Уйғурларни қутқузуш америкада диндин һалқиған ортақ инсанпәрвәрлик чақириқиға айланмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.04.17
abdul-malik-mujahit.jpg Америкадики тәсири күчлүк мусулман рәһбәрлиридин имам малик муҗаһид әпәнди вашингтон шәһиридә өткүзүлгән “уйғур әркинлик марши” намайишида сөз қилмақта. 2019-Йили 6-март.
RFA/Eziz

800 Миңдин 2 милйонғичә уйғур вә башқа йәрлик милләтләрниң аталