Түркийә парламент әзаси: баянатлириңлар билән қилған зулумлириңларни йошуруп қалалмайсиләр

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.02.12
Түркийә парламент әзаси: баянатлириңлар билән қилған зулумлириңларни йошуруп қалалмайсиләр Түркийә парламент әзаси абдулқадир қарадуман әпәнди мухбиримизниң зияритини қобул қилмақта. 2021-Йили 12-феврал, түркийә.
RFA/Arslan

8-Феврал күни, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханиси лагерға қамалған уруқ-туғқанлирини сүрүштә қилип хитайниң әнқәрәдики әлчиханиси алдида намайиш елип барған уйғурларни “ялғанчилиқ” билән әйибләп баянат елан қилғаниди.

Хитай әлчиханиси баянатида йәнә уйғурларни қоллап намайишқа қатнашқан түркийә парламент әзалиридин “саадәт” партийәсиниң коня милләт вәкили абдулқадир қарадуман вә “ийи” партийәсиниң парламент әзаси явуз ағралиоғлуниму уйғурларни қоллап намайишқа қатнашқанлиқини әйибләп тәнқид қилған.

Түркийә парламент әзаси абдулқадир қарадуман истанбулдики хәлқара тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан билән истанбулда учришип уйғур мәсилисини музакирә қиливатқан көрүнүш. 2021-Йили 12-феврал, түркийә.

Парламент әзаси явуз ағралиоғлу тветтир һесаби арқилиқ хитай баш әлчиликигә рәддийә қайтуруп мундақ деди: “шәрқий түркситанда қирғинчилиқ йүз бериватиду. Лагерлардики инсанларниң кишилик һоқуқлири дәпсәндә қилиниватиду вә силәр зулум қиливатисиләр. Түркийә әлчиханиси бу ялғанчилиқиңлар билән п к к (курдистан коммунист партийәси) ниң террорчилириға гүл бәргән кишиләрни алдиялайсиләр. Бир қанчә түрк парламент әзалири гуруппа болуп берип, у лагерларни зиярәт қилишни халаймиз”.

Түркийә парламент әзаси явуз ағралиоғлу уйғурларға йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан шәхс болуп, у түркийә парламентида уйғур мәсилисини пат-пат күнтәртипкә кәлтүрүп сөз қилип келиватқан уйғур дости шәхсләрдин биридур.

“саадәт” партийәсиниң коня милләт вәкили абдулқадир қарадуман әпәндиму хитайниң әйибләшлиригә рәддийә берип тиветтир һесаби арқилиқ баянат елан қилди.

У мундақ деди: “бир икки парламент әзаси дәп тилға елинған парламент әзасиниң бири мән болимән. Шәрқий түркситанлиқларниң пәрядлири җаһанни титритиду. Сәмимийәтсизлик билән йезилған баянатлириңлар билән, уруқ-туғқанлири билән алақә қилалмиған инсанларниң нидалирини вә қилған зулумлириңларни йошуруп қалалмайсиләр”.

Хитай әлчиханиси елан қилған баянатта хитай әлчиханиси алдида намайиш елип бериватқан уйғурларни дуня уйғур қурултийиниң муавин рәисиниңму қатнишип уларни қоллаватқанлиқи тилға елинған вә бу тәшкиллик һәм пиланлиқ елип берилған бир һәрикәт, дейилгән.

Дуня уйғур қурултийиниң әнқәрәдә турушлуқ муавин рәиси доктор әркин әкрәм, буниң бир гуруппа оқуғучи балиларниң өзлириниң ата-анисиниң қәйәрдә икәнликини билиш үчүн әң аддий инсаний һәққини, тәлипини оттуриға қоюш үчүн елип барған бир намайиш икәнликини, бирақ буниңдин хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан зулум сияситиниң паш болуп оттуриға чиққанлиқи үчүн хитайниң биарам болғанлиқини әскәртти. Доктор әркин әкрәм хитай әлчиханисиниң бу балиларға көңүл бөлүп, виҗдани вәзиписини иҗра қилиш үчүн уларниң йениға барған вә яки бармиғанларниму қошуп уларға сиясий тәшкилатлар билән алақиси бар дәп бәтнам чаплап, түркийәгә бесим ишлитиш арқилиқ бу намайишни тохтитишни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Түркийә парламент әзаси абдулқадир қарадуман әпәнди, 12-феврал җүмә күни истанбулдики шәрқий түркистан өлималар бирликигә келип хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтулла оғузхан қатарлиқ мәсуллар билән учрашти вә уйғурлар мәсилиси тоғрисида музакирә елип барди.

