Уйғур сиясий тәқдириниң дәсләпки қурбан қилиниш қисмити
2018.02.01
20-Әсирниң башлирида биринчи дуня урушиниң ахирқи мәзгилидә русийәдә йүз бәргән өктәбир сиясий өзгириши нәтиҗисидә келип чиққан пүтүн русийә империйиси тәвәсидики зор сиясий давалғушлар, җүмлидин уйғурлар дияри билән қошна оттура асиядики сиясий давалғушлар уйғурларғиму өз тәсирини көрситишкә башлиди. Бу сиясий давалғушларниң рошән ипадиси уйғурларниңму өз ана вәтинидә хитай милитаристлириниң һөкүмранлиқидин қутулуп, мустәқил һакимийәт қуруш ғайилири билән ипадиләнди. Бу сиясий ғайә асаслиқи 1920-йилларда совет болшевиклири һакимийити астидики оттура асия районида вә яң зеңшин һөкүмранлиқидики уйғурлар дияридики бир қисим уйғур сәрхиллири арисида бара-бара раваҗланған болуп, уйғурлар диярида болса, бундақ сиясий ғайә йошурун һалда болған болса, совет һакимийити шараитидики түркистанда, йәни пәрғанә вадиси, ташкәнт, иссиқ көл вә йәттису районлирида яшиғучи һәм қәшқәрийәдин яз мәзгиллиридә ишләш вә сода қилиш мәқсәтлири билән берип вақитлиқ туруп қалған зор сандики уйғур муһаҗирлири һәр хил аммиви сиясий тәшкилатларға уюшуп, өзлириниң ана вәтинини мустәмликичиләрниң зулумдин азад қилиш шоарлири астида ашкара оттуриға чиқти. Буларниң һәммиси совет болшевиклириниң һакимийәтни игилигәндин кейинки дуня инқилаби шоари вә ленин рәһбәрликидики болшевикләр партийәсиниң оттура асия районини өз ичигә алған пүтүн шәрқ хәлқлирини мустәмликичилик түзүмигә қарши азадлиқ күришигә чақирип, өзлириниң уларниң азадлиқ ишлириға ярдәм беридиғанлиқ вәдилири билән мунасивәтлик иди. 1920-Йили коммунистик интернатсионал бакуда тунҗи қетим шәрқ хәлқлири қурултийи чақириш билән өз паалийәтлирини уйғурлар дияри, хитай, афғанистан, һиндистан вә башқа җайларға кеңәйтишкә киришти.
Шуниң билән бир вақитта йәнә совет һөкүмитиниң қоллиши арқисида 1920-1921-йили арисида йәттису, ташкәнт вә пәрғанә вадисидики уйғурлар арисида нәччә онлиған сиясий, аммиви тәшкилатлар вә коммунистик партийә ячейкилири қурулуп, уларниң ичидики абдулла розибақийеф қатарлиқлар башчилиқидики “алтишәһәр-җуңғар ишчилириниң уйғур инқилаби иттипақи” дәп аталған тәшкилат һәммигә вәкиллик қилған иди.
Мәзкур тәшкилат 1921-йили 3-9-июн күнлири ташкәнттә коммунистик интернатсионал вә русийә болшевикләр партийәси түркистан бюроси вә түркистан совет аптоном җумһурийити коммунистлар партийәси мәркизи комитетиниң қоллиши билән омуми қурултай чақирди вә буниң нәтиҗисидә мәзкур тәшкилат “уйғур инқилаби иттипақи” дәп аталди һәм өзиниң рәһбәрлик аппарати вә хизмәт программилири түзди. “уйғур инқилаби иттипақи” ниң әсли түп нишани уйғурлар диярида уйғурларниң миллий азадлиқ һәрикитини кеңәйтип, өз мустәқил җумһурийитини қуруштин ибарәт иди.
Тарихи мәнбәләргә асасланғанда, бу вақитта русийә болшевикләр партийәсиниң оттура асия ишлириға йетәкчилик қилидиған түркистан комиссийиси башлиқи ян рудзутакниң башчилиқида уйғурлар диярида инқилаб қозғап, қәшқәрийә вә җуңғарийә җумһурийәтлирини қуруш лайиһәсиму түзүлгән иди. Бирақ, 1921-йили, 6-айда совет русийәсиниң ташқи сияситидә өзгиришләр йүз беришкә башлиған болуп, в. Ленин башчилиқидики болшевикләр партийәси сиясий бюроси 1921-йили, 4-июн күни мәхсус йиғин чақирип, рудзутакниң “қәшқәрийә вә җуңғарийә җумһурийәтлири” ни қуруш лайиһисини қобул қилмиди.
Арқидин алтә ай вақит өтүп, 1921-йили, 18-декабир күни москвада елинған мәзкур қарарға асасән, ташкәнттики түркистан коммунистлар партийәси мәркизи комитети “уйғур инқилаби иттипақи” ни рәсмий тарқитивәтти вә униң әзалири оттура асияда йеңидин тәсис қилинған “қошчилар иттипақи” ға қошулди вә арқидин йәттису областлиқ комитет тәркибидә уйғурларниң коммунистик партийә тармақлири қурулуп, оттура асия районида уйғурларниң өз вәтинигә мунасивәтлик бирликкә кәлгән тәшкилатидин айрилип қелиш вәзийити пәйда болди һәм совет һөкүмитиниң уйғур инқилабчилириға ярдәм бериш мәсилиси пәскойға чүшүп қалди.
