Сабиқ миллий армийә җәңчиси абдукәрим кәримоф қирғизистанда вапат болди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2019.08.22
Abdukerim-kerimof-we-ewlatliri.jpg Сабиқ миллий армийә җәңчиси абдукәрим кәримоф(оттуридики ақсақал) әпәндиниң 100 йиллиқ тәвәллутида әвладлири билән. 2019-Йили январ, бишкәк.
RFA/Féruze

1944-1949-Йиллиридики шәқий түркистан җумһурийитиниң миллий армийәсидә вәзипә өтигән сабиқ җәңчи абдукәрим кәримоф қирғизистанниң тоқмақ шәһиридә 100 йешида аләмдин өтти.

Абдукәрим кәримоф 1919-йили қәшқәр шәһиридә туғулған болуп, у шу заманларда қәшқәрдә диний вә пәнний мәктәпләрдә оқуған икән. Кейинчә деһқанчилиқ қилған вә ашпәзлик кәспини өгинип, бу саһәдә уста болған икән.

1942-Йили абдукәрим кәримоф аилиси билән ғулҗа шәһиригә келип, ашпәзлик кәспи билән шоғулланған икән. 1944-Йили ғулҗида гоминдаң һакимийитигә қарши миллий азадлиқ инқилаби башланғанда у пидаийлар сепидә ғулҗа шәһириниң ләңшаң (ашлиқ искилати), һәрәмбағ урушлириға қатнашқан икән. Абдукәрим кәримоф кейинчә миллий армийәниң шималға йүрүш қилиш фронтиға қатнишип, алтай вилайитини азад қилиш урушиға қатнашқан икән.

Мәрһумниң оғли ислаһат радийомиз зияритимизни қобул қилип, дадиси һаят вақтида һәр даим миллий армийәдики сәпдашлирини вә уйғур диярида өткән күнлирини әсләп йүргәнликини тилға алди. У дадисиниң 1962 йили өз вәтинини тәрк етишкә мәҗбур болуп, советлар иттипақиға көчүп чиққанлиқини баян қилди.

1962-Йили абдукәрим кәримоф аилиси билән торғат еғизи арқилиқ сабиқ совет иттипақиниң қирғизистан иттипақдаш җумһурийити тәвәсидики нарин вилайитигә көчүп чиққан. Бир һәптидин кейин улар тоқмақ шәһиригә берип орунлашқан. Бу йәрдә у үзүмзарлиқ вә етиз-ериқларда ишлигән. Һаят вақитлирида тоқмақ шәһиридики уйғур җамаитиниң ишлириға актип қатнашқан. Қазақистанда нәшр қилинған “коммунизм туғи”, “йеңи һаят” гезитлиригә муштәри топлаш вә уни тарқитиш ишлирини атқурған. У йәнә қирғизистанда чиқидиған уйғур тилидики “иттипақ” гезитиниң җан көйәр оқурмини иди. Игилишимизчә тоқмақ шәһиридә уйғурларниң йәнә бир мәсчитиниң ечилишида абдукәрим һаҗим чоң төһпиләрни қошқан.

Радийомиз зияритини қобул қилған тоқмақ шәһиридики уйғур җамаитиниң ақсақали албдулла турдийеф көзлири нәмләнгән һалда мәрһум абдукәрим кәримофниң һаятидики иш-излири һәққидә сөзләп өтти һәмдә униң һаятиға юқири баһа бәрди.

1960-Йилларда қирғизистанда 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиға қатнашқан җәңчи-офитсерлардин 200 дин артуқ киши бар иди. Әпсуски, йилларниң өтүши билән уларниң көп қисми бақи дуняға кәтти. Игилишимизчә, бүгүнки күнләрдә қирғизистанда миллий армийәгә қатнашқан җәңчи-офитсерлардин пәқәт үч кишила һаят. Улар бишкәк шәһириниң турғунлири аблимит бәкрийеф, абдурешит сәлимоф вә кәң булуң йезисиниң турғуни абдукәрим абдуллайефтур.

Қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийити тарихий вәқәләрниң унтулмаслиқи үчүн һәр йили “миллий армийә күни”, “шәрқий түркистан җумһурийәт күни” ни хатириләш паалийәтләрни өткүзүп кәлмәктә. Шундақла яш әвладларға миллий армийә җәңчилириниң вәтәнпәрвәрлик роһини тонуштуруп кәлмәктә.

22-Август күни тоқмақ шәһәрлик мәсчитидә мәрһум абдукәрим кәримовниң нәзири өткүзүлди. Нәзир вә хәтмә-қуранға 300 гә йеқин киши қатнашти. Тоқмақ шәһиридики җамаәт мәрһум миллий армийә җәңчиси абдукәрим кәримофниң вапатини униң “100 йиллиқ тойи” дәп билди, җамаәт ақсақаллири дуа қилип мәрһумниң аилисигә сәбир тилиди. Мәрһумниң нәвриси гүзәл бовисиниң өмүр мусаписини әсләп, өзиниң һес-туйғулирини вә тәсиратлирини баян қилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.