Тарихий шаһит: шәрқий түркистан җумһурийити сәһийә ишлириға алаһидә әһмийәт бәргән иди

Мухбиримиз үмидвар
2018.08.23
uyghur-tibabet-yaponiye.JPG Уйғур тебабәт тәтқиқатчилиқи билән шуғулланған японийәлик тәтқиқатчи масаҗируниң “уйғур тебабәтчилики” намлиқ мақалисигә қоюлған сүрәт.
RFA/Qutluq

Уйғур дияриниң тарихтики сәһийә, сақлиқни сақлаш ишлири өткән әсирниң 40-йиллиридин башлап раваҗлиниш басқучиға киргән болуп, буниңда 1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ инқилабниң ғәлибиси муһим рол ойниған. Тарихий мәнбәләргә қариғанда, 1944-йили, 12-ноябир күни ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити елан қилған өзиниң 9 маддилиқ хитабнамисиниң бәшинчи маддисида “сақлиқни сақлаш вә сәһийә ишлирини раваҗландурди” ғанлиқини җакарлиған иди. Әнә шу принсип бойичә шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити 1945-йили, 1-айда сәһийә назаритини қуруп, қасимҗан қәмбирини мәзкур назарәтниң назири қилип бекитти, 1945-йили, 3-айда һәр қайси назарәт рәһбәрликини йәнә бир қетим тәңшәш елип барғанда, 20-март күни һөкүмәт һәйити 37-номурлуқ қарар мақуллап, қасимҗан қәмбирини сәһийә назирлиқидин қалдуруп, униң орниға муһиддин әхмәтни сәһийә назири қилип бәлгилиди. Қасимҗан қәмбири болса һөкүмәтниң кадирлар бөлүмини башқурди.

Сәһийә назарити қурулғандин кейин бир қатар хизмәтләр елип берилған болуп, буларниң әң муһими хәлқниң давалиниш шараитини яхшилаш, сақлиқни сақлаш имканийәтлирини ашуруш болди вә бу мәқсәттә ғулҗа шәһиридә пуқралар үчүн хизмәт қилидиған дохтурхана қуруш, наһийәләрдиму дохтурханиларни яки давалаш понкитлирини қурушни ишқа ашурушқа киришилди. Һөкүмәт ғулҗа шәһиридә дора дуканлирини ечип, хәлқниң дора билән тәминлишини капаләткә игә қилди. Теббий курс вә теббий мәктәпләрни ечиш арқилиқ теббий хадимларни тәрбийәлиди. Әлвәттә, уруш вақтида теббий хадимлар асасән һәрбий қисимлар үчүн хизмәт қилдурулған болуп, уруш тохтиғандин кейин аммиви теббий хизмәтләрни күчәйтиш пәйдин- пәй яхшиланди.

1945-1949-Йиллиридики миллий инқилаб қатнашқучиси, ғулҗидики миллий армийә баш дохтурханисида теббий хадим болуп ишлигән, 1961-йили совет иттипақиға көчүп кетип ташкәнт шәһиридә олтурақлишип қалған дохтур шамил алмасбекоф әпәнди өз әслимилиридә қәйт қилишичә, шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити пуқраларниң пүтүнләй һәқсиз кесәл көрситиш вә һәқсиз давалиниш түзүмини йолға қойған. Кесәлләрни оператсийә қилишму һәқсиз болған. Бимарлар пәқәт дориларни аптекилардин сетивалатти. Әмма иқтисадий қийин кишиләрниң дорилириму һәқсиз тәминлинәтти. Дохтурға барған бимар қандақ милләттин вә бай-кәмбәғәл болуштин қәтийнәзәр кесәл көрситиш вә давалиништин ортақ бәһримән болалайтти.

