Адрян зенз: “аталмиш ‛тәрбийәләш мәркәзлири‚ зади қандақ җай?” (1)

Мухбиримиз әзиз
2019.08.06
lager-atush-sim-chegra.jpg “мәһәллә мәркизи” дәп исим қоюлған әтрапи сим тикән билән чегриланған җаза лагери. 2018-Йили 5-декабир, атуш.
AP

Хәлқараниң күчлүк бесими вә полаттәк пакитлар алдида “биздә һечқандақ лагер мәвҗут әмәс” дәп келиватқан хитай һөкүмити ахири бу җайларни “кәспий тәрбийәләш мәктипи” дәп пәрдазлашқа өтти. Әмма шуниңдин кейин бу тема техиму бәкрәк кишиләрниң диққәт мәркизидә болушқа башлиди. Болупму германийәлик мутәхәссис адрян зенз өзи игилигән санлиқ мәлуматларни омумлаштуруп “һазир аз дегәндиму бир йерим милйон киши лагерға қамалған. Бу сан аллиқачан қамақ җазасиға һөкүм қилинип болған кишиләрни өз ичигә алмайду” дегән йәкүнни оттуриға қойғандин кейин хитай тәрәпниң бу лагерларниң қандақ “арамбәхш макан” икәнлики тоғрисидики тәшвиқатлири көпләп оттуриға чиқишқа башлиди. Шуниң билән бир вақитта 2018-йилиниң ахиридин башлап хитай һөкүмити бир түркүм чәтәл дипломатлирини тәклип қилип, бир қисим “тәрбийәләш мәркәзлири” ни екскурсийә қилдурди. Әмма шаһидлар вә сүний һәмраһ сүрәтлири бу хилдики екискурсийә нуқтилириниң алдин тәйярланған орунлар икәнликини, екискурсийәчиләр сөзләшкән “курсантлар” ниң талланған “артист мәһбуслар” икәнликини қәйт қиливатқанлиқи мәлум.

Доктор адрян зенз мушу әһвалларға асасән техиму илгирилигән асаста “тәрбийәләш мәркәзлири” ниң зади қандақ җай икәнликигә охшаш болмиған бирнәччә нуқтидин қайта нәзәр селип чиқти. Униң мушу асаста йезип чиққан “меңә ююш, сақчилар муһапизити вә мәҗбурий қамақ” темисидики мақалиси әнә шу хил издинишниң мукәммәл хуласиси шәклидә оттуриға чиқти. Шундақла хитай һөкүмитиниң лагерларни пәрдазлаш һәққидики тәсвирлирини үзел-кесил рәт қилди.

У бу һәқтики издинишлири һәққидә сөз болғанда мундақ дәйду: “2018-йили кәң омумлашқан ‛тәрбийәләш‚ вә қамаққа елишқа даир көплигән дәлил-испатлар топлинишқа башлиған бир йил болди. Дәрвәқә, бәзи әслиһәләр һәқиқәтәнму ‛тәрбийәләш‚ хизмитиниң еһтияҗи үчүн бәрпа қилинған иди. Әмма биз уларниң әмәлийәттә пүткүл шинҗаң миқясида торлашқан қамақ системиси үчүн хизмәт қилғанлиқини көрдуқ. Қизиқ йери шу вақитлардин башлап хитай һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ сорунларда шинҗаңдики вәзийәт һәққидә бирдинла вәзханлиқ қилидиған болувалди. Шуниңдәк бу һәқтики қарши пикирләрни бирдәк инкар қилишқа башлиди. Шуңа буни бир мәйдан сөз урушиниң оттуриға чиқиши яки реаллиқ һәққидики дава уруши, десәкму болиду. Бу ‛уруш‚ та қамаққа елиш қилмиши һәмдә кишилик һоқуқниң дәпсәндә болуши дегәнләр муһим темилардин болди. Һалбуки, шу вақитлардин башлап бейҗиң тәрәп наһайити нәпислик билән қураштурулған тәшвиқат урушини башливәтти. Улар өзлири шинҗаңда қиливатқан ишлар тоғрисида ғәрб дунясиниң әйибләшлиридин қутулуш үчүн дәрһалла уларниң әйибләшлирини оттураһал бир шәйигә айландурушқа урунди.”

Доктор адрян зенз хитай һөкүмити рәсмий йосунда “лагерлар мәвҗут әмәс” дегәндин “бу җайлар кәспий тәрбийәләш мәктипи” дегәнгә қәдәр елан қилған рәсмий һөҗҗәтләрдин байқиған бир ортақ нуқта шу болғанки, буларниң һәммисидә хитай һөкүмити бу “мәркәз” ләрдә “курсантларниң меңисини юйидиғанлиқи” ни ашкара вә һейиқмастин тилға алған. Күнәс наһийилик һөкүмәтниң “мәркәзләштүрүп тәрбийәләш” һәққидики уқтурушлириниң биридә “тәрбийәләштә кишиләрниң меңисини тазилап, қәлбини паклаш; һәққанийәтни һемайә қилип, рәзилликни түгитиш” хизмәт нишани қилинған. BBC Агентлиқиниң мухбири зиярәт қилған “тәрбийәләш мәркизи” дики оқутқучилардин бириму мушу әһвални ашкара тилға алған.