Бу бир қатар әһваллар сәвәбидин ташкәнт, алмута, әнҗан вә башқа шәһәрләрдики уйғур милләтпәрвәрлири арисида давалғуш, чүшәнмәслик вә үмидсизлик кәйпияти пәйда болған иди. Әнә шундақ уйғурлар москваниң әсли түп мәқситини чүшинип йетәлмәйватқан әһвалда оттура асия уйғурлириниң рәһбәрлиридин бири, йәни “уйғур инқилаби иттипақи” рәиси абдулла розибақийеф 1922-йили, 11-ноябир күни совет рәһбири сталинға доклат хети йезип, совет һакимийитидин уйғурларниң өз вәтинидики миллий азадлиқ һәрикитини қоллашни тәләп қилди. Абдулла розибақийефниң мәзкур мәхпий хетиниң толуқ нусхиси йеқинда америкидики “русийәниң ислам нуқтиинәзири” дәп аталған тәтқиқат лайиһисиниң торида елан қилинған болуп, у хетини: “шинҗаң өлкисидики хитай мустәбит һөкүмитиниң зулуми астидики уйғур хәлқиниң һаятиниң пүтүн җәрянлирини билип вә мәзкур хитай мустәмликисидә күчийиватқан инқилаби һәрикәтләр мунасивити билән бу доклат хетимни йезишни өз мәҗбурийитим дәп билдим,” дәп башлиған. У, йәнә совет һөкүмитиниң мәнпәәтлириниң һаман хитай билән тоқунушуп қалидиғанлиқи, шуңа уйғурларға ярдәм беришниң зөрүрлүкини, һазир қәшқәрийә вә җуңғарийәдә уйғурларниң йәр асти қаршилиқ һәрикәтлириниң күчийиватқанлиқи вә уларниң совет һөкүмитиниң қоллишиға моһтаҗ болуватқанлиқини оттуриға қоюп, уйғурлар дияриниң милләт, нопус, иҗтимаий җәмийәт тәркиби вә башқилар һәққидә әтраплиқ мәлумат бәргән.
Әйни вақитта совет һакимийитиниң башта уйғурларниң азадлиқ һәрикәтлирини қоллап, һәтта совет коммунист рәһбәрлиридин рудзутак қәшқәрийә вә җуңғарийәдин ибарәт икки җумһурийәт қуруш лайиһисини түзүп, ахирида бу һәрикәт вә лайиһәләрниң күнтәртиптин қалдурулушиниң түп-сәвәб амиллири вә москваниң мәқсити әйни вақитта абдулла розибақийеф қатарлиқ совет уйғур рәһбәрлиригә вә уйғур дияридики саддиларчә советләрниң езилгән хәлқләргә ярдәм бериш шоарлириға ишәнгән вә үмид бағлиған кишиләргә айдиң әмәс болғанлиқи үчүн мәхпий паалийәтләр, тәшкиллинишләр йәнила давамлишивәргән иди. Қазақистандики туран университети профессори абләт камалофниң қаришичә, уйғурларниң “инқилаби иттипақи” ниң қурулуш вә қәшқәрийә һәм җуңғарийә җумһурийәтлирини қуруш лайиһисиниң оттуриға чиқиши әмәлийәттә ленин, тротский қатарлиқ совет рәһбәрлириниң дәсләпки өзини қутулдуруш вә өзигә шәрқтин вә башқа җайлардин көпләп иттипақчиларни тепип, совет һакимийитиниң антанта дөләтлири тәрипидин йетим қалдурулуши вә қоршавға елинишидин қутулуш шуниңдәк ички урушта ғәлибә қилиш үчүн чиқарған “дуня инқилаби” истратегийиси билән мунасивәтлик иди.
Абләт камалофниң қаришичә, лекин 1921-йили ички урушта болшевикләр ғәлибә қилғандин кейин, бәзи сиясийонлар совет русийәсини ғәрб дөләтлириниң сиясий вә иқтисадий җәһәттин йетим қалдурушидин қутқузушниң йоли дуня инқилаби һәрикәтлири чақириқидин йениш вә әнглийә қатарлиқ явропа дөләтлири, һәтта хитай билән дипломатийилик мунасивәт орнитишни қолға кәлтүрүш дәп қариған, әнә шу сәвәбтин уйғурлар вә уйғур дияри өз актип ролини йоқатқан.
