Түркийәдә “840-йилидин бурун уйғурлар” намлиқ китаб нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.03.15
Түркийәдә “840-йилидин бурун уйғурлар” намлиқ китаб нәшр қилинди Түркийәдә тонулған тарихчи, истанбулдики йәдитәпә университетиниң тарих пәнлири профессори әхмәт ташағил әпәнди язған “840-йилидин бурун уйғурлар” намлиқ китабниң муқависи.
Social Media

Түркийәдә тонулған тарихчи, истанбулдики йәдитәпә университетиниң тарих пәнлири профессори әхмәт ташағил әпәнди язған “840-йилидин бурун уйғурлар” намлиқ китаб йоруқлуққа чиқти. Истанбулдики билим, мәдинийәт вә сәнәт нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған мәзкур китаб 192 бәт вә 7 баптин тәркиб тапқан болуп, униңда уйғурлар тарихта пәйда болған әң қәдимки дәвирләрдин таки орхун вадисида қурулған уйғур дөлити йиқилғичә болған мәзгилдики тарихий җәрянлар баян қилинған. Булардин сирт мәзкур китабта йәнә гәнҗу уйғур дөлити билән бәшбалиқ уйғурлири тоғрисидиму мәлумат берилгән.

Биз китаб һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн мәзкур китабниң аптори тонулған тарихчи әхмәт ташағил әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

У китабниң мәзмуни тоғрисида мәлумат берип, мундақ деди: “китабда уйғурларниң тарихта пәйда болушидин тартип таки милади 840-йилиғичә болған җәрянни баян қилдим. Мән мәзкур китабимда уйғурлар вә уйғурларниң барлиқ уруқ-қәвмлири тоғрисида мәлумат бәрдим. Мән буларни баян қилишта қәдимки хитайчә мәнбәләрдин пайдиландим. Шундақла моңғулийә һәм йенисәй вадисидин тепилған терхин мәңгү теши, тәрик мәңгү теши қатарлиқ мәңгү ташларға оюлған қәдимки түрк-руник йезиқидики текистләрдә учрайдиған уйғурлар тоғрисидики мәлуматлардинму пайдиландим. Көктүрк дөлити мәзгилидики уйғурларға мунасивәтлик барлиқ вәқәләрниму яздим.”

Тонулған тарихчи әхмәт ташағил әпәнди “840-йилидин бурун уйғурлар” намлиқ китабида уйғурлар тарих сәһнисидә көрүлүшкә башлиған мәзгилләрдә башқа қәвмләргә қариғанда күчлүк болушидики сәвәблириниму тәпсилий баян қилған. У бу һәқтә мәлумат берип, мундақ деди: “уйғурлар тарих сәһнисигә чиққан мәзгилдә қарлуқлар вә басмилларға қариғанда наһайити күчлүк иди. Мән китабимда уйғурларниң күчлинишидики сәвәб вә амилларни оттуриға қойдум. Уйғур хақани мойончур хақанниң башқа түрк хақанлиридин буқан хақан вә мәтә хақанға охшаш күчлүк хақан икәнликини оттуриға қойдум. Андин кейин уйғурларниң мани динини қобул қилиши, мани дининиң уйғурларға елип кәлгән зийини вә мәдәнийәт җәһәттин елип кәлгән пайдилири, уйғурларниң шәһәр һаятиға өтүш җәряни қатарлиқларни баян қилдим. Булардин сирт уйғурларниң тибәтләр билән қилған урушлириниму аңлаттим.”

Тарихчи әхмәт ташағил әпәнди мәзкур китабда 740-йили орхун-йенисәй вадисидә қурулған уйғур дөлитиниң 840-йилида қандақ йемирилгәнликини аңлатқанлиқини баян қилип, мундақ деди: “мани дининиң һакимийәттикиләргә болған тәсири тоғрисида қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, уйғур дөлитиниң 840-йилида йемирилиш җәряни вә сәвәблирини оттуриға қойдум.”

Китабниң аптори әхмәт ташағил әпәнди китабниң ахирида гәнсу вә бешбалиқ уйғурлири тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин, уйғур мәдәнийити, уйғурларниң шәһәр қурулушлири вә әдәбият-сәнити қатарлиқларлар һәққидиму мәлумат бәргән. У бу һәқтә мундақ деди: “ахирида гәнсу уйғур дөлити, бешбалиқ уйғурлири тоғрисида қисқичә мәлумат бәрдим. Буни кейин техиму тәпсилий язмақчимән. Булардин сирт уйғурларниң мәдәнийәт җәһәттин қошқан төһпилири, мәсилән, уйғур дөлитиниң қурулмиси, уйғур мәдәнийити, әдәбият-сәнити, уйғурларниң шәһәр-қурулушлириниң алаһидилики вә уйғурларниң җәмийәт қурулмиси қатарлиқларға орун бериш арқилиқ бирқәдәр толуқ болған қәдимки уйғур тарихини йезишқа тириштим.”

Тарихчи әхмәт ташағил әпәнди йәнә мундақ деди: “мән уйғур тарихини йезишни давамлаштурмақчимән. Йәни уйғурларниң моңғолларниң боюнтуруқи астиға киргүчә болған мәзгилдики тарихни язмақчимән. Моңғолларниң һакимийәти астиға киргән уйғурларниң тарихта ойниған роллири вә уйғурларниң шәһәр һаятиға өтүш җәряни қатарлиқларларни тәпсилий язмақчимән. Уйғурлар көктүркләрдинму қәдимий тарихқа игә. Түрк тарихида көктүркләрдин бурун қаңле, гавче, йәни егиз һаривалилар бар иди. Буларниң ичидә уйғур қәбилиси бар. Тарихта көктүркләр азҗизлиған вақтида уйғурлар күчләнгән иди.”

Тарихчи әхмәт ташағил әпәнди мунуларни баян қилди: “уйғурлар көктүрк дөлити мәзгилидә наһайити күчлүк бир қәвм иди, 50 миңдин 100 миңғичә армийәси бар иди. Хитайчә тарихий мәнбәләрдә мушундақ хатирләнгән. Хитайчә мәнбәләрдә булар тәпсилий вә ениқ йезилған. 740-Йилида қурулған уйғур дөлити көктүрк дөлитиниң давами дәп қарилиду. Мойончор хақан мәзгилидә йезилған тарихий мәнбәләрдиму булар очуқ хатирләнгән. Қисқиси, уйғурлар әң қәдимий тарихқа игә түрк қәбилиси болуп, һон дәвригә берип тақилиду. Мән йеқинда нәшир қилинған ‛840-йилидин бурун уйғурлар‚ намлиқ китабимда буларни баян қилдим.”

Биз китаб һәққидә көз-қаришини игиләш үчүн әнқәрә университети тил вә тарих-җоғрапийә факултети тарих кәспиниң докторанти ели қәшқәрли әпәндини зиярәт қилдуқ.

У “840-йилидин бурун уйғурлар” намлиқ китабниң уйғурларниң қәдимки тарихи тоғрисида йезилған бир қәдәр мупәссәл китаб икәнликини, бу китабниң бүгүнки күндә нәшр қилинишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини оттуриға қойди.

Ели қәшқәрли әпәнди 12-әсирдин кейинки уйғур тарихини тәтқиқ қилишниң түркийәдә кәмчил бир саһә икәнликини, әхмәт ташағил язмақчи болған китабниң түркийәдики уйғур тарихи тәтқиқати саһәсидики бошлуқни толдуридиғанлиқини илгири сүрди.

Әхмәт ташағил әпәнди 1964-йили түркийәниң қоҗаали вилайитидә дуняға кәлгән болуп, 1985-йили истанбул университети тарих кәспини пүттүргән. Шу йили хитайчә өгиниш үчүн тәйвән җеңҗи университетиға барған. У қәдимки түрк тарихи бойичә истанбул университетидә магестир вә докторлуқ оқуғандин кейин, истанбулдики мимар синан университети тарих кәспидә оқутқучилиқ қилған. Әхмәт ташағил русчә, ингилизчә вә хитайчә билидиған болуп, һазирғичә қәдимки түрк вә уйғур тарихи һәққидә көплигән мақалилири вә 15 дәк китаби нәшр қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.