Тарих вә бүгүн (8 - июл)

“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 8 - уюл күнидики қисимда силәр америкиниң мустәқиллиқ кониниң келип чиқишиға аит мәлуматларни, кейинки оттура әсирләрдики уйғур мәдәнийәт вә сиясий тарихи һәққидә уйғур мәнбәлиригә аит тәйярланған мәлуматларни һәмдә түркийидики аммиви тәшкилатларниң уйғур мәсилисигә көңүл болуш җәряниға аит учурларни аңлайсиләр
Мухбиримиз үмидвар
2012.07.08


Мустәқиллиқ күни дунядики нурғунлиған мустәқил дөләтләр үчүн әң хасийәтлик вә һөрмәтлик күнидур. Һәммә дөләтләрниң мустәқиллиқи күни вә яки дөләт қурған күни бар болуп, бу адәттә дөләт дәриҗилик хатирилиниду. 4 - Июл күни америка қошма штатлириниң дөләт байрими күни вә яки мустәқиллиқ күнидур.

1. Түркийидики аммиви тәшкилатлар узун йиллардин буян уйғур мәсилисигә көңүл болуп кәлмәктә. Буларниң ичидә кадирлар уюшимиси қатарлиқларму алаһидә әһмийәткә игә. Болупму 5 - июл вәқәси йүз бәргәндин кейин бу аммиви тәшкилатларниң паалийәтлири техиму күчәйгән болуп, улар түрлүк хатириләш паалийәтлирини өткүзүп кәлмәктә. Бу һәқтә силәргә ихтияри мухбиримиз әркин тарим мәлумат бериду.

2. Сәидийә хандналиқи уйғур кейинки әсирләр тарихида наһайити муһим орун тутиду, сәидийә ханданлиқи адәттә тарихчилар тәрипидин йәнә яркәнт ханлиқи дәпму атилиду, бу һакимийәт җуңғарлар тәрипидин йоқитилғандин кейин, уйғур әлиниң җәнубий қисими хоҗиларниң һөкүмранлиқ дәвригә кирди. Бу адәттә хоҗилар дәври дәпму атилиду. Мана бу дәврләрдә һәмдә униңдин кейин бир қисим уйғур тарихчилири, әдиблири йетишип чиқип, өзлириниң мол әсәрлирини қалдурған. Тарихий тәзкиричилик муһим бир зһанирдур. Уйғурларниң өзлириниң йезип қалдурған түрлүк әсәрлири әнә шу дәвр уйғур мәдәнийити,иҗтимаиий - сияисй вә иқтисадий һаяитни чүшиништә муһим пайдилиниш қиммитигә игидур. Бу һәқтә силәргә ихтияри мухбиримиз ойған мәлумат бәриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.