Хитайға қарши туруш ситратегийәси америка кеңәш палатасиға сунулди
2021.04.13

Америка кеңәш палата әзаси, кеңәш палатаси ташқий мунасивәтләр комитетиниң рәиси боб менендез вә җумһурийәтчиләр партийәсиниң әзаси җим рич қатарлиқлар бирликтә америка кеңәш палатасида хитайға тақабил туруш үчүн йәнә бир қанун лайиһәси тонуштурған.
2021-Йилдики “истратегийәлик риқабәт қануни” дәп аталған 280 нәччә бәтлик бу қанун лайиһәсидә кишилик һоқуқни илгири сүрүш, бихәтәрлик ярдими билән тәминләш вә тәтүр тәшвиқатқа қарши күрәш қилиш арқилиқ американиң хитайниң дуняви тәсирини кеңәйтиш урунушиға тақабил туруш иқтидарини юқири көтүрүш тәдбирлири оттуриға қоюлған.
Мәзкур қанун лайиһәсдә йәнә уйғурларға қаратқан зулумлири сәвәблик хитайни җазалаш һәққидики мәзмунлар йәр алған болуп, “шинҗаң уйғур аптоном районидики мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик җаза йүргүзүш, системилиқ басқунчилиқ, мәҗбурлаш характерлик бала чүшүрүш, мәҗбурий туғмас қилиш, яки мәҗбурий һамилидарлиқтин сақлиниш оператсийәси қилишқа қарита җаза йүргүзүш” қатарлиқлар көрситилгән.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари нури түркәл әпәнди бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “бу қанун лайиһәсидә асаслиқи американиң риқабәт күчини ашуруш үчүн американиң асасий қурулушиға мәбләғ селишқа аит тәдбирләр оттуриға қоюлған. Бу қанун лайиһәсини йиллардин бири хитайға қарита түзгән қанунларниң йиғиндиси дәп қарашқа болиду.”
Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси җав лиҗйән мухбирларни күтүвелиш йиғинида мундақ дегән: “җуңго бу қанун лайиһәсигә қәтий қарши туриду вә америка кеңәш палата әзалирини җуңго-американиң муқим тәрәққиятиға ярдәм беришкә чақириду.”
Тәйвән дипломатийә министирлиқиниң баянатчиси җоһанни ов америка кеңәш палатасиниң тәйвәнни қоллиғанлиқиға рәһмәт ейтқан һәмдә бу қанун чиқириш һәрикитиниң тәрәққиятиға йеқиндин диққәт қилидиғанлиқини билдүргән.
Нури түркәл әпәнди американиң қиммәт қариши вә кишилик һоқуққа тутқан позитсийәсиниң хитай билән түптин пәрқилинидиғанлиқини тәкитлиди.
Мәзкур қанун лайиһәсидә йәнә хитайниң тәтүр тәшвиқатиға тақабил туруш үчүн әркин асия радийосиниң уйғур, тибәт, хитай вә гуаңдуң бөлүмлириниң мәблиғини ашуруш тәклипи берилгән.
Американиң сабиқ ташқий ишлар министери майк помпейо өткән йили 11-дикабир “америка авази” радийосиниң вашингтондики баш шитабида ахбарат әркинлики вә американиң қиммәт қариши һәққидә сөз қилғанда, әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң хизмитигә наһайити юқири баһа бәргән иди.
Әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң сабиқ мухбири, уйғур һәркити тәшкилатиниң рәиси рушән аббас ханим мундақ деди: “хитай уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчлиқни ялған тәшвиқат арқилқ йошурушқа урунуватқан мушундақ бир пәйттә, һәқиқий әһвални дуняға ашкарилайдиған әркин асия радийосидәк ахбарат вастилириға иһтияҗимиз бар.”
У йәнә мундақ деди: “әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң хадимлири һаятидики әң сөйүмлүк кишилирни қурбан бериш бәдилигә дуняға һәқиқәтни ашкарилаватиду. Уларға һөрмитимни билдүримән.”
Истратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркизиниң асия ишлири мутәхәссиси боний гиләйсер бу қанун лайиһәси һәққидә мундақ дегән: “дөләт мәҗлиси хитайниң американиң мәнпәәтигә елип кәлгән түрлүк хирислириға интайин диққәт қиливатиду һәмдә униңға қарита үнүмлүк тәдбирләрни қоллиниду.”
Нури түркәл әпәнди ахирида бу қанун лайиһәсиниң дөләт мәҗлисидә өтүш еһтималлиқиниң юқири икәнлики вә рәсмий қанун болғандин кейинки иҗра қилиниши һәққидә тохталди: “америка қанун дөлити. Бу лайиһә қанунға айланғандин кейин җиддий иҗра қилиниду, болупму буниңға охшаш ситратегийә қанунлириниң иҗра қилиниши техиму тиз болиду.”
Мәлум болушичә, мәзкур қанун лайиһәси 21-апрел кеңәш палатасида авазға қоюлидикән.