Түркий милләтләр күлтүр вә сәнәт идариси “йүсүп хас һаҗип медали” тарқатти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.07.06
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
yusup-xas-hajip-medali-yighin-zali.jpg Түркий милләтләр күлтүр вә сәнәт идариси тәрипидин тәсис қилинған “йүсүп хас һаҗип медали” ни тарқитиш йиғин зали. 2017-Йили 5-июл, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркий милләтләр күлтүр вә сәнәт идариси тәрипидин тәсис қилинған “йүсүп хас һаҗип медали” 5-июл күни мурасим билән түрк дуняси үчүн хизмәт қилған идарә-җәмийәтләр, тилшунаслар, тарихчилар вә бәзи аммиви тәшкилат мәсуллириға тарқитип берилди.

5-Июл күни мәзкур идариниң залида өткүзүлгән мурасимға, мәзкур идариниң башлиқи дүсән күсәнов, қазақистанниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси абзал сапарбәкқули, түркийә җумһурийити ататүрк тил вә тарих, мәдәнийәт алий идариси башлиқи профессор доктор дәря өрс әпәнди, түркийә тил тәтқиқат идариси башлиқи, чағатай тили мутәхәссиси профессор доктор мустафа қачалин әпәнди, түркийә тарих тәтқиқат идариси башлиқи профессор доктор рәфик туран әпәнди вә бәзи университетниң мудирлири, оқутқучилардин болуп көп санда киши иштирак қилди.

Мурасимда түрк дуняси тәтқиқатиға төһпә қошқан тонулған түрколог профессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласунға, уйғуршунас әнқәрә университети һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири факултети оқутқучиси профессор доктор сәма барутчу өзөндәр ханимға, хаҗәттәпә университети түркологийә тәтқиқат мәркизи мудири профессор доктор юнус қоч әпәндигә охшаш 20 әтрапида шәхс вә идарә җәмийәткә “йүсүп хас һаҗип медали” берилди.

Медал алған аммиви тәшкилатлар ичидә түркийәниң 107 йиллиқ тарихқа игә, түркийәниң 81 вилайитидә шөбә тәшкилати бар болған түрк очақлири тәшкилатиму бар иди. Мәзкур аммиви тәшкилат узун йиллардин бери уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан тәшкилатлардин биридур.

Ундақта “йүсүп хас һаҗип медали” қачан немә үчүн тәсис қилинди? буниң әһмийити немә? тарихта өткән мәшһур шәхсләрдин кимләрниң намида мукапатлар бар? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн түркий милләтләр күлтүр вә сәнәт идариси муавин мудири санҗар мулазимоғлу әпәнди вә мутәхәссисләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Санҗар мулазимоғлу әпәнди өткән йили өз идарисиниң қарари билән йүсүп хас һаҗип туғулғанлиқиниң 100 йиллиқи мунасивити билән 2016-йилини түрк дунясиниң “йүсүп хас һаҗип йили” дәп елан қилғанлиқини, “йүсүп хас һаҗип медали” ниңму өткән йили тәсис қилинип бу йилдин тартип тарқитилишқа башлиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “түркий милләтләр күлтүр вә сәнәт идариси, йәни ‛түрксой‚, түрк дунясида тарихта өткән мәшһур шәхсләрниң туғулған йиллирини хатирилимәктә. Өткән йили болса йүсүп хас һаҗип туғулғанлиқиниң 1000-йили болғачқа 2016-йилини түрк дунясида йүсүп хас һаҗип йили дәп бекиткән идуқ. Бу мунасивәт билән түрк дуняси үчүн хизмәт қилған идарә җәмийәт вә илим адәмлиригә ‛йүсүп хас һаҗип медали‚ бәрдуқ. Буни һәр икки йилда бир қетим тарқитишни пиланлаватимиз.”

Санҗар мулазимоғлу әпәнди түркий милләтләр күлтүр вә сәнәт идарисиниң һазирғичә бирқанчә мәшһур шәхс намида бундақ мукапатларни тәсис қилғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз бу мукапатни биринчи болуп даңлиқ тарихчи зеки вәлиди тоғанниң нами билән башлиған идуқ. Бу медални һазирғичә 6 тарихчиға бәрдуқ. Қазақистанлиқ муқан җәлибайев, хакасийәлик түрколог катановқа охшаш муһим шәхсләр намида мукапатлар тәсис қилип тарқаттуқ.”

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2008-йилини мәхмут қәшқири йили елан қилип, түркийә башлиқ көп санда дөләттә бу һәқтә паалийәтләр өткүзүлгән иди. Бу мунасивәт билән түркийә явро-асия язғучилар җәмийити икки йилда бир қетим “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” өткүзүп кәлмәктә. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған мәзкур җәмийәтниң рәиси яқуп өмәроғлу мунуларни деди: “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси пүтүн түркий милләтләр қатнишалайдиған бир мусабиқә. Мәзкур мусабиқиниң тунҗи қетимлиқи мәхмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000-йилида өткүзүлгән иди. Һазирғичә 4 қетим өткүзүлди. Биринчиси түркийәдә өткүзүлгән иди. Асуман гүзәлчә намлиқ язғучиниң ‛җимҗит көчүш‚ намлиқ һекайиси биринчи болуп баһаланған болуп, һекайидә шәрқий түркистанлиқларниң түркийәгә көчүши баян қилинған иди”.

Тарихта из қалдуруп кәткән бундақ шәхсләр, җүмлидин һазирқи уйғурлар дияриниң қәшқәр шәһирини пайтәхт қилған қараханийлар сулалиси мәзгилидә, йәни 11-әсирдә өткән икки бүйүк намайәндә йүсүп хас һаҗип вә мәхмут қәшқәрий қатарлиқларниң намида мукапат тәсис қилишниң әһмийити зади немә? бу һәқтә зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди, қәдимдә өткән даңлиқ шәхсләр намида мукапат тәсис қилишниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә чәтәлдики уйғурлар қилишқа тегишлик хизмәт тоғрисида мәлумат бәрди.

Йүсүп хас һаҗип вә мәхмут қәшқәри уйғур алимлири, җүмлидин уйғур хәлқи тәрипидин өзлириниң 11-әсирдики қараханийлар сулалисидә өткән улуғ алимлири сүпитидә пәхирлиниду. Бу икки затниң қәбриси қәшқәр дияриға җайлашқан. Уйғур алимлиридин башқа йәнә бир қисим түрк, рус вә башқа милләт алимлири бу икки затниң келип чиқиш җәһәттин уйғурларға мәнсуп болсиму, әмма уларниң яратқан “қутадғу билиг” вә “түркий тиллар дивани” намлиқ әсәрлириниң пүтүн түркий хәлқләрниң ортақ мәдәнийәт мираси шуниңдәк бу икки алимни пүтүн түркий хәлқләрниң ортақ мәдәнийәт намайәндилири һесаблайду.

Кейинки йилларда түркийәдики бир қисим университет вә тәтқиқат мәркәзлиридә мәзкур икки мәдәнийәт намайәндисидин башқа йәнә һазирқи заманға мәнсуп уйғур язғучилири вә мәдәнийәт әрбаблиридин зия сәмәди, абдуреһим өткүр, абдухалиқ уйғур, абдуқадир дамоллаға охшаш мәшһур шәхсләр хатириләнди вә илмий муһакимә йиғинлириму ечилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.