Америка кеңәш палатаси ирақтин әскәр чекиндүрүшни башлаш тоғрисида қарар мақуллиди


2007.04.27

Пәйшәнбә күни америка кеңәш палатаси аваз берип мушу йили 1-дикабирдин башлап ирақтин әскәр чекиндүрүшни башлаш тоғрисида қарар мақуллиди.

Демократчилар партийиси узундин бери ирақтин әскәр чекиндүрүштә чиң туруп кәлгән болсиму, лекин бу қетимлиқ аваз бериштә демократчилар партийисиниң 13 нәпәр әзаси бу мәзкур қарарға қарши биләт ташлиған. Парламентниң қарариға нисбәтән ақсарай баянатчиси бу қарарниң адәмни толиму үмидсизләндүридиғанлиқини билдүрди.

Ақсарай баянатчиси Dana Perino мундақ деди: " бүгүн парламент әзалири ирақтики мәғлубийәт үчүн биләт ташлиди. Президентму бу қарарға аваз бериду". Аваз бериштин бурун, җумһурийәтчиләр ирақтин әскәр чекиндүрүш вақт чекини бәлгиләш ғәлибини террорчиларға өткүзуп бериду дейишкән иди.

Гәрчә америкиниң ирақтики юқири дәриҗилик генерали David Petraeus вә башқа дөләт мудапиә хадимлири палата әзалирини мәзкур қарарни мақуллимаслиққа көндүрүшкә урунған болсиму нәтиҗә қазиналмиған иди.

Вашингтон пост гезити 27 ‏- април бәргән хәвәрдә қәйт қилинишичә, кеңәш палата уруш хираҗити үчүн 124 милярд доллар тәстиқлиған болуп, бу хираҗәт америкини 1- ийолғичә ирақтин әскәр чикиндүрүшкә башлашқа мәҗбурлайдикән.

Америка башчилиқидики бирләшмә армийә 2003 - йили ираққа бесип киргән болуп һазирға қәдәр америка тәрәптин 3337 адәм чиқим болған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.