Хитай д у қ ниң рәиси рабийә қадирниң оғлини 9 йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилди
2007.04.17
Хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин берилгән хәвәрләрдин мәлум болушичә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуреһимға сәйшәнбә күни хитай сот мәһкимиси тәрипидин 9 йиллиқ қамақ һәмдә 3 йиллиқ сиясий һоқуқидин мәһрум қилиш җазаси берилди.
Мәтбуатларниң бу һәқтә бәргән хәвиридә көрситишичә, хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуреһимни сотлашта, уни тор бәтлиридә бөлгүнчиликни тәрғип қилидиған мақалиларни тарқатқан, аммини һөкүмәткә қарши қутратқан вә хитайниң кишилик һоқуқ вә аз санлиқ милләтләр сияситини бурмилайдиған мақалиләрни язған дәп әйиблигән.
Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати " хитай һөкүмитиниң бу қетим рабийә қадир ханимниң йәнә бир оғли абликим абдуриһимға 9 йиллиқ қамақ җазаси бериши, бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларға болған бастуруш һәрикитиниң барғансери күчийиватқанлиқини көрситип бериду" дәп билдүрди. (Миһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара тәшкилатлар хитай һөкүмитиниң рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи тоғрисидики сөзлиригә җаваб қайтурди
- Хитай даирилири хитай чегриси ичидә "рабийә қадир" дегән исимни атимаслиқни тәләп қилди
- "Рабийә қадир дәври" хитайларни чөчүтти
- Рабийә қадир ханимниң памир игизлигидики дилони тәкшүрүш тәлипи хитайниң рәт қилишға учриди
- Җон кам: бейҗиң һөкүмити рабийә қадирни қоюп бәргәнликидин пушайман қилди