Уйғур дияридики вирус вә ачарчилиқ мәсилиси һәққидә ахбарат елан қилиш йиғини ечилди

Мухбиримиз әзиз
2020.02.26
DC-Axbarat-Elan-Qilish-Yighilishi-2020-01.jpg Вашингтонда ечилған уйғур дияридики вирус вә ачарчилиқ мәсилиси һәққидики ахбарат елан қилиш йиғинидин бир көрүнүш. 2020-Йили 26-феврал. Вашингтон д.С., америка.
RFA/Eziz

Пүтүн дуняни вәһимигә селиватқан таҗсиман вирусниң нөвәттә тарқилишчан кесәлликкә айлинип кетиш еһтималлиқи һәққидә түрлүк мулаһизиләр оттуриға чиқиватқанда уйғур дияридики лагерлар мәсилисиниң унтулуп кетиливатқанлиқи муһаҗирәттики уйғурларни әндишигә селиватқаниди. Лагерларға қамалған милйонлиған уйғурларниң роһий вә җисманий азаблириға қошулуп, лагер сиртидики уйғурларниң өткән бирнәччә һәптә ичидә хитай һөкүмити иҗра қилған “вирусниң алдини елиш” тәдбирлиригә маслишиш үчүн еғир ачарчилиққа дуч кәлгәнлики бу һәқтики бәс-муназириләргә йеңи мәзмунларни қошти. Бу әһвалларни уйғурлардин башқа ташқи дунядики уйғурларға көңүл бөлгүчи һәр саһә кишилиригә билдүрүш үчүн вашингтон шәһиридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати билән америка уйғур бирләшмиси 26-феврал күни дөләтлик ахбарат кулубида мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирди.

Алди билән уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи алақә мудири луйиса ханим сөз елип, таҗсиман вирусниң уйғурлар диярида пәйда қилған сәлбий тәсири һәққидә бу қетимқи ахбарат йиғинини чақирғанлиқини сөзләп өтти. Шундақла йиғинға қатнашқан уйғурларниң зиянкәшликкә учриған уруқ-туғқанлириниң рәсимини көтүрүвелишини тәклип қилди. 

Арқидин уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң мудири өмәр қанат сөз алди. У һазир уйғурлар дияридин толиму қабаһәтлик вә раһәтсиз хәвәрләрниң мәлум болуватқанлиқини, вирус һәққидики хәвәрләр оттуриға чиққан һаманла муһаҗирәттики уйғурларниң лагердики қериндашлиридин әндишигә чүшкәнликини, буниң лагерға тутишип кәтсә қандақ балайиапәтләргә сәвәб болуши һәққидә тәхминләрниң оттуриға чиққанлиқини сөзләп келип, һазир ашу хил әндишиләрниң бәзилириниң реаллиққа айланғанлиқини, шуниң үчүн хәлқара җәмийәтниң бу мәсилигә алаһидә әһмийәт бериши лазимлиқини тәкитлиди. 

Шу қатарда уйғур дияридики лагер шаһитлиридин меһригүл турсун сөз елип, өзиниң бешидин кәчүргәнлири асасида лагерлардики роһий вә җисманий қийнақларни әмәлий мисаллар арқилиқ тәсвирләп бәрди. У, бу азабларниң у җайлардики кишиләрни аллиқачан толиму аҗиз вә һимайичисиз бир һалға чүшүрүп қойғанлиқини тәрҗиман елис андерсонниң ярдимидә ихчам вә тәсирлик баян қилип бәрди.

Бу қетимлиқ паалийәт үчүн алайитән бостондин кәлгән уйғур паалийәтчи, масачуссет технологийә институти қармиқидики ген тәтқиқат мәркизиниң мудири, профессор майсәм мутәллиповаму сөзгә чиқип, вирус мәсилисидә немә үчүн уйғурлар дияридики вирусниң тарқилиш әһвалидин пәвқуладдә әндишә қилиш лазимлиқини чүшәндүрди. 

