Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә мутәхәссисләр афғанистандики уйғурларни җиддий қутқузивелишни чақириқ қилди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.08.25
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә мутәхәссисләр афғанистандики уйғурларни җиддий қутқузивелишни чақириқ қилди Афғанистандин чиқип кетиш үчүн кабул айродромиға кәлгән хәлқләр. 2021-Йили авғуст.
Oqurmen teminligen

Американиң һәрбий айропиланлири билән афғанистандин елип келингән мусапирлар 23-авғуст күни вашингтон дуллес хәлқара айродромиға йетип кәлди.

Ақсарай әмәлдарлири 23-авғуст баянат берип, американиң 31-авғустқичә афғанистандин чекиндүридиған мусапирларни толуқ чекиндүрүп чиқиш үчүн талибанлар билән сөзлишиватқанлиқини илгири сүргән иди.

Гәрчә һазир афғанистанда тәхминән 2 миңдин артуқ уйғурниң яшаватқанлиқи илгири сүрүлүватқан болсиму, әмма һазирға қәдәр улардин һечбириниң америка яки башқа дөләтләргә елип кетилгәнликигә даир учур йоқ.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси мая ваң бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У бизниң “афғанистанда ярдәмсиз вә тәһдит ичидә қалған уйғурлар қандақ вәзийәткә дучар болуши мумкин?” дегән соалимизға мундақ дәп җаваб бәрди: “биз бир қанчә йиллар илгири мисирдики уйғур оқуғучиларниң хитай һөкүмитиниң бесими билән мәҗбурий қайтурулғанлиқидәк бир еғир мәсилини билимиз. Хитай һөкүмити билән һәмкарлишип уйғурларни мәҗбурий хитайға қайтуруштәк бу ишлар уттура-шәрқ дөләтлиридә давамлиқ көрүлүп кәлмәктә. Бу уйғурларниң хитайға қайтурулғандин кейин еғир җисманий қийнаққа учриғанлиқи, һәр түрлүк қамақ җазалириға мәһкум болуватқанлиқи ениқ. Шуңа афғанистандики уйғурларниң хитай билән һәмкарлишиватқан талибанлар тәрипидин мәҗбурий қайтурулуш еһтимали наһайити чоң дәп қараймән. Чүнки һазирқи мундақ бир пәвқуладдә вәзийәттә уйғурларни хитайға қайтурушқа болмайду. Әгәр уйғурлар хитайға қайтурулған тәқдирдә, лагерларға қамилип, техиму еғир қисмәтләргә дучар болиду.”

У йәнә бизниң “бундақ бир вәзийәттә хәлқара җәмийәт афғанистандики уйғурларни қутқузуш үчүн немиләрни қилалайду дәп ойлайсиз?” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “хәлқара кишилик һоқуқни һимайә қилиш өлчими бойичә ейтқанда, һәр қандақ бир һөкүмәт мусапирларни мәҗбурий қайтурушиға болмайду. Шуңа һәр қандақ бир дөләт яки һөкүмәт хәлқара кишилик һоқуқни һимайә қилиш өлчәмлири бойичә, һәр қандақ бир уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиқи керәк. Биз бу өлчәм бойичә, алди билән талибан һөкүмитини афғанистандики уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақиримиз. Биз хәлқара җамаәтни афғанистандики уйғурларни, шундақла дуняниң һәр қандақ йеридики уйғурларни үчинчи бир бихәтәр дөләткә мусапир болуп бериши үчүн шараит вә пурсәт яритип беришкә ярдәм қилишини үмид қилимиз.”

Җорҗи вашингтон университетиниң профессори шан робертсму бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “һазирчә йеңи афған һөкүмитиниң уйғурлар һәққидә қандақ бир тәдбир алидиғанлиқиға ениқ бир нәрсә дегили болмайду. Мениңчә, хитай афғанистанға ким һөкүмранлиқ қилмисун, улар билән интайин еһтият билән мунасивәт қилиду. Хитайниң талибанлар билән узун мәзгиллик мунасивити бар. Алдинқи әсирниң 90-йиллирида, бейҗиң даим пакистанниң васитичилиқи арқилиқ талибанлар билән һәмкарлиқ орнатқан. Шу мунасивәт арқилиқ әйни вақитта афғанистандики база тәшкилатиға қошулмақчи болған уйғурларни назарәт қилған вә контрол қилған.”

У йәнә мунуларни баян қилди: “уйғурлар һәммила йәрдә тәһдит астида турмақта. Болупму афғанистандики уйғурларни нурғун инсанлар билмәйду. Уларниң ичидә хитай өзигә тәһдит санаватқанлири интайин аз санда болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң тәлипи билән афғанистандики барлиқ уйғурлар талибанларниң овлаш нишаниға айлиниши мумкин. Зор сандики пуқралар афғанистандин айриливатқан бир пәйттә, толиму әпсус, уйғурлар нәзәрдин сақит қилинмақта. Һәтта уйғурларға йеқиндин көңүл бөлүватқан дөләтләр вә органларму афғанистандики кризис яратқан җиддий вәзийәт түпәйли у йәрдики уйғурларниң хәтәрлик вәзийитини аңқиралмиған болуши мумкин”

Шан робертс йәнә мундақ деди: “гәрчә уйғурларниң афғанистанға көчмән болуш тарихи узун болсиму, әмма афғанистандики уйғурлар учриғуси хәтәрләр нөвәттә хәлқарниң җиддий бир инкасини пәйда қилмиди. Буниңда хитайниң ‛11-сентәбир вәқәси‚ дин кейин ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ тәшкилатиниң паалийәтлирини баһанә қилип елип барған тәтүр тәшвиқатлириниң тәсирини йоқ дегили болмайду. Мениңчә, һеч болмиғанда хәлқаралиқ ахбаратлар арқилиқ бу мәсилигә қарита диққәт қозғаш интайин муһим. Чүнки афғанистандики уйғурлар һазир һәқиқәтәнму мүшкүл бир вәзийәттә турмақта”.

Уйғур тарихи бойичә нопузлуқ тәтқиқатчилардин райин самум афғанистандики уйғурларниң пәвқуладдә хәтәр ичидә туруватқанлиқини вә өзиниң буниңға болған әндишини билдүрүп, мундақ деди: “афғанистандики уйғурлар интайин җиддий бир вәзийәттә туруватиду, дәп қараймән. Бундақ бир әһвалда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирлар комитети уйғурларға алаһидә муамилә қилиши зөрүр. ялғуз афғанистандики уйғурларла әмәс, дуня миқясида хитайға қайтурулуш тәһдитигә учраватқан, хитайниң ов нишани қилиниватқан уйғурларниң һәммиси қутқузушқа моһтаҗ. Әпсуски, пакистанға охшаш бәзи дөләтләрдики б д т мусапирлар ишханилири уйғурларға мувапиқ қоғдиниш пурсити вә етибар бәрмәйватқанлиқи мәлум. Мусапирлиқ мәсилилири мениң даирәмдә болмисиму, әмма афғанистандики вәзийәт нурғун кишиләрдә әндишә қозғимақта. Хәлқара җәмийәтниң уйғурларни қутқузуш үчүн җиддий вә әмәлий бир тәдбир қоллинишни үмид қилимән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.