Илһам тохти 2019-йиллиқ “сахароф мукапати” ға еришти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.10.24
dawid-sassoli-David-Sassoli-ilham-toxti-mukapat.jpg Явропа парламентиниң рәиси давид сассоли әпәнди 2019-йиллиқ “сахароф мукапати” ниң илһам тохти әпәндигә берилгәнликини елан қилди вә илһам тохтини тонуштурди. 2019-Йили 24-өктәбир, фирансийә.
REUTERS

Хитай түрмисидики уйғур зиялийси илһам тохтиға явропа иттипақиниң әң алий кишилик һоқуқ мукапати болған “сахароф мукапати” берилди.

24-Өктәбир күни илһам тохтиға явропа иттипақиниң әң алий кишилик һоқуқ мукапати болған “сахароф мукапати” ниң берилгәнлики бүгүнки ғәрб таратқулириниң әң қизиқ хәвәр темиси болди. Илһам тохти 9-айда “сахароф мукапати” ға намзат көрситилгән ахирқи 4 намзатниң бири болуп талланған иди.

Франсийәниң страсбург шәһиридики явропа иттипақиниң мәркизидә 24-өктәбир өткүзүлгән “сахароф мукапати” ни елан қилиш мурасимида явропа парламентиниң рәиси давид сассоли сөз қилип, илһам тохтиниң “уйғур-хитай хәлқлири арисидики диалог вә чүшинишни илгири сүргән бир зиялий” икәнликини тилға алди.

Мәлум болғинидәк, илһам тохти әпәнди хитай һакимийитиниң адаләтсиз миллий сияситигә қарши күрәш қилғанлиқи үчүн 2014-йили 9-айда “дөләтни парчилаш” җинайити билән қолға елинип, хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Техи 30-сентәбир күни илһам тохти явропа иттипақиниң “васлав хавел әркинлик мукапати” ға еришкән иди. Униң бир айдин кейинла йәнә явропа бирликиниң әң алий мукапати болған “сахароф мукапати” ға еришкәнликиниң елан қилиниши уйғур җамаитини көп сөйүндүрүпла қалмастин, “илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәндиниму бәк хурсән қилған.

Әнвәрҗан әпәнди бу һәқтә тохталғанда бу мукапатниң илһам тохтиға берилишиниң муһим әһмийәтлири тоғрисидики қарашлирини шәрһләп өтти. У сөзидә йәнә илһам тохти әпәндиниң 2014-йилидин буян еришкән хәлқаралиқ мукапатлири тоғрисида әтраплиқ тохталди.

Ғәрб мәтбуатлири бүгүн 2019-йиллиқ “сахароф мукапати” ниң илһам тохтиға берилгәнликини кәң тәшвиқ қилиш билән биргә йәнә илһам тохти мәнсуп болған иҗтимаий топлуқ-милйонлиған бигунаһ уйғурларниң хитай һакимийитиниң җаза лагерлирида азаб чекиватқанлиқиниму тәң тилға алмақта.

Германийәдики уйғур җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди бу һәқтә тәсиратини баян қилип, “бу мукапат хитай һакимийитиниң йүзигә урулған бир шапилақ болди,” деди. Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әхмәт әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

Явропа иттипақиниң әң алий мукапати болған “сахароф мукапати” һәр йили бир қетим кишилик һоқуқ вә әркинлик йолида күрәш қилған шәхсләр яки тәшкилатларға берилидиған болуп, қиммити 50 миң явро. Бу мукапат 1988-йили явропа иттипақиниң әң алий мукапати қилип бекитилгән.

(Илһам тохти: мән җуңго һөкүмитидин һәққанийәт тәләп қилдим, җинайитим йоқ!)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.