Американиң җасуслуқ гумани билән хитай тәтқиқатчилириға виза чәклимисини күчәйтиши диққәт қозғиди
2019.04.17
“ню-йорк вақти гезити” ниң 15-апрелдики хәвиридә ашкарилишичә, федератсийә тәкшүрүш идариси пәқәт 2018-йили ичидила 30 нәпәр хитай тәтқиқатчисиниң америка визисини бикар қилған яки тоңлатқан. Хәвәрдә бу тәтқиқатчилар ичидә хитай һөкүмитиниң дөләт мудапиә, хәлқара мунасивәт вә юқири пән-техника қатарлиқ һәр саһәсидики тәтқиқатчилар барлиқи әскәртилип, уларниң хитай һөкүмити үчүн учур топлаш һәтта оғрилаш вәзиписидә болди дегән гуман билән федератсийә тәкшүрүш идариси тәрипидин тәкшүрүлүп, визиси бикар қилинғанлиқи тилға елинған.
Америкадики хитай вәзийәт анализчилиридин “бейҗиң баһари” журнилиниң муһәррири обзорчи ху пиң әпәндиниң қаришичиму, бир қисим хитай тәтқиқатчилириниң америкаға кириш визасиниң бикар қилинишида алди билән уларниң хитайниң истиғбарат органлири билән биваситә алақиси болғанлиқи яки хитай һөкүмитиниң уларни ахбарат топлашқа мәҗбурлиши сәвәб болған. У хитай һөкүмитиниң өз мутәхәссислирини җасуслуққа зорлаш әһвали барлиқиға аит қарашлирини мундақ оттуриға қойди.
“уларниң ичидә бир қисим тәтқиқатчилар хизмәт қиливатқан идариләр хитайниң истиғбарат орунлири билән биваситә алақиси бар. Йәнә бир тәрәптин елип ейтқанда хитайниң дөләт түзүмидин алғанда бу тәтқиқатчилар ишләватқан идариләрдики аталмиш партком, рәһбәрлик җәһәттә әң алий һоқуққа игә. Улар һөкүмәт намида тәтқиқатчиларға биваситә бесим ишлитип уларни хитай үчүн учур-ахбарат топлашқа, йиғинларда өз нопузидин пайдилинип хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини қилишқа мәҗбурлайду. Буниң билән һазирқидәк мәсилә барғанчә еғирлашқан вәзийәт шәкилләнмәктә”.
Илгири хитайниң бейҗиң университетида иқтисад пәнлири профессори болуп ишлигән шия йелияң әпәнди, хитай һөкүмитини тәнқидлигән қарашлири сәвәблик хитайда бесим-тәқиплиригә учриған болуп, у 2013-йили 10-айниң 18-күни бейҗиң университетидин қоғланған вә 2014-йили 1-айниң 26-күни америкаға келип панаһланған хитай тәтқиқатчилиридин бири.
Хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики университетлар вә тәтқиқат органлири билән һәмкарлишип ишләйдиған хитай тәтқиқатчи хадим вә профессорлириға қаратқан бесимлири ичидә, уларни хитай дөлити үчүн ахбарат-учур топлашқа мәҗбурлаш қилмишиниң еғирлиқини билдүргән профессор шия йелияң әпәндиниң қаришичә, америка дөләт бихәтәрлики нуқтисидин қариғанда, хитай тәтқиқатчилириға қарита тәкшүрүшни күчәйтиш зөрүр икән.
Шия йеляң әпәнди визиси бикар қилинған 30 нәпәр хитай тәтқиқатчиниң ичидә өзигә тонуш болған нәнҗиң университетиниң “хитай җәнубий окян тәтқиқат мәркизи” ниң башлиқи, профессор җу фең һәққидә тохтилип мундақ деди.
“мениңчә федератсийә тәкшүрүш идарисиниң бу хил тәкшүрүши қаратмилиққа игә. Бу һәргизму хитай тәтқиқатчилириниң һәммисигә қаритилмиған. Тәкшүрүлүп визиси бикар қилинғанлар ичидә җу фең илгири бейҗиң университетиниң хәлқара мунасивәтләр институтиниң профессори иди, һазир нәнҗиңдики бир органда ишләветипту. Җу фең немә үчүн бейҗиң университетидики хизмитини ташлап нәнҗиңдә йеңидин тәсис қилинған органға кәтти, бу органға мәбләғ салғучи хитай һөкүмәт оргини болуши керәк. Җу феңға мәнпәәт яки алаһидә һоқуқ вәдә қилинғанлиқи үчүн у бейҗиң университетиниң профессорлуқидин ваз кәчкән болса керәк.”
