“тарих вә бүгүн” (2013-йили 5-сентәбир)

Мухбиримиз үмидвар
2013.09.15

“ тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бүгүнки қисмида 20 - әсирниң 20 - 30 - йиллири арисида алмута шәһиридә паалийәт елип барған тунҗи уйғур оттура мәктипи “сопи зарват мәктипи” ниң өтмүши һәққидики мәлуматлар билән 20 - әсирниң 20 - йиллирида уйғур әлидә қурулуп, совет иттипақи һөкүмитидин ярдәм күткән “яш қәшқәрлиқләр” җәмийитиниң паалийәтлири һәққидә тәйярланған мәлуматлар диққитиңларға сунилиду.

Дәсләпки уйғур оттура мәктипи - сопи зәрват мәктипиниң өтмүши вә бүгүнки һаяти

Ойған тәйярлиди

Уйғурларниң өз тарихида қәйәрдә яшимисун миллий маарипи вә мәдәнийитини раваҗлундурушқа алаһидә көңүл бөлүп кәлгәнлики мәлум. 19 - Әсирниң ахирлирида уйғур дияриниң или вилайитидин миңлиған уйғурларниң йәттису тәвәсигә көчүп чиқиши билән бу йәрләрдә мәсчитләр, маарип вә сәнәт очақлири көпләп пәйда болушқа башлиди. Болупму җай - җайларда ечилған мәктәпләр уйғурларниң етник сүпитидә сақлинип қелишида муһим рол ойниди.

Әнә шундақ миллий маарип мәнбәлиридин бири мәшһур дөләт әрбаби, мәрипәтпәрвәр зат сопи зәрватоф намидики мәктәптур. Мәзкур билим дәргаһи яш әвладларни тәрбийиләшкә, миллий кадирларни йетиштүрүштә һәл қилғучи төһпә қошқан. Әпсуски, вақитниң өтүши билән мәктәп мәмликәттики иҗтимаий - сиясий өзгүрүшләр түпәйли өз намини йоқатти. Һазир у алмута вилайити панфилоф наһийисиниң мәркизи яркәнт шәһиридики оқуш орунлириниң бири сүпитидә паалийәт елип бармақта.

Алмута шәһиридә тәсис қилинған сопи зарват намидики уйғур оттура мәктипи 20 - әсирниң 20 - 30 - йиллирида көплигән даңлиқ уйғур зиялийлири, әдиблири вә сиясий әрбаблирини тәрбийилигән иди.

Радиомиз зияритини қобул қилған пешқәдәм журналист абдукерим тудияроф зәрват мәктибиниң өтмүш тарихиға тохталди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.