Америкадики даңлиқ университетларда уйғур елидики лагер мәсилиси күчлүк диққәт қозғимақта

Мухбиримиз ирадә
2019.03.08
Yale-Universitida-Uyghur-Mesilisi.jpg Йел университети қанун институтида өткүзүлгән “хитайниң шинҗаңдики уйғурларға йүргүзүватқан назарәт вә зор көләмлик тутқун һәрикити” намлиқ йиғиндин бир көрүнүш. 2019-Йили 5-март. Ниювхәвин, америка.
Social Media

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 5-вә 6-март күнлири америкадики икки даңлиқ университетта уйғурлар һәққидә доклат бериш йиғинлири уюштурулди.

Буларниң бири американиң коннактикит штатиниң ниювхәвин шәһиригә җайлашқан йел университети қанун институтида өткүзүлгән “хитайниң шинҗаңдики уйғурларға йүргүзүватқан назарәт вә зор көләмлик тутқун һәрикити” намлиқ йиғиндур. 

5-Март күни ечилған бу йиғинға америка җорҗ вашингтон университетиниң сиясий пәнләр профессори, уйғуршунас шон робертс вә йәнә уйғурлар һәққидә көпләп надир хәвәр-мақалиларға имза қойған журналист бәтиний әллин ибраһими вә америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши башлиқи өмәр қанат әпәндиләр тәклип билән қатнишип сөз қилған. 

Улар йиғинда, уйғурларниң омумий әһвали, йиғивелиш лагерлири, хитай һөкүмити уйғурларға қарита елип бериватқан омумйүзлүк бесим вә ассимилятсийә сиясәтлири һәққидә мәлумат берилгән.

Өмәр қанат әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, йел университети қанун институти оқуғучилириниң уйғур мәсилисигә болған қизиқиши интайин күчлүк болған болуп, зал ичи лиқ толуп кәткән. Өмәр қанат әпәнди йел қанун институтиға охшаш нопузлуқ бир билим юртидики оқуғучиларниң уйғур мәсилисигә болған қизиқишидин хурсән болғанлиқини ипадилиди. 

Йел университетиниң қанун институти 1824-йили қурулған болуп, у америкадики әң алдинқи қатардики қанун институти болупла қалмай дуня миқясидиму нопузлуқ қанун институтлириниң бири болуп һесаблиниду. Бу мәктәптә америкадики нурғун даңдар сиясийонлар вә қануншунаслар йетишип чиққан болуп, америка сабиқ президентлиридин гералд форд, бил килинтон, сабиқ ташқи ишлар министири һилларий килинтон қатарлиқлар буларниң пәқәтла бир қанчә мисали һесаблиниду. 

Өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, қанун институтидики оқуғучиларниң уйғур елидики вәзийәткә болған тонуши бир қәдәр чоңқур болуп, улар аллиқачан уйғурларға ярдәм бериш үчүн бу җәһәттики түрлүк паалийәтлирини башливәткән икән. 

“йел университети хәвәрлири” 26-феврал күнидики санида юқиридики оқуғучилар гурупписини тонуштурған иди. Хәвәрдә ейтилишичә, қанун институти оқуғучилири 3 хил гуруппини тәшкилләш арқилиқ мәктәп ичидә вә америка җәмийитидә уйғур мәсилисигә болған тонушни ашуруш, уйғурларниң кишилик һоқуқ паалийәтлирини қоллаш, болупму уйғурларға мунасивәтлик икки қанун лайиһисиниң мақуллинишини қолға кәлтүрүш үчүн паал һәрикәткә өткән. 

Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, йиғин мәйданида хитай оқуғучиларму интайин көп болуп, уларму бу мәсилигә интайин қизиққан вә улардин нурғун соалларни сориған вә бәзилири уйғурларға һесдашлиқини ипадиләш билән биргә, өз дөлити һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан бастурушидин қаттиқ әпсуслиниватқанлиқини ипадә қилған. 

Мәлум болушичә, һазир америкадики нурғун университетларда бундақ паалийәтләр өткүзүлүватқан болуп, униңға америка уйғур бирләшмиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулушидики паалийәтчиләр вә шундақла америкидики уйғур паалийәтчи яшлар һәммиси дегүдәк берип қатнишип, бу мәсилиниң америка университетлирида, җүмлидин америка хәлқи арисида кәң қоллашқа еришиши үчүн һәрикәт қилмақтикән. 

Америка аләм қатнишиши идарисиниң мутәхәссиси, доктор әркин сидиқ әпәндиму әнә шуларниң бири болуп, у бүгүн радийомизға қилған сөзидә уйғурларниң нөвәттики вәзийитиниң интайин хәтәрлик икәнликини әскәртип “буни әң актип күч болған алий мәктәп оқуғучилириға тонуштуруш толиму зөрүр” деди. 

6-Март күни өмәр қанат әпәнди америкадики йәнә бир даңлиқ университет болған тафтис университетиниң “филәтчир қанун вә дипломатийә институти” да доклат бәргән. 

Масачутес штатиға җайлашқан мәзкур институт 1933-йили америкида мәхсус хәлқара мунасивәтләр бойичә аспирант оқуғучиси йетиштүрүш үчүн қурулған институт болуп, у ташқи сиясәт, дипломатийә саһәсидә дунядики әң алдинқи қатардики университетларниң бири болуп һесаблиниду. 

Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, у бу университеттиму қизғинлиқ охшаш юқири болған. Зал ичи оқуғучилар билән лиқ толған.

Әркин сидиқ әпәнди һазирғичә уйғур мәсилиси тонуштурулған калифорнийә унверситити-берклий вә йел қатарлиқ нурғун университетларниң хәлқаралиқ нопузлуқ мәктәпләр икәнлики вә бу мәктәпләрдә кәлгүсиниң муһим сиясийонлири, лидерлири йетишип чиқидиғанлиқи вә бу сәвәблик бу мәктәпләрдә уйғур мәсилисини тонуштурушниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.