Ана дәряниң пәряди

Уйғурларниң қәдимий тарихи изналириға қарисақ, уйғур хәлқи қәдимдин су қоғлишип яшап кәлгән бир милләт. Йәни, җәнубтики қурум тағлиридин башланған тарим дәряси вадилири уйғурларниң әң қәдими юртлиридур.

Тәңри теғи ата дийилсә, тарим дәряси худди ана. Уйғурларниң әҗдадлири бу ана дәряниң вадисида бостанлиқларни бәрпа қилип, өзгичә мәдәнийәт яратқан, у шундақла уйғур дияри бойичә әң чоң дәря болуп, униң ахирқи еқинлири бипаян тәклимакан қумлуқлириға сиңип кетиду. Тарим ойманлиғи, тәңри тағлири билән қурум тағлири арисиға җайлашқан чәксиз кәткән чоң тәкшилик.

У инсанийәт мәдинийитиниң ачқучи шундақла инсанийәт тәрәққиятиниң енергийә мәнбәәлириниң бири дәп тәриплиниду.

Бүгүнки тарим вадисиға нәзәр салсақ, хитайниң уйғур районини ечиш истратегийиси шуниңдәк ғәрбни ечиш борини билән тарим дәря вадиси кәң көләмлик тәбиәт бузғунчилиғи, байлиқ булаңчилиқиға йүзләнди.

Хитай көчмәнлириниң боз йәр ечиши билән....

Болупму хитай көчмәнлириниң нәччә он йилдин буян тарим вадисида елип бериватқан қалаймиқан боз йәр ечиш һәрикити, атом синақлири, тарим дәряси шундақла бу вадиниң омумий екологийисиниң бүгүнкидәк яман ақивәткә қелишидики әң чоң амилдур.

Бу диярда тохтавсиз көрүлүватқан тәбиий апәтләрни хитай һөкүмитиму сәзсә керәк. Уйғур аптонум районлуқ һөкүмәтниң тор бетидә өткән һәптә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, уйғур аптонум районлуқ 10- нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 15- қетимлиқ йиғинида "хитай дөләт ишлири кабинти вә уйғур аптонум районлуқ һөкүмәтниң рухситисиз тарим вадисида һәр қандақ орун яки шәхсниң боз йәр ечишиға йол қоймаслиқ" һәққидә қарар елан қилған.

Мәзкур қарарда көрситилишичә, илгири тарим дәряси вадисида елип берилған қанунсиз һәмдә пилансиз һалда кәң көләмлик боз йәр ечиш нәтиҗисидә, бу вадида чөллишиш һәм қумлишиш еғирлашқан. Тарим дәряси сүйини башқуруш тоғра болмиғанлиқи үчүн тарим дәрясиниң сүйи азлаш һәтта бәзи тармақ еқинлири қуруштәк еғир екологийилик бузулуш келип чиққан.

Хитай һөкүмитиниң бәргән ситатистикисидин ашкарлинишичә, 2000 - йилидин буян, тарим вадисида қалаймиқан ечилған йәрниң көлими 190миң моға йәткән. Тарим дәряси хитай бойичиму әң узун ички дәря болуп омумий узунлуқи 2179 келометир келиду.

Йәр ютқучи - биңтуән

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә бәрпа қилған хитай ишләпчиқириш қурулуш биңтуәнлири тарим вадисини асас қилип қурулған.

Анализчиларниң тәтқиқатиға қариғанда, дәсләп биңтуәнгә көчмән болуп кәлгән милйонлиған хитай көчмәнлири, тарим дәря вадисида 1950 - йиллардин бери боз йәр ечиш елип барди. Бу җәрянда тарим дәряси суйи пилансиз дәря, еқинларға айрилип биңтуән қоршиған районларға еқитилди.

Кейин йәнә, боз йәр ечиш хитай һөкүмитиниң ғәрбни ечиш сияситиниң тәсиридә йәниму кәң көләмлик елип берилди. Бу җәрянда, хитай көчмәнлири тарим вадисида боз йәр ачса баҗ вә һечқандақ төләм төлимигәнлики үчүн, боз йәр ачқучилар қошуниниң көпийиши һәм уларниң пилансиз қалаймиқан боз йәр ечиши җәрянида, тәбиий қум сүзгүчлүк ролини ойнап келиватқан тоғрақ, юлғунлар кесилди. Нәччә миң йиллардин бери шәкилләнгән тәбиий йешил бәлбағлар бузулди.

Муһит мутәхәсислириниң қаришичә, мана булар бүгүнки уйғур районида давам қиливатқан қум көчүш, қум боран чиқиш, тарим дәряси сүйиниң азлаш, бәзи көлләрниң қуруп кетишигә охшаш яман һадисиләргә сәвәб болған. Улар "ана дәря пиған чәкмәктә.... Қум боранлар униң пиғани, мубада тарим вадисидики бу бузғунчилиқларға йәнә йол қоюлса уйғур елиниң екологийисидә чоң тәһдид елип келиду." Дәп тәшвишләнмәктә.

Қум – боран еғирлашмақта

Тарим вадисидики лопнур йезисида яшаватқан бир деһқан аял, бу җайда боз йәр ечиш давамлашқандин кейин тарим дәрясини мәнбә қилидиған лопнур көлиму қуруп йеқинқи йиллардин бери, бу районда қум- боран һадисилириниң көп көрилидиған болуп қалғанлиқини, екологийилик муһитниңму еғир бузулғанлиқини ейтти.

Тарим дәряси уйғур деһқанлириниң һаятлиқ мәнбәәси, униң булғиниши уйғур дияри һәмдә хәлқиниң һаятиға әң чоң хәвп һесаблиниду. Нөвәттә хәлқ, һөкүмәтниң ана дәря вә тарим вадисида елип бериливатқан бузғунчилиқларға йол қоймаслиқ һәққидики қарариниң әмәлий үнүм беришини күтмәктә. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.