Мәлум болушичә америка федератсийә тәкшүрүш идариси тәрипидин тәкшүрүлүп визиси бикар қилинған нәнҗиң университетиниң профессори җу фиң илгири бейҗиң университетидики мәзгилидә американиң харвард университети, америка хәлқара истратегийә тәтқиқат мәркизи, йел университети қатарлиқ җайларда зиярәттә болған болуп, у узун муддәт шәрқий җәнубий асия райониниң бихәтәрлики, хитайниң ташқи мунасивити вә бихәтәрлики, шундақла хитай-америка һәрбий ишлири мәсилилири тәтқиқати билән шуғулланған икән.
“ню-йорк вақти” гезитиниң 16-апрелдики хитайчә хәвиридә йәнә данолд трамп һөкүмитиниң американиң тәтқиқат органлирида ишләватқан хитай тәтқиқатчилириниң әқлий мүлүк оғрилаш қилмишлириға қарита зәрбә беришни тәләп қилғанлиқи тилға елинған. Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, бултурдин башлап америка һөкүмити америкиниң сәзгүр техника орунлирида ишләватқан хитай тәтқиқатчилириниң виза илтимасиға чәклимә қойған болуп, американиң биологийә саһәсидики тәтқиқатчиларни агаһландуруп, уларниң тәҗрибиханилиридин учур оғрилашқа урунған хитай җасуслиридин агаһ болушқа чақирилған.
Хәвәрдә йәнә американиң әндишиси оттуриға қоюлуп, хитайниң һазир американиң техникадики йетәкчилик орниға тәһдит селиватқанлиқи әскәртилгән. Хәвәрдә хитай рәиси ши җинпиңниң 2049-йилиға барғанда хитайниң пүткүл йәр шариниң пән-техникасида күчлүк дөләт болуш нишанини оттуриға қойғанлиқи әскәртилгән.
“бейҗиң баһари” журнилиниң муһәррири ху пиң әпәндиниң қаришичә, америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң 30 нәпәр хитай тәтқиқатчи үстидин тәкшүрүш елип берип, уларниң визисини бикар қилиши, әлвәттә хитай һөкүмити тапшурған вәзипиләрни орунлап келиватқан тәтқиқатчилар үчүн еғир зәрбә болидикән.
Ху пиң мундақ деди: “мениңчә хитай һөкүмити үчүн җан-пидалиқ билән ишләватқанлар үчүн ейтқанда бу бир чоң зәрбә дейишкә болиду. Чүнки улар илгири чоқум шундақ қилиши лазим дәп билгәнләр. Әмма йәнә бир қисим билим адәмлири пәқәт тәтқиқат биләнла шуғулланғучилар, улар һөкүмәт үчүн мәлум рол елишни халимайду. Бу хил әһвал астида улар һөкүмәтниң тәләплирини рәт қилалайду. Улар дадиллиқ билән сән бизни бундақ ишни қилишқа мәҗбурлисаң мән америкиниң қара тизимликигә чүшүп қалимән дейиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң бесимидин қутулалайду”.
Америка таратқулиридики учурлардин мәлум болушичә, йеқинқи икки йилдин буян хитай тәтқиқатчилири вә оқуғучилириниң америкиға виза елиши қаттиқ тәкшүрүшләрдин өтүшкә дуч кәлгән. Америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң башлиқи кристофер рей 2018-йили2-айда америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқ берип, хитайниң америкадики тәтқиқатчи вә оқуғучилирини җасуслуққа селиватқанлиқи, униң “пүткүл америка җәмийити үчүн тәһдиткә айланғанлиқи” вә “пүтүн җәмийәтниң бирдәк инкас қайтуруши керәк” ликини тәкитлигән.
Америка президенти данолд трамп му бултур твитерға йоллиған бир учурида, америкаға оқушқа кәлгән хитай оқуғучилириниң зор бир қисминиң хитай дөлити үчүн учур топлайдиғанлиқини илгири сүрүп, хитай һөкүмитиниң тәтқиқатчи, оқуғучи қатарлиқ көп хил намларда өз җасуслирини америкиға әвәтидиғанлиқини има қилған иди. Америка таратқулиридин CNN телевизийәсиниң 2018-йил 8-айниң 9-күнидики хәвиридә америка президенти данолд трампниң невҗерсидики өзиниң голф топ мәйданида америкадики бир қисим сода ширкәтлириниң башлиқлири вә юқири дәриҗилик әмәлдарлириға қатнашқан бир зияпәттә хитайдин кәлгән оқуғучиларниң өз дөлити үчүн җасуслуқ қилидиғанлиқини има қилғанлиқи тилға елинған иди.