Хитайниң дөләтлик тәрәққият ислаһат комитетиниң йеқинда чиқарған ишқа орунлишиш әһвали һәққидики бир тәкшүрүш доклатиға қариғанда, бу йил оқуш пүттүридиған оқуғучиларниң 60% иниң ишқа орунлишиши тәскә чүшидикән.
Мәзкур комитет бу доклатини 4-айниң ахирлири чиқарған болуп, 2006- йили пүтүн хитайда оқуш пүттүридиған адәттики алий мәктәп оқуғучилириниң сани 4 милйондин ашидикән. Бу сан өткән йилдикидин 22% көп болған. Әмма бу йил пүтүн хитайда алий мәктәп оқуғучилириға еһтияҗлиқ болған сан аран 1 милйон 665 миң икән.
Хитай әмгәк министирлиқиниң муавин министири җаң шявҗйән буниңдин кейинки бир нәччә ай ичидә, хәлқарада сода сүркилишиниң еғирлишиши, дөләт ичидики ишләпчиқириш иқтидариниң һәддидин зиядә ешип кетиши вә хәлқ пули қиммитиниң ешиши қатарлиқ амилларниң, ишқа орунлишиш әһвалини техиму тәсләштүриветидиғанлиқини билдүрди.
Хитай дөләтлик тәрәққият ислаһат комитети йәнә, һазирқи әмгәк күчи базириниң бундақ зор миқдардики алий мәктәп оқуғучилирини қобул қилип кетәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә мәктәп пүттүрүп, ишқа орунлишалмиғанларниң сани 61 миң 300 гә йәтти
- Бу йил уйғур елидә 2 миң 500 гә йеқин мәмури хадим қобул қилиниду
- Уйғур аптоном районидин адәттики алий мәктәпләргә қобул қилинидиған оқуғучилар сани елан қилинди
- Уйғур ели билән хитай өлкилириниң иқтисас игилирини хизмәткә таллаш пәрқи интайин чоң
- Уйғур елидә талантлиқлар базири паалийәт башлиди