Майсәмниң пикричә, хитай һөкүмити уйғур диярида елан қилған вирус юқумдарлири 80 нәччә киши болуп, бу санда көплигән гуманлиқ нуқтилар бар икән. Йәнә келип җәнубий корейә, иран, японийә, италийә қатарлиқ җайларда юқумниң әһвали барғансери еғирлаватқан әһвалда әксичә хитай һөкүмити таҗсиман вирусниң мәркизи болған җайларда юқум әһвалиниң төвәнләватқанлиқини тәшвиқ қилмақта. У, шунчә көп хитайниң вухәндин уйғурлар дияриға қечип барғанлиқи ениқ турса, немә үчүн юқумланғучиларниң сани бунчә аз мәлум қилиниду, дәп көрситиш арқилиқ, аллиқачан йерим җан болуп қалған лагер мәһбуслириниң бу вирусқа тақабил турғудәк һечқандақ қуввити йоқлуқини, лагерлардики сорақчилар вә башқурғучилар бирдәк хитай болған әһвалда лагердикиләрни вирустин сақлап қелиш үчүн җәзмән лагерни әмәлдин қалдурушниң бирдин-бир чарә икәнликини оттуриға қойди. 

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң хадими елс андерсон өзиниң уйғурчини яхши билиштәк артуқчилиқидин пайдилинип, иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалған уйғурларниң вирус сәвәблик өйләргә қамилиш әһвали, шуниңдәк бу сәвәбтин келип чиққан ачарчилиқ әһвали һәққидики қисқа филимлар һәмдә униңдики мәзмунлар һәққидә йиғин әһлигә мәлумат бәрди. 

Уйғурлар дияридики зиялийларниң бир қисми нөвәттә лагерларға қамалған болуп, әнә шуларниң бири тарихчи иминҗан сәидин иди. Униң америкадики қизи сәмирә бу һәқтә йиғин әһлигә мәлумат берип, яш җәһәттә хели бир йәргә берип қалған бу зиялийларниң лагерлардики саламәтлик әһвали яхши болмайватқан әһвалда уларға таҗсиман вируси чаплашса буниң ақивити бәкму еғир болидиғанлиқини сөзләп өтти. 

Бу қетимқи паалийәтни тәшкилләшкә йеқиндин һәмкарлашқан америка уйғурлири бирләшмиси рәиси қуззат алтайму йиғинда сөз алди. У өзиниң бүгүн америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әмәс, бәлки бир оғул сүпитидә сөз қиливатқанлиқини тәкитлигәч, лагерға елип кетилгән дадиси вә башқа уруқ-туғқанлириниң әһвалини қисқичә әсләп өтти. У, дадисиға охшаш миңлиған уйғурларниң “тәрбийә” вә “хизмәт” кә һечқандақ еһтияҗи болмиған әһвалдиму мәҗбурий йосунда “қайта тәрбийәләш” намидики лагерларға қамиливатқанлиқини, йәнә болупму лагерлардики мәһбусларниң әһвали һазир шундақ паҗиәлик болуватқан әһвалда вирусниң тарқилиши уларниң һаятиға еғир хәвпләрни елип келидиғанлиқини, хитай һөкүмити һәқиқәтәнму вирусниң алдини алмақчи болса өзлири “мәктәп” дәп атаватқан бу лагерларни башқа мәктәпләрни тақиғанға охшаш тездин тақиши лазимлиқини көрсәтти. 

Йиғинниң ахирида көпчилик бәс-бәстә соал сориди. Уйғур вәкилләрму тегишлик йосунда җаваб бәрди. Болупму лагерлар мәсилиси вә вирусниң бир-биригә бағлинип қелиши һәққидики соаллар көпрәк соралди.

Йиғиндин кейин биз уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң мудири өмәр қанат билән бу қетимқи йиғинниң орунлаштурулуши һәққидә сөзләштуқ. У бу һәқтә мәлумат берип, уйғурларниң нөвәттики әһвалини ташқи дуняға аңлитишниң муһимлиқини тәкитләп өтти. 

Йиғинда мәлумат бәргән уйғур алимә майсәмму айрим зияритимизни қобул қилип, нөвәттә таҗсиман вирусниң лагерларға тарқилип кетиши бәкму хәтәрлик болидиғанлиқи һәққидә ойлиғанлирини биз билән ортақлашти. 

Мәлум болушичә нөвәттә уйғурлар дияридики юқум әһвали барғансери еғирлаватқан болуп, бир қисим уйғур яшлириниң ичкиридики завутларға ишқа чүшүши билән юқумланғучиларниң сани техиму ешип меңиши мөлчәрләнмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.