Афғанистан пуқраси абдуғопур абдурешит ғулҗада лагерға қамалған

Мухбиримиз меһрибан
2020.10.14
abdughopur-abdureshit-lager.jpg Американиң виргинийә штатида яшайдиған хуршидә һәсән ханим афғанистанда туғулған җийән оғли абдуғопур абдурешитниң рәсимини көтүрүп, гуваһлиқ бәрмәктә. 2020-Йили өктәбир.
RFA

2017-Йили уйғур диярида башланған уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилип лагерға қамаш долқунида, өткән әсирниң 80-йиллириниң ахирида афғанистанда йүз бәргән ички уруш сәвәбидин, 1990-йили 3 йешида ата-аниси билән бирликтә, ана юрти ғулҗаға қайтип кәткән афғанистан пуқраси абдуғопур абдурешитниңму лагерға қамалғанлиқи йеқинда униң чәтәлдики туғқанлири тәрипидин ашкариланди.

Американиң виргинийә штатида яшайдиған уйғур аһалилиридин бири хуршидә һәсән ханимниң билдүрүшичә, у бу йил түркийә зиярити мәзгилидә, ғулҗидин түркийәгә кәлгән арапат ядикар исимлик яштин, ғулҗада компютер дукини ачқан җийән оғли абдуғопур абдурешитниң 2017-йили лагерға қамалғанлиқ учурини алған. Шу мәзгилдә йәнә акисиниң аяли айнисахан әкбәрниңму 2020-йил бешида ғулҗада туюқсиз вапат болғанлиқ учурини алған.

Хуршидә ханимниң билдүрүшичә, 1988-йили афғанистанниң кабул шәһиридә туғулған абдуғопур абдурешит униң сүт берип емиткән оғли санилидикән. Хуршидә ханимниң баянидин мәлум болушичә у вә акиси абдурешит һәсән аилиси 1970-йиллири афғанистанниң пуқралиқ салаһийити билән ғулҗидин афғанистанға кәткән. Әмма 1980-йилларниң ахири афғанистанда партлиған ички уруш сәвәбидин, афғанистан пуқралиқидики хуршидә һәсән вә униң акиси абдурешит һәсән 1989-вә 1990-йили илгири кейин болуп, ана юрти ғулҗаға йәнә қайтқан. Улар б д т ниң бейҗиңдики мусапирлар ишханиси арқилиқ, хитайда узун мәзгил туруш рухситигә еришип, ғулҗада олтурақлишип қалған.

1997-Йили ғулҗада йүз бәргән 5-феврал ғулҗа вәқәсидин кейин, хуршидә ханим аилиси ғулҗада давамлиқ турушниң бихәтәр әмәсликини һес қилған. Улар афғанистан пуқралиқи салаһийити билән аввал оттура асия җумһурийәтлиригә чиққан. Кейин у аилиси билән америкиға келип йәрләшкән. Әмма униң акиси абдурешит һәсән аилиси давамлиқ ғулҗада қелип яшаш йолини таллиған. 2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл вәқәси” дин кейин, акисиниң тәлипи билән, хуршидә ханим ғулҗадики акиси билән болған нормал алақисини үзгән. Һалбуки 2017-йили башланған уйғурларни кәң-көләмдә тутқун қилип, лагерға қамаш башланғандин кейин, хуршидә ханимниң ғулҗадики барлиқ туғқанлири билән болған алақиси пүтүнләй үзүлгәникән.

Техиму илгириләп ениқлаш нәтиҗисидә, ғулҗада лагерға қамалған абдуғопур абдурешитниң түркийәгә оқушқа чиқип, йәрлишип қалған акиси абдулетип абдурешит билән алақиләштуқ.

Абдулетип абдурешит иниси абдуғопур абдурешитниң лагерға қамалғанлиқ хәвирини аңлиғандин кейин, түркийә һөкүмити вә түркийәдики хитай әлчиханиси арқилиқ инисиниң дерикини қилған.

Униң билдүрүшичә, у 2020-йили 5-ай мәзгилидә түркийәниң бейҗиңдики әлчиханиси, хитайниң түркийәниң әнқәрә вә истанбул шәһәрлиридики әлчихана, консулханилириға елхәт язған. 2020-Йили 7-айда хитайниң истанбулдики консулханисидин “абдуғопур абдурешит җуңгониң мунасивәтлик қанун бәлгилимилиригә хилаплиқ қилғини үчүн, тутқун қилинған. Саламәтлики яхши” дегән учур кәлгән. Әмма хәттә инисиниң хитай қануниниң қайси маддисиға хилаплиқ қилғанлиқи, униңға қандақ җаза берилгәнлики вә қәйәргә қамалғанлиқи һәққидә башқа мәлумат берилмигән.

Абдулетипниң билдүрүшичә, у хитайниң әнқәрәдики вә истанбулдики консулханилириға инисиниң хитайниң қайси қанун низамлириға хилаплиқ қилғанлиқини сүрүштүрүп тәкрар хәт язған, әмма 2020-йили 10-айға қәдәр хитай тәрәптин йеңи җавабқа еришәлмигән.

Һалбуки абдуғопур абдурешитниң америкадики кичик аписи хуршидә ханимниң тәкитлишичә, хитай даирилириниң өзиниң нормал тиҗарити билән ғулҗада тинч һаят кәчүрүшкә тиришиватқан җийән оғли абдуғопурни тутқун қилишиға униң уйғур болушидин башқа гунаһи йоқ икән. Акисиниң аяли-йәңгиси айниса әкбәр ханимниң вақитсиз вапатиғиму оғлиниң лагерға қамилишидәк еғир қисмәткә болған азаб сәвәб болған дейишкә болидикән.

Абдулетип йәнә ата-аниси вә иниси абдуғопурни өз ичигә алған бу аилидики 7 җан һәммәйләнниң әсли афғанистан пуқраси икәнликини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, улар 1990-йили афғанистандики уруш вәйранчилиқидин қечип, ғулҗаға қайтқан. 1995-Йилға қәдәр һәр йили виза йеңилап турушқа мәҗбур болған. 1995-Йилдин кейин хитайниң муһаҗирлар сиясити бойичә, хитайда мәңгүлүк туруш һоқуқиға еришкән. Кейинки йилларда афғанистанда үзлүксиз давамлашқан турақсиз вәзийәт сәвәбидин, уларниң қолида афғанистан пуқралиқиға аит испатлар бар болсиму, қайта йеңилаш имканийити болмиған. У инисиниң лагерға қамалғанлиқ хәвирини алғандин кейин, афғанистанниң түркийәдә турушлуқ әлчиханисиға телефон қилип, инисиниң афғанистан пуқралири бәһримән болушқа тегишлик һоқуқлири һәққидә телефон арқилиқ сөзләшкән. Әмма у бу урунушлириниң һазирчә ениқ нәтиҗиси чиқмиғанлиқини билдүрди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.