Хотәндә диний өлима абдурәуп һаҗим түрмидә һаятидин айрилған

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.02.16
Хотәндә диний өлима абдурәуп һаҗим түрмидә һаятидин айрилған Хотәндә түрмидә һаятидин айрилған диний өлима абдурәуп һаҗим (оңда) мәрһум дадиси абдуләһәд барат мәхсум һаҗим билән биргә.
Social Media

Йеқинда хитай түрмисигә қамалған абдурәуп һаҗим исимлик хотәнлик бир дини өлиманиң түрмидә һаятидин айрилғанлиқи мәлум болди. Мәрһум диний өлиманиң һазир истанбулда яшаватқан йеқин сәпдиши абдуләзиз хәлпәт һаҗимниң билдүрүшичә, абдурәуп һаҗим 2021 ‏-йили 2 ‏-айниң 12 ‏-күни хотәндики түрмидә вапат болған, бирақ мәрһумниң диабит кесили бар болуп, у бу кесәллик сәвәбидин вапат болдиму яки түрмә азаблири яки қийнашларда өлдиму? буни ениқ билмәйдикән. Әмма у түрмидә һаятидин айрилғаникән.

Биз хотәнгә вә униң аилисигә телефон қилип әһвални ениқлашқа тиришқан болсақму телефон алақилириниң болмиғанлиқи вә қийинлиқи түпәйлидин буни сүрүшкә имкан болмиди.

Абдуләзиз хәлпәт һаҗимниң билдүрүшичә мәрһум, 2017 ‏-йили 2-айниң 20-күни хотән шәһиридики өйидин тутқун қилинип, өйидә дини китаб сақлиған дегәндәк җинайәтләр билән 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Сақчилар униң өйини ахтуруп өйидин бирқисим китабларни тапқаникән.

Абдуләзиз хәлпәт һаҗим, мәрһумниң 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин кейин санҗи түрмисигә қамалғанлиқини, буниңдин 3-4 ай илгири хотәндики түрмигә йөткәп келингәнликидин хәвәр тапқанлиқини билдүрди.

Мәрһум абдурәуп һаҗим, 2017 ‏-йили ноябирда хитай түрмисидә вапат болған атақлиқ дини алим абдуләһәд мәхсум һаҗимниң оғли болуп, у дадисидин диний тәрбийә алған вә хотән шәһиридә балиларға диний тәрбийә вә әхлақ тәрбийәси бериш билән җамаәт арисида һөрмәткә сазавәр болған. Хитай һөкүмити мундақ балиларға диний тәрбийә беришни чәклигәнлики үчүн у өйидә мәхпий һалда дини тәлим-тәрбийә хизмити билән шуғулланған.

Истанбулдики шәрқий түркистан өлималар бирлики тәрипидин абдурәуп һаҗим һәққидә тәзийәнамә елан қилинған болуп, тәзийәнамидә мундақ дейилгән: “абдуруф һаҗимниң залим хитай түрмисидә шеһит қилинғанлиқ хәвирини 2021 ‏-йили 2 ‏-айниң 12 ‏-күни җүмә интайин қайғу ичидә тапшуруп алдуқ. Мәрһум устаз абдурәуп һаҗим өмрини оқу-оқутуш вә тәлим-тәрбийә ишлири үчүн атиған қәйсәр вә пидакар устазлардин бири болуп, хитай һакимийити тәрипидин 1993-йилидин буян хотәнниң сиртиға чиқиши чәкләнгән. У 2015‏-йили тутқун қилинип 6 айдин кейин қоюп берилгән. 2017 ‏-Йили қайта тутқун қилинип өйидә дини китаб сақлиғанлиқи үчүн 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Мәрһум устаз 63 йешида түрмидә шеһит қилинип мейити аилисигә берилгән болсиму җиназа намизи оқулуп дәпнә қилиништин мәһрум қелинған. Мәрһум устаз абдурәуп һаҗимниң вапати уйғур хәлқи үчүн чоң бир йоқитиш болуп, аллаһтин мәрһумға рәһмәт-мәғпирәт тиләш билән биргә фирдәвс җәннәткә наил қилишини тиләймиз”.

Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң уюштуруши билән 2 ‏-айниң 15 ‏-күни мәрһум абдурәуф һаҗим үчүн истанбулда ғайибанә җиназа намизи оқулди. Ғайибанә җиназа намизиға истанбулдики уйғурлардин 300 дин артуқ киши қатнашти. Ғайибанә җиназа намизида мәрһумниң йеқин дости вә сәпдиши абдуләзиз хәлпәт һаҗим сөз қилип мәрһумниң һаят иш-излирини тонуштуруп өтти.

Абдуләзиз хәлпәт һаҗимниң билдүрүшичә, мәрһум абдурәуп һаҗим уйғур яшлириға дини җәһәттин мәхпий һалда тәлим-тәрбийә бериш хизмити билән шуғулланған вә бу җәрянида илгири бир қанчә қетим тутқун қилинғаникән.

Мәрһумниң ғайибанә җиназа намизида йәнә түркийәдики мәшһур дәвәтчи вә дини өлима муһәммәд имин йилдирим сөз қилип, залим бир һакимийәт сәвәбидин уйғурларниң арқа – арқидин һаятидин айриливатқанлиқи, сансизлиған адәмләрниң лагер-түрмиләрдә азаб-оқубәт тартиватқанлиқи, әмма зулумниң һеч қачан әбәдий давам қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Мәрһум абдурәуп һаҗимниң ғайибанә җиназа намизини оқуш җәрянида йәнә лагерда қаза қилғанлиқи хәвири кәлгән 4 нәпәр уйғурниңму ғайибанә намизи чүшүрүлди.

Муһәммәд йилдирим бу һәқтә иҗтимаий таратқуларда қисқичә бир баянат елан қилған болуп баянатта мундақ дейилгән: “өткән һәптә хотәндики түрмидә шаһадәт шәрбити ичкән дини алим абдурәуп абдуләһәд үчүн сәфакөй фатиһ җамәсидә ғайибанә җиназа намизи оқудуқ. У җәрянида йәнә шеһит болғанлиқ хәвири кәлгән 4 нәпәр кишиниң ғайибанә җиназа намизи оқулди. Дуняниң көз алдида бир милләт йоқ болуватиду вә бизләр пәқәтла филим көрүватқандәк туруватимиз”.

Мәрһум абдурәуп һаҗим һәққидә иҗтимаий таратқуларда түрлүк инкаслар елан қилинди. Игилинишичә мәрһумниң дадиси вә чоң дадисиму диний өлималардин болуп, уларму охшашла хитай түрмисидә һаятидин айрилғаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.