Аптор бу мәсилидә байқиған йәнә бир гуманлиқ нуқта хитай һөкүмити лагер тутқунлириниң бу җайға өз ихтиярлиқи билән кәлгәнликини зор күч билән тәшвиқ қилип кәлгән. Бу һал BBC агентлиқиниң мухбири соал сориғанда бир курсантниң бәргән җавабидиму әкс етиду. Доктор адрян зенз бу һәқтики издинишлири җәрянида хитай һөкүмитиниң бу хилдики “өз ихтиярилиқи билән тәрбийилиниш” баянлирини испатлайдиған һечқандақ һөҗҗәтни яки курсантларниң буниңға қатнишиш һәмдә айрилиш вақти тоғрисида имза қойидиған бирәр җәдвәл нусхисини көрмигән. Шундақла кишиләрниң тохтам бойичә өгиниш вақти тошқанда бу җайдин айрилғанлиқини испатлайдиған һечқандақ учурни учратмиған. Әмма хитай һөкүмити тәклип қилип кәлгән чәтәл дипломатлири екискурсийә қилған лагерларда ташқий дуняға бу җайниң қандақ “бәхтияр мәктәб” икәнлики бәкрәк намайән қилинған.

У бу һәқтә сөз болғанда мундақ дәйду: “йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң тәшвиқат истратегийәси мушу хилдики ‛кәспий тәрбийәләш мәктипи‚ намлиқ әслиһәләргә бәкрәк мәркәзлишиватиду. Улар бу һәқтә сөз болғанда һазир ‛шундақ, биздә бу хил мәктәбләр бар. Биз буниңда әсәбийлик идийәлирини йоқитиватимиз. Бу наһайити яхши җай. Униңдики оқуғучилар өзлирини толиму бәхтлик һес қилмақта. Улар бу җайларда нахша ейтип, уссул ойнап, қийғитип йүрмәктә‚ дегәнләрни базарға селиватиду. Өрнәк сүпитидә тәйярланған вә талланған лагерларға барғанлар һәқиқәтәнму шундақ һадисиләрни көрүп қайтип келиватиду. Һалбуки, бу җайда задила унтушқа болмайдиған бир нуқта лагер ‛курсантлири‚ ни шинҗаңниң һәммила йеридә көзгә челиқидиған ‛тәрбийәләш мәркизи‚ намидики қамақхана шәклини алған әслиһәләргә бир йил, икки йил яки униңдинму узун вақит солап қоюшниң һечқандақ қануний асаси йоқ. Болупму хитайниң һечқандақ қанунида сот һөкүми чиқирилмиған, чәк басқудәк сәвәби көрситилмигән әһвалда кишиләрни халиған муддәттә халиғанчә бу хил қамаққа елиш бекитилмигән.”

Доктор адрян зенз бу хилдики “тәрбийәләш мәркәзлири” гә ортақ болған бир һадисә, бу муәссәсәләрниң қаттиқ мудапиә қилинишидур. Сүни һәмраһ сүрәтлиридин бу җайлардики көзитиш мунарини очуқ көргили болса, у байқиған һөҗҗәтләрниң биридә ашундақ мәркәзләрниң биридики муһапизәтчи сақчиларниң сани шу җайдики оқутқучилар саниниң икки һәссисигә тоғра кәлгән. Башқа бир наһийидә болса бу хилдики “тәрбийәләш мәркәзлири” гә ишләйдиған сақчиларниң хираҗити мушу наһийәниң пүткүл “тәрбийәләш” хизмитигә кетидиған хираҗәтниң үч һәссисигә тоғра кәлгән. Йәнә келип һөкүмәтниң бу һәқтики һөҗҗәтлиридә бу сақчилар қошуниниң роли “тәрбийәләш” тин қечип кетиш қилмишини чәкләш икәнлики тәкитләнгән. Рошәнки, буларниң өзи бу мәркәзләрниң мәктәпкә әмәс, бәлки түрмигә охшайдиғанлиқини биваситә көрситип бериду.

У бу тоғрилиқ сөз болғанда мундақ дәйду: “мушундақ бир кәспий тәрбийәләш мәктипиниң бихәтәрлики үчүн қанчилик сақчи кетиду? бу һәқтики хамчот һөҗҗәтлириниң болупму аһалисиниң мутләқ көп қисми уйғурлар болған наһийәләрниң биридә сақчилар тоғрисида наһайити ениқ вә сәмимий қилип ‛бу кәспий тәрбийәләш мәркизидә 810 ярдәмчи сақчи хизмәт қилиду‚ дейилгән. Бир тәрбийәләш мәркизи үчүн бу сандики сақчилар бәкму көп, шундақ әмәсму? буниңдин бирнәччә йил илгири мән башқа бир наһийәдики тәрбийәләш мәркизи үчүн 260 йүрүш алаһидә сақчи кийими буйрутмисини байқиған идим.”

Доктор адрян зензниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити ейтқан “бәхтияр мәктәп” шәклидики бу мәркәзләрниң характери йәнә башқа җәһәтләрдиму ипадилиниду.

Бу программиниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.