Син
Майкил валт: “шәрқий түркистан һечқачан хитайниң бир қисми болған әмәс!”
Дуня уйғур қурултийи (д у қ) дуняға кәлгәнликиниң 20 йиллиқини хатириләш паалийәтлириниң бир муһим мәзмуни сүпитидә 4- май күни “шәрқий түркистанниң мустәмликә қилинишиға хәлқара қанунлар асасида қарап чиқиш” темисида мәхсус доклат бериш йиғини уюштурулди. Бу доклат һәмдә униңға алақидар мәсилиләр тоғрисида алди билән д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди йиғин әһлигә қисқичә чүшәнчә бәрди. Униң баян қилишичә, хитай һөкүмити уйғурларниң земинини 1949- йили ишғал қилғандин буян һазирғичә уйғурларни йоқитишни мәқсәт қилған түрлүк сиясәтләрни йүргүзүп кәлгән; шуңа уйғурлар мәсилиси пәқәтла бир кишилик һоқуқ мәсилисила болмастин, йәнә өз нөвитидә бир бир миллий мәсилә һесаблиниду. У мушу әһвалларни әскәртип “буни хәлқара җамаәткә техиму яхши тонутуш һәмдә һәрқайси дөләтләрни қайил қилиш мәқситидә уйғурлар <шәрқий түркистан> дәп атайдиған бу земинниң һазирқи вәзийитигә, җүмлидин хитай һөкүмитиниң бу йәрдики мәвҗутлуқиға хәлқара қанунлар асасида баһа бериши үчүн мушундақ бир тәтқиқат түрини башлидуқ” деди. Шундақла бу һәқтики әһваллар тоғрисида техиму тәпсили мәлумат беришкә майкол ван валт әпәндини мунбәргә тәклип қилди.