Биз, парламент әзаси абдулқадир қарадуман әпәндиниң хитай әлчиханисиниң баянатиға қарита пикир-қарашлирини елиш үчүн сөһбәт елип бардуқ. Зияритимизни қобул қилған абдурахман қарадуман әпәнди, хитай әлчиханисиниң әйибләшлиригә рәддийә берип мундақ деди: “хитай әлчиханисиниң елан қилған баянати һадисиниң һәқиқити билән пүтүнләй мунасивити болмиған, у йәрдики уруқ-туғқанлиридин хәвәр алалмай қайғуға чөмгән инсанларниң пиғанини йошуруш үчүн қоллиниватқан бир оюн икәнлики һәммимизгә мәлум. Әгәр хитай бу давасида растчил вә сәмимий болса, чеграсиниң ишиклирини бизгә ачсун вә у йәрдә йүз бериватқан әмәлий әһвални бизгә көрсәтсун вә җамаәт аммисиға растчил вә сәмимий икәнликини испатлисун. Ундақ болмайдикән бу у йәрдә елип бериватқан хитай зулумини йоққа чиқиралмайду вә һәм налә-пәряд қиливатқан инсанларниң авазини бесиқтуралмайду. У хил баянатлири өзлири үчүн пайдилиқ бир баянат болалмайду. Хитай дөлитини өкүнүш билән тәнқидләймиз. Шуниң билән биргә түркийә җумһурийити рәһбәрлирини бу мәсилидә кәскин бир һәрикәт қилишқа вә хитайпәрәсләр партийәсиниң сөзигә әмәс шәрқий түркистанлиқларниң пәрядлириға қулақ селиши керәкликини ипадиләймән”.

Хитайниң әнқәрәдики баш әлчиханисиға аит тиветтир сәһиписидә хитайчә вә түркчә болуп икки тилда йезилған баянатта, хитайниң җаза лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлириниң әһвалидин хәвәр алалмиғанлиқи үчүн хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиш елип бериватқан уйғурлар әйиблинип, бу: “түрк хәлқини алдаш үчүн тәшкиллик вә мәқсәтлик елип берилған паалийәт дейилгән”. Хитай тәрәп йәнә “ялғанчи” дегәндәк ипадиләрни қолланған.

Бу баянаттин кейин хитай әлчиханиси алдида анисиниң рәсимини көтүрүп намайиш қиливатқан уйғур яш җәвлан ширмуһәммәд тиветтир һесаби арқилиқ хитай әлчиханисиға рәддийә берип, “дуняниң әң чоң ялғанчилири силәр. Мениң ана қәйәрдә? анамни әркин қоюп бәр! аиләм қәйәрдә? сүрийә турсунға әркинлик!” дегәнләрни баян қилди.

Бүгүн йәни 12-феврал җүмә күни хитайниң истанбулдики консулханиси алдида сөз қилған шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмийитиниң баш катипи доктурант нурдиддин избасар, хитайниң баянатиға рәддийә бәрди вә хитай әлчиханиси вә истанбулдики хитай консулханисиға хитаб қилип: “әй хитай әлчиси! әй хитай консули җуй вей! бизни ялған сөзлиди дәпсиләр, җигириң болса бу йәргә чиқ, бизниң йенимизға кәл! , бизниң алдимизда сөзлә, биз сени күтүватимиз, я бизниң алдимизға кәл яки телевизийәгә чиқип сөзлишишкә биз тәйяр, сениң һәқиқәт вә адаләт чүшәнчәң болса мәйданға чиқ! , биз сәнләрдин қорқмаймиз, бизни ялғанчи дәйдиған сөзлириңни консулхана алдида туруватқан бизниң алдимизға келип сөзлә! , бу йәрдики һеч ким сәнләрдин қорқмайду, силәр шәрқий түркистанлиқларни йоқ қилалмайсиләр”, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.