Йәнә бир тәрәптин алғанда, уйғурларниң сиясий тәқдири әйни вақиттики совет русийәси билән хитай арисидики мунасивәткә бағлинип қалған болуп, совет рәһбәрлири арисида 1920-йилидин кейин хитай билән яхши мунасивәт орнитип, хитайниң ғәрб дөләтлири вә японийәниң совет русийәсигә зәрбә беридиған базисиға айлинип қелишидин сақлиниш пикирлири күчәйди. Униң үстигә бу вақитларда ички урушта советләрниң қизил армийисидин мәғлуп болған атаман дутов, генерал анненков вә бакич қатарлиқлар башчилиқидики 40-50 миң ақ гвардийәчи әскәр, офитсер вә мусапирлар уйғурлар дияриға қечип келип орунлашқан. Шуниң билән бу җайда, ташқи моңғулийә вә манҗурийәдә советләргә қарши күч тәшкилләнгән иди.
Совет һөкүмити буниң үчүн хитай һөкүмити билән дипломатийилик мунасивәт орнитишқа киришип, икки тәрәп арисида сөһбәтләр башлинип кәткән. Уйғур дияридики яң зеңшинму советләрниң аччиқини қозғимаслиқ, совет һөкүмити билән достанә өтүш сиясити қоллинип, өзи айрим 1920-вә 1921-йили, совет һакимийити билән келишим түзгән. 1921-Йили, 5-айда совет һакимийити яң зеңшин билән мәхпий келишим түзүп, қизил армийини чөчәк қатарлиқ җайларға киргүзүп, бу районларға қечип келип панаһлиниватқан генерал алексей дутов, генерал андрей бакич вә генерал борис анненков қоманданлиқидики қачақ ақлар армийәсини тармар қилиш имканийитигә игә болған иди. Бу вақитта яң зеңшин пүтүнләй советләрниң мәнпәәтлиригә уйғун келидиған вә униң райиға бойсунидиған сиясий тәдбир қолланған.
Лекин, ашкариланған тарихи архип һөҗҗәтлиригә қариғанда русийә компартийиси оттура асия бюроси йәнила 1923-йили, мәлум дәриҗидә абдулла розибақийеф қатарлиқларниң уйғур диярида мәхпий йәр асти тәшкилатларни қуруши вә у җайда тәшкилатчилиқ ишлирини елип беришиға йол қойған. Һәтта абдулла розибақийефниң 1923-йили 5-феврал күни оттура асия бюросиға әвәткән “уйғурлар арисидики хизмәт” намлиқ доклатида болса, уйғур диярида йәр асти тәшкилатларниң бирликкә кәлгән бир рәһбирий тәшкилатини қуруш, мәхсус йәр асти тәшкилатлар вәкиллириниң қурултийини чақирип, бирликкә кәлгән низамнамә түзүш, гезитләрни чиқирип, уйғур дияриға киргүзүш вә башқа тәләпләрни оттуриға қойған. Русийә компартийиси оттура асия бюроси 1923-йили, сентәбир айлирида уйғур дияридики йәр асти тәшкилатларниң қурултийини чақиришни қарар қилип, мәбләғ аҗратқан. Шу йили, 8-айда болса, мәзкур қурултайни ечиш тәйярлиқ йиғини өткүзүлүп, мәхсус тәшкили һәйәт тәсис қилинған болсиму, бирақ анчә узун өтмәй бу қурултай чақирилмиған вә арқидинла уларниң тәшкили паалийәтлири чәкләп қоюлған.
Түркийәдики һаҗитәппә университети тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәмниң ейтишичә, бу дәл хитай билә совет иттипақи арисида сөһбәт юқири пәллигә чиққан болуп, советлар бир тәрәптин гуаңҗудики сун җоңшән һөкүмитигә ярдәм бериш, йәнә бир тәрәптин уйғурлар дияри вә ташқи моңғулийәдики хитайға қарши һәрикәтләрни күчәйтиш усули билән бейҗиң һөкүмитигә бесим қилған иди. Нәтиҗидә, 1924-йили, 5-айда тунҗи қетим совет иттипақи билән хитай арисида достлуқ шәртнамиси имзалинип, хитай совет иттипақини етирап қилди, советләрму ташқи моңғулийә, манҗурийә вә башқа мәсилиләрдә хитайға йол қойди.
Шуниңдин кейин яң зеңшин билән совет һөкүмити арисидиму “сода келишими” имзаланди. Бейҗиң вә үрүмчи һөкүмәтлири москва билән болған сөһбәтлиридә икки тәрәпниң бир-биридә һакимийәткә қарши күчләрни қоллимаслиқи һәққидә пүтүшкән иди.
1924-Йилидики келишимдин кейин, яң зеңшинниң игидарчилиқида, оттура асия районида бәш хитай консулханиси қурулди вә советләрму уйғур дияридики бәш җайда өз консулханисини тәсис қилди һәмдә совет иттипақи уйғур диярида көпләп сода қилиш имканийитигә игә болди. Мана шундақ әһвалда 1927-йили, 2-айда русийә болшевикләр партийәси мәркизи комитети сиясий бюроси мәхсус уйғурлар һәққидә қарар қобул қилип, оттура асиядики уйғурларниң өз ана вәтинигә мунасивәтлик сиясий вә қораллиқ һәрикәтлири, өз вәтинигә кирип мәхпий һәрикәт қилиши вә башқа паалийәтлирини қаттиқ чәклиди.