Америкада “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 10 йиллиқини хатириләш намайиши өткүзүлди

Мухбиримиз әзиз
2019.07.05
namayishtin-bir-korunush.jpg “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 10 йиллиқини хатириләп, хитай һөкүмитигә қарши өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 5-июл, вашингтон.
RFA/Eziz

Муһаҗирәттики уйғурлар, җүмлидин америка уйғурлири һәр йили қайғу ичидә хатириләйдиған күнләрниң бири дәл “5-июл” дур.

2009-Йили 5-июл күни үрүмчидики бир қисим алий мәктәп оқуғучилири вә һәр саһә яшлири тинч намайиш тәшкилләп, шуниңдин илгирирәк гуаңдуң өлкисиниң шавгуән шәһиридә йүз бәргән уйғур завут ишчилириниң коллектип таяқ йейиш вәқәсигә наразилиқ билдүргән иди. Әмма намайиш ахирида қораллиқ бастурулуп, уйғурларниң бүгүнки заман тарихидики унтулмас қанлиқ вәқәләрниң бири болуп қалди.

Әнә шу вақитлардин башлап муһаҗирәттики уйғурлар һәр йили түрлүк паалийәтләр арқилиқ бу күнни хатириләп кәлмәктә. Бу йилму америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши билән америкадики уйғур җамаити 5-июл күни вашингтон шәһиридики хитай әлчиханиси алдиға топлинип өзлириниң наразилиқ намайиши арқилиқ ашу паҗиәлик күнни хатирилиди.

Бүгүнки намайишму башқа паалийәтләргә охшаш алди билән “шәрқий түркистан марши” билән башланди. Марш музикиси қоюлғанда намайишқа кәлгәнләр өз һөрмитини билдүргәч маршқа җөр болди. Намайишчиларниң қоллиридики мәйин шамалда йәлпүнүп турған ай-юлтузлуқ көк байрақ паалийәтниң һәйвитигә техиму һәйвәт қошқан иди, санҗан-санҗақ көк байрақлар әлчиханиниң чоққисиға қадалған хитайниң қизил байриқиға қарши бир истиһкамни әслитәтти.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән алди билән сөз елип көпчиликни өтмүш тарихни унтуп қалмаслиқ, уйғурларниң һазирқидәк һаят-маматлиқ гирвикигә келип қалғанлиқи ашкара болуватқанда һәр ким өз мәҗбурийитини ада қилиш һәққидә қисқичә сөз қилди.

Шу қатарда сөз қилған зубәйрәму һәққанийәтни яқлаватқан, һәқ үчүн күришиватқан уйғурларниң җәзмән ғәлибә қилидиғанлиқини, шуңа уйғурлар һечқачан үмидсиз болмаслиқи керәкликини тәкитләп өтти.

Шуниңдин кейин намайишчилар хитай һөкүмитигә, хитай компартийәсигә қарши ғәзәп-нәпритини җараңлиқ шоар садалири билән ипадиләп, хитай әлчиханисиниң алдидики мәйданни ләрзигә кәлтүрди.

Намайиш җәрянида америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән айрим зияритимизни қобул қилип, бүгүнки намайишниң характери өткән он йилдин буянқи намайишлардин пәрқ қилидиғанлиқини, буниңдин он йил илгирики “5-июл вәқәси” дин кейин патигүл ғуламға охшаш бир қисим анилар ғайиб болуп кәткән оғуллирини издигән болса, һазир пүткүл уйғурларниң ғайиб болуп кәткән уруқ-туғқанлирини издәватқанлиқини тәкитләп өтти.

Вашингтон шәһиридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати “5-июл вәқәси” һарписида көплигән баянат вә язмиларни елан қилған иди. Мәзкур тәшкилатниң мудири өмәр қанат намайиш җәрянида бу һәқтә тохтилип өтти.

Намайишчиларниң тохтавсиз давам қилған шоар садалири бүгүнки пәвқуладдә иссиқ дәстидин сүкүнатқа чөмгән әлчихана мәйданида уйғурларниң қаршилиқ роһини йәнә бир қетим намаян қилип узақ-узақларғичә аңланмақта иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.