Аһалиләр комитетлири хитайниң уйғурларни контрол қилишида һалқилиқ рол ойнимақтикән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.10.17
Ahaliler-Kometiti-Uxturushi-01.JPG Аһалиләр комитетлириниң уйғурларни контрол қилишта алаһидә рол өтәватқанлиқиға аит бәзи материяллар.
Zumret Dawut

Уйғур елиниң бугүнки вәзийитидә һәр қандақ бир кишиниң өй елиш, той-төкүн вә нәзир-чирақ өткүзүш, саяһәткә чиқиш, балисини мәктәпкә беришқа охшаш турмуштики ушақ-чүшшәк ишларниң һәммисидә аһалиләр комитетидин иҗазәт елиши шәрт икәнлики мәлум болмақта.

Асасий қатламдики әң кичик мәмурий орган һесабланған мәһәллә комитетидики хадимларниң вәзиписи өзиниң башқуруш даирисидики аһалиләрни мәҗбурий байрақ чиқиришқа тәшкилләш вә униңға капаләтлик қилиш қатарлиқ бир йүрүш муқимлиқ тәдбирлирини иҗра қилиш икән.

Йеқинда иҗтимаий таратқуларда тарқалған қәшқәр дөләтбағ йезилиқ аһалиләр комитетиниң “3 ни йәткүзүш, 6 ни баян қилиш” намлиқ хитайчә вә уйғурчә икки тилдики уқтурушиниң копийәси ашкариланди. Униңда дейилишичә, мәһәллә комитетлириниң асаслиқ вәзиписи мәһәллиниң муқимлиқиға капаләтлик қилиштин йәниму конкиритлишип хитайниң лагер сияситиниң үнүмлүк йүрүшишигә капаләтлик қилишта маслишип иш елип бериш болуватқанлиқи көрситилгән.

“3 ни йәткүзүш, 6 ни баян қилиш” намлиқ бу уқтуруштики “3 ни йәткүзүш” мунулар өз ичигә алидикән: 1. Аилә әзалириға шу кишиниң вақтинчә тутуп турулуш вә мәркәзлик тәрбийәлиниш сәвәбини ениқ йәткүзүш; 2. Партийиниң сиясәтлирини ениқ йәткүзүш; 3. Вақтинчә тутуп турулуш вә тәрбийә йәткүзүшниң уларни қутқузуп елиш вә уларға ғәмхорлуқ қилиш икәнликини ениқ йәткүзүш қатарлиқлар икән.

Уқтуруштики “6 ни баян қилиш” мунуларни өз ичигә алидикән: 1. Аилә әзалириға вақтинчә тутуп турулуш сәвәбини очуқ баян қилиш; 2. Нөвәттики қаттиқ зәрбә бериш паалийитини очуқ баян қилиш; 3. Диний әсәбий идийәниң реяллиқтики зиянлирини очуқ баян қилиш; 4. Идийәдә зәһәрләнгән кишигә нисбәтән дәл вақтида тәдбир қолланмиғанда җәмийәткә, һәтта аилисигә четилидиғанлиқини очуқ баян қилиш; 5. Һөкүмәтниң уларға ярдәм қилип қутқузуш мәвқәсиниң башлиниш нуқтисиниң мәркәзлик тәрбийиләш икәнликини очуқ баян қилиш; 6. Йәнә давамлиқ қанунсиз қилмишлар билән шоғулланса, еғир җаза берилидиғанлиқини очуқ баян қилиш қатарлиқлар икән.

Аһалиләр комитетлириниң юқириқидәк башқуруш тәдбирлири һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн уйғур дияриниң охшимиған җайлиридики аһалиләр комитетлириға телефон қилған болсақму, әмма мәлумат елиш имканийити болмиди.

Йеқинда америкиға кәлгән лагер шаһити зумрәт давуттин хитай һөкүмитиниң мәһәллә комитетлири арқилиқ аһалиләрни башқуруш системисиниң қандақ иҗра қилиниватқанлиқини соридуқ.

У алди билән “3 ни йәткүзүш, 6 ни баян қилиш” намлиқ уқтурушта дейилгәнләрни дәл мәһәллә комитетидики дөләт мәмурлириниң һәр дүшәнбә күнидики байрақ чиқиришта аммиға йәткүзидиғанлиқини билдүрди. Ундин башқа улар өз тәвәсидики аһалиләргә шу йәткүзүлгән сиясәт вә тәдбирләрни өзләштүрүп мақалә йезип келишкә буйруйдикән. Һәр һәптидә байрақ чиқирип болғандин кейин бир қанчә кишини мақалисини оқуп беришкә чақиридикән.