Униң ейтишичә, пуқраларниң шәһәрлик дохтурханидин башқа йәнә ғулҗа шәһиридики миллий армийә баш қоманданлиқ штабиниң башқурушидики һәрбий госпиталдиму давалинишқа болатти. Пуқраларниң һәрбий орунларниң дохтурлири тәрипидинму һәқсиз кесәл көрситиш вә давалинишқа еришиш пурсити һәр қайси полклар җайлашқан җайларға қаритилған иди. Чүнки миллий армийәниң баш дохтурханисидин башқа йәнә оттура йөнилиш қисимлириниң һәрбий дохтурханиси, шималий йөнилиш қисимлириниң дохтурханиси вә полкларда кичик көләмдики дохтурлуқ понкити, баталйонда дохтур вә теббий хадимлири бар иди. Миллий армийә дохтур вә теббий хадимлири һәр милләт пуқралири үчүн хизмәт қилиштин һечқачан баш тартмиғанлиқи үчүн һәр милләт хәлқиниң юқири һөрмитигә еришкән иди.

Үч вилайәтниң теббий хизмәтлиридә совет иттипақи алаһидә муһим рол ойниған болуп, пүтүн дорилар совет иттипақидин келәтти. Дориларниң бәзилири сетивелинса, бәзилири инсанпәрвәрлик ярдәмлири шәклидә берилгән иди. Ғулҗа шәһиридә бир қанчә җайда аптекилар ечилған, совет иттипақи тәрәп ярдәмгә әвәткән совет уйғурлиридин москвадики теббий университетни пүттүргән һаким җаппар яруллабекоф, совет иттипақидин һәрбий дохтур сүпитидә миллий армийә һәрбий дохтурханисида йетәкчи дохтур болуп хизмәт қилған совет уйғурлиридин махмут розибақийеф, шамил қатарлиқ дохтурларниң роли чоң болған иди. Улар бир тәрәптин теббий хадимларни тәрбийәләш курслирида дәрс бәрсә, йәнә бир тәрәптин кесәлләрни давалайтти.

Һөкүмәт юқумлуқ кесәлликләрни давалаш вә униң алдини елиш ишлириғиму алаһидә әһмийәт бәргән иди.

1945-Йили, 12-айда текәс, моңғулкүрә вә башқа бир қисим җайларда юқумлуқ кезик кесили тарқилип кәткән болуп, бу хил кесәллик асаслиқ чарвичи вә бир қисим деһқанлар арисида тарқалған иди.

Һөкүмәт һәйити 1946-йили, 8-январ күни мәхсус 191-номурлуқ юқумлуқ кесәлликни контрол қилиш вә давалашқа аит қарар қобул қилип, җиддий хизмәт елип барған.
Шамил алмасбекофниң сөзләп беришичә, 1948-йили илида ява чечәк кесили тарқилип, һөкүмәт йәнә пүтүн дохтур, теббий хадимлар вә һәрбий теббий хадимлар һәм теббий мәктәп оқуғучилирини ишқа селип, или вилайитидә алди билән 160 миңдин артуқ адәмгә, һәқсиз чечәк ваксиниси урған, арқидин давамлиқ ваксина әмләш елип барған, қисқа вақит ичидә бу хизмәтләр орундилип болунған. Униң ейтишичә, “пүтүн ваксина уруш, дезинфексийә вә башқа давалаш ишлириниң һәммиси һәқсиз елип берилған болуп, мана бу шәрқий түркистан һөкүмитиниң параванлиқ вә хәлқпәрвәр сияситиниң рошән ипадиси, әмәлийәттә әйни вақитта шәрқий түркистан һөкүмитиниң иқтисадий анчә бәк яхши әмәс иди. Лекин бу ишларға зор мәбләғ аҗратти, хәлқ буниңдин бәк тәсирләнгән иди”.

Шәрқий түркистан җумһурийити сәһийә назаритиму 1946-йили битимғичә болған арилиқта“һепзи шеәт” (саламәтликни сақлаш) дәп аталған аммиви тән-сағламлиқ тәрбийиси вә билимлири беридиған қош айлиқ журнал чиқирип тарқатқан. Бу уйғур дияри тарихида тунҗи қетим нәшр қилинған мәхсус сақлиқни сақлаш бойичә қош айлиқ теббий илим журнили иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.