән қирғин қилди.

Қизил армийә әтрәтлири уйғур йәзилиридики адәмләрни бир йәргә топлап пилимотлар билән оққа тутуп қиривәтти.

Қазақистан тарихчилириниң арисида бу вәқәдә қанчилик адәмниң өлтүрүлгәнлики һәққидә һәр хил қараш мәвҗут, бәзиләр бу қирғинчилиқта тәхминән 20 миң уйғурниң қирғин қилинғанлиқини оттуриға қойиду.

Шу вәқәдин кейин, көп санда йәттә су уйғурлири илиға қечип кәткән болуп, кейин уйғур рәһбәрлиридин абдулла розибақийәф ғулҗиға берип, уларни қайтуруп келиш үчүн һәрикәт қилған иди.

Бу йил 5 - айда әшу “ату вәқәси” гә 94 йил тошиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.