Алмутада нәшр қилинған антологийәдин уйғур шаирлириниң әсәрлириму орун алди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2020.01.20
mening-teqdirimdiki-qazaqistan.jpg “мениң тәқдиримдики қазақистан” намлиқ антологийәгә шеирий әсәрләрниң муқависи.
RFA/Oyghan

Кейинки вақитларда қазақистанлиқ алимлар қазақ әдәбиятиниң муһим мәсилилиридин ташқири йәнә башқиму милләт әдәбиятлириниң тәрәққият җәрянлириға беғишланған тәтқиқатлирини давам қилмақта. Мәзкур тәтқиқатлар билән бирликтә әдәбиятниң поизийә, проза вә драматоригийә саһәлиридә йоруқ көргән әсәрләрни қазақ, рус тиллириға тәрҗимә қилиш ишлириму кәң қанат яйған болуп, униңға көплигән тонулған тәрҗиманлар җәлп қилинған.

Әнә шундақ әмгәкләрниң бири йеқинда алмута шәһиридики “принт експресс” нәшриятидин йоруқ көрди. “мениң тәқдиримдики қазақистан” дегән бу антологийәгә шеирий әсәрләр киргән болуп, китаб һәҗми 478 бәтни тәшкил қилиду. Антологийә мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң алимлири тәрипидин тәйярланди.

Мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң баш илмий хадими, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан һәмрайеф әпәндиниң пикричә, кейинки вақитларда қазақистандики уйғур мәдәнийитини һәр тәрәплимә тәтқиқ қилиш ишлири изчил давам қилип кәлмәктикән. Болупму бу ишта сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти тәркибидики уйғуршунаслиқ мәркизи һәмдә юқирида нами аталған әдәбият вә сәнәт институтиниң алимлири алаһидә көзгә көрүнгән болуп, улар тәрипидин көплигән тәтқиқатлар, әсәрләр топламлири йоруқ көргән.

Алимҗан һәмрайеф мундақ деди: “әсли бу икки томлуқ топлам. Биринчи топлам поизийәгә беғишланған. Иккинчи топлимиға прозида йәткән утуқлиримиз кирмәкчи. Биринчи топламға нурғунлиған уйғур шаирлириниң тәрҗимә әсәрлири киргүзүлди.”

Алимҗан һәмрайефниң дейишичә, топламға қазақ, рус, уйғур, герман, татар, өзбек, курд вә белорус шаирлириниң вәтән, ана юрт, туғулған йәр мавзулиридики әсәрлири киргүзүлгән. Униңда бүгүнки қазақистан уйғур поизийәсигә вәкиллик қилип кәлгән вә һелиму вәкиллик қилип келиватқан абдуғопур қутлуқоф, патигүл сабитова, җәмшит розиахуноф, патигүл мәхсәтова, телман нурахуноф, гүлнарә авутова, ташгүл һезиярова қатарлиқ тонулған әдибләр, шундақла шаирәм баратова, абдулҗан азнибақийеф, албина әмәтова, сабирәм әнвәрова кәби яш иҗадкарларниң шеирлири орун алған.

Алимҗан һәмрайеф уйғур әдәбиятини тәтқиқ қилишта чегра болмайдиғанлиқини тәкитләп, йәнә мундақ деди: “ана дияримиздики миллий әдәбиятимизниң тәрәққиятиғиму диққәт-нәзәр қоюлмақта. Өз вақтида ана дияр уйғур язғучилириниң шеирлирини русчиға тәрҗимә қилишта нәбиҗан турсун билән мәрһум абдуреһим турсун яхши үлгә яритип кәткән иди. Буни изчил давамлаштуруш керәк, дәп ойлаймән. Бизниң миллий әдәбиятимиз наһайити бай әдәбият. Шуңлашқа хәлқарада униңға болған көзқарашниң қәтий өзгиридиғиниға ишинимән.”

Игилишимизчә, қазақистанлиқ уйғурлар яш иҗадкарлардин көп үмидләр күтмәктикән. Улар җәмийәтниң һәр саһәлиридә хизмәт қилиш билән биргә уйғур әдәбиятиниң раваҗлинишиға бир кишилик төһпилирини қошуп кәлмәктикән.

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистан язғучилар иттипақи йенидики “варис” әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң рәиси, тонулған шаир вилям молотоф әпәнди мундақ деди: “бүгүнки таңда қазақистанда яшаватқан яшлиримиздин оттуздин көпи ‛варис‚ бирләшмисиниң әзалири. Улар һазирқи пәйттә қизғин иҗадийәт үстидә. яшлиримиз асасән ана юрт, аилә, ата-ана, яшлиқ, һаят, вәтән мавзулириға қәләм тәвритип кәлмәктә.”

Вилям молотоф йәнә уйғур әдәбиятидики бошлуқларни толдурушта яш иҗадкарларниң тохтимай иҗад қилип, әйни вақитларда қазақистан уйғур әдәбиятини дуняға тонутқан бүйүк әдибләрниң йолини давам қилидиғанлиқиға ишәнч билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.