“5-июл қурбани” рози зунунниң ейтилмиған паҗиәси

Мухбиримиз нуриман
2021.07.07
“5-июл қурбани” рози зунунниң ейтилмиған паҗиәси Уйғурларниң тинчлиқ елип барған намайишини бастуруш үчүн кәлгән хитай қораллиқ күчлири уйғурларни тосувалған көрүнүш. 20009-Йили 9-июл, үрүмчи.
AP

“5-июл вәқәси” дәп атилип келиватқан қанлиқ вәқәниң йүз бәргинигә бу йил 12-йил болди. 2009-Йили 5-июл күни вә униңдики кейинки күнләрдики вәқәләр һәмдә ашу күнләрдә өлүмгә һөкүм қелинған вә коча-койларда вәһшийләрчә өлтүрүлгән уйғурларниң учурлирини топлаш җәрянида, шу күни ишқа меңиш йолида вәһшийләрчә уруп өлтүрүлгән рози зунун дегән киши һәққидә учур тапшуруп алдуқ.

Рози зунун 30 нәччә яшлар әтрапида болуп, үчташ узун йоллуқ қатнаш бекитидә қоғдаш хизмитини қилидикән. 6-Июл күни рози зунун идариси тәрипидин ишқа кәлмисә иштин һәйдилидиғанлиқи һәққидә телефун тапшурувалған. Аилисини қамдайдиған иш бу орнидин айрип қалмаслиқи үчүн у җанни тикип қоюп йолға чиққан.

Әйни вақитта рози зунун қоғдаш хизмитини ишлигән үрүмчи үчташ узун йоллуқ қатнаш бекитидә аптобус шопури болуп ишлигән, һазир истанбулда турушлуқ алимҗан турди әпәнди ашу күнни әсләп мундақ деди: “ашу күни рози зунун өйгә кәлмәпту. Кәчтә сақчилар аилисидикиләргә рози зунунниң өлгәнликини хәвәр қилипту. Аилисидикиләрниң бу хәвәрни һечкимгә демәслики, хәвәрләргә чиқмаслиқи, болмиса уларниң ақивитиниң еғир болидиғанлиқини ейтқаникән. Рози зунунниң җәсити сақчиларниң назарити астида йәрликигә қоюлған икән.”

Әйни вақитта рози зунуниң нәзирисигә қатнашқан муһаҗирәттики бир ханимму рози зунун һәққидә алимҗан турди әпәнди билән охшаш вәқәләрни аңлатти вә йәнә мунуларни қошумчә қилди: “һөкүмәт униң аилисидикиләргә ‛рози зунун 7-айниң 5-күни өлгән‚ дегән вараққа имза қойғузуп, андин мийитни йәрликигә қоюшқа бәргәникән.”

У йәнә мундақ деди: “7-айниң 7-күни хитайлар кочиға төкүлүп кәтти. Нурғунлиған уйғулар ашу күни өлүп кәтти, лекин у күни һәққидә һечқандақ ахбарат васитилиридә хәвәр берилмиди.”

Муһаҗирәттики уйғурлар “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқи күнидә хитай һөкүмитиниң әйни вақиттики уйғурларни қанлиқ бастурушиниң алди-кәйнидики һәқиқий әһвалларни ашкарилашни, вәқәдә ‍өлтүрүлгән, ғайиб болған, түрмигә ташланған уйғурларниң из-дерикини беришни тәләп қиливатқанда, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 5-июл бейҗиңда ахбарат йиғини өткүзүп, “5-июл вәқәси” ниң “дөләт ичи-сиртидики шәрқий түркистан күчлириниң бирлишип уюштурған еғир зораванлиқ җинайи вәқәси” икәнлики, өзлириниң бу вәқәни бастуруп, пуқраларни қоғдиғанлиқини илгири сүргән. Ахбарат йиғинида әйни вақиттики уйғур намайишчилириниң “қаттиқ җазалиниши керәклики” ни билдүргән. Бирақ улар 2009-йили 6-вә 7-июл күнлири калтәк-тоқмақ көтүрүп, уйғурларға һуҗум қилған хитайларниң қилмишини тилға алмиған.

Шу вақитта калтәк-тоқмақ билән уйғурларға һуҗум қилған хитайлар тәрипидин вәһшийләрчә уруп өлтүрүлгән рози зунунниң дадиси билән бир мәһәллидә олтурған алим һамут әпәнди рози зунун һәққидики соаллиримизға җаваб берип мундақ деди: “бәк юваш, обдан йигит иди, ата-анисиму наһайити яхши адәмләр иди.”

2009-Йили 5-июл вәқәсидин кейин үрүмчигә берип сотқа тартилған уйғурлар үчүн адвокатлиқ қилған кишилик һоқуқ адвокати тең бияв әйни вақитта һечбир сотниң адил йосунда илип берилмиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “мән 2003-йилидин 2014-йилиғичә хитайда кишилик һоқуқ адвокати болған идим. 2009-Йили 5-июл вәқәлиридә хитай адвокатлар вә башқа адвокатларниң қолиға алған делолирида адил һөкүм чиқарғузуш мумкин болмиди. Чүнки хитай компартийәси сот мәһкимисиниму контрол қилиду. Уларниң асасий қанунлирида йезилғанлири әмәлийәттә әмәлийләшмәйду. Әйни вақиттики сотта чиқирилған һөкүмләр уларниң өзлириниң асаси қанунлириғиму хилап.”

У йәнә мундақ деди: “сиз вә сизниң хәлқиңиз бешидин өткүзгән ашу ишлар үчүн кәчүрүм сораймән. Уйғурлар үчүн сөзләш мениң мәҗбурийитим вә вәзипәм.”

Алимҗан турди әпәнди иҗтимаий таратқуларда дости рози зунун һәққидә техими тәпсилий мәлумат билидиғанлар болса гуваһлиқ беришкә чақирған.

У ахирда башқиларниңму “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң алди-кәйнидә йүз бәргән вәқәләр һәққидә билидиғанлири болса, хәлқараға ашкарилишиниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.