Зумрәтниң ейтишичә, аһалә комитетлиридики хадимлар йеқинқи икки йилда һәссиләп көпәйтилгәндин сирт, уларға берилгән һоқуқ дәриҗисиму интайин зорайған вә күчәйтилгән. Кишиләр аһалиләр комитетиниң рухситисиз һеч иш беҗирәлмәйдиған һалға келип қалған. Аһалиләр комитетидикиләрниң күндилик мәшғулатлири асаслиқи аһалиләрни мәҗбурий йиғип байрақ чиқириш мурасимиға қатнаштуруш, йоқлима қилиш, инқилаби нахша вә хорларни ейтқузуш, кишиләрни қизил байраққа қәсәм беришкә орунлаштуруш қатарлиқ кишиләрни бикар қоймаслиқ үчүн биһудә аварә қилидиған ишлар билән һәпилишиш болидикән. Болупму лагер сиясити башланғандин буян мәһәллә комитети хадимлири кишиләрниң өйлиригә күндә қәрәллик кирип башқуруш вә сиясәтләрни йәткүзүш, телефонда топ қуруш арқилиқ йоқлима қилип туруш қатарлиқ ишларни елип баридиған болған. Улар шәхсләрниң иш-һәрикәтлирини көзитип туруш, һәр бир аилигә кирип-чиқиватқанларни тәкшүрүш, өйләргә икки кодлуқ тәкшүрүш системиси орнитиш, номур қоюш җәдвили бойичә башқурушқа охшаш техиму инчигә қатламму-қатлам башқуруш системиси бәрпа қилған икән. 

Хитай һөкүмити 2009-йилидики үрүмчи “5-июл вәқәси” дин кейин мәһәллә башқармилирини тәсис қилип, һәр бир аилиниң әһвалини игиләш, көчмәнләрни башқуруш, һәр он аилигә бир он беши тәйинләп, қатму-қат мәсулийәт түзүми билән башқурушни йолға қойған. Буниң билән аилиләргә мәһәллә комитетиниң хадимидин башқа, коча иш башқарма хадимилири, чарлиғучилар вә хәлқ әскәрлиридин тәркиб тапқан бир гуруппа тәкшүрүш әтрәтлири қәрәллик түрдә тәкшүрүш-чарлап түзүми орнитилған. 2013 Йили үрүмчи шәһиридин башап нуқтилиқ уйғур мәһәллилирини егиз там вә решатка ичигә елиш, мәһәллигә кирип-чиқиш дәрвазиси орнитиш вә пост қоюш, кимлик тәкшүрүп киргүзүш қатарлиқ бөлүп башқуруш назарәт системиси омумлишишқа башлиған. Бу әндизә узун өтмәйла уйғур елиниң җәнуб‏-шималидики асаслиқи уйғурлар топлишип олтурақлашқан районларға тезлик билән кеңәйтилгән. Кейин мәһәллә дәрвазисидин сирт һәр бир аһалиләрниң ишиклиригә електронлуқ қулуп сәпләнгән болуп, өйдикиләр кирип-чиққанда аһалә комитети биваситә билип туралайдиған болған.

Зумрәтниң билдүрүшичә, аһалә комитетлириниң аһалиләрниң әһвалидин башқа уларниң иҗтимаий мунасивәт торини тәпсилий игиләш вәзиписиму бар икән. Улар һәр хил җәдвәлләрни тарқитип давамлиқ кишиләрниң учурлирини йеңилап туридиған болуп, һәддидин ашқан контроллуқ вә назарәт системиси, кечә-күндүз демәй давамлиқ туюқсиз тәкшүрүп тәһдит пәйда қилиш ишлири аһалиләрни қаттиқ бизар қиливәткән. Уларниң күндилик нормал турмушини вә арамини бузуп, психологийәсигә еғир бесимларни елип кәлгән икән. 

Йоқириқи учур вә дәлилләр көзәткүчиләрниң “хитай һакимийити уйғур диярини ‛сақчи дөлити‚ гә айландуруп қойди,” дегән сөзиниң асассиз әмәсликини йәниму ениқ көрситип бәрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.