Беларусийәдә вапат болған абдурахман абдулниң аилиси хәвп астида

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.02.19
Беларусийәдә вапат болған абдурахман абдулниң аилиси хәвп астида Корона вируси сәвәбидин һаятидин айрилған абдурахман абдул әпәнди.
RFA/Azigh

Түркийә хитай мунасивәтлириниң йеқинлишишиға вә икки дөләт оттурисида бәзи келишимнамиләрниң түзилишигә әгишип түркийәдики уйғурларниң бихәтәрлик әндишиси күчәймәктә. Хитай дөләт хәвпсизлик органлириниң чәтәлләрдики уйғурларға қаратқан тәһдит селиш паалийәтлириниң күчийиши, җүмлидин түркийәдики уйғурларға селинған тәһдитләрниң салмиқиниң ешиши сәвәблик муһаҗирәттики уйғуларниң бихәтәр бир дөләткә йәрлишиш үчүн һәр хил йолларни синаватқанлиқи мәлум.

Абдурахман вә аилиси 1-айниң 26-күни түркийәдин беларусийәниң пайтәхти минск шәһиригә кәлгән болуп, 29-январ саламәтлик тәкшүрүш җәрянида бир аилә кишилириниң корона вируси билән юқумланғанлиқи мәлум болған.

Дохтурхана абдурахманни бир һәптә давалиғандин кейин аилисигә пәқәт мушунчилик давалиялайдиғанлиқини ейтип һөҗҗәт чиқип бәргән. Абдурахманниң аяли нисагүл ханим абдурахманни истанбулға қайтуруп келип давалашни тәләп қилған болсиму, даириләр тәрипидин рәт қилинған. Корона вируси өпкисиниң 70 пирсәнтини қаплап кәткәнлики сәвәблик абдурахман абдул давалаш үнүм бәрмәй 18-феврал беларусийәдә қаза қилған.

Абдурахман абдул 2012-йили түркийәгә кәлгән болуп, истанбул тиҗарәт университетиға кархана башқуруш кәспи бойичә магистирлиқ оқушиға қубул қилинған. Иқтисадий шараит сәвәблик оқуштин чекинип истанбулда тиҗарәт билән шуғулланған.

Абдурахман бир уйғур зиялийси вә тиҗарәтчи болуп гүлниса ханимниң ейтишичә, бундин бурун әр-аял иккисиниң онға йеқин туғқини хитай тәрипидин йиғивелиш лагерлириға соланғаникән. Уйғур зиялийси абдувәли аюп әпәнди зияритимизни қобул қилип абдурахман абдул һәққидә тәпсилий тохталди.

Гүлниса ханимниң ейтишичә, абдураһман абдул өзигә түркийәниң өзлири үчүн бихәтәр әмәсликини, түрлүк тәһдитләргә учраватқанлиқини ейтқан болуп, бир аилә кишилири бихәтәр бир дөләткә йәрлишиш арзуси билән беларусийәгә чиқиш йоли издәп кәлгәникән. Абдурахман әпәндиниң туюқсиз қаза қилиши бу аилиниң беларусийәдин бехәтәр бир дөләткә кетиш арзусини көпүккә айландурған.

Хитай-түркийә оттурисида имзаланған, әмма парламентқа сунулуш алдида турған “җинайәтчиләрни өз ара қайтуруп бериш келишими” түркийәдики уйғурларни қаттиқ сарасимигә салмақта. Көзәткүчиләр қаришичә, бихәтәр бир дөләткә йәрлишиш нөвәттә түркийәдә муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар дуч кәлгән әң чоң мәсилә икән.

Беларусийә сақчи даирилири гүлниса ханимға абдурахман абдулниң материяллирини хитай консулханисиға йоллайдиғанлиқини, корона вируси сәвәблик өлгәнлики үчүн мейитиниң хитайға қайтурулуш еһтималлиқиниң мәвҗутлуқини уқтурған.

Йолдишиниң өлүми билән немә қилишини биләлмигән гүлниса ханим вә қизи хитай паспорти билән беларусийәдә қапсилип қалған болуп, гүлниса ханим әгәр өзи вә қизи хитайға қайтуруветилгән тәқдирдә өзлириниң һаятиға хәвп йетишидин әнсирәйдиғанлиқини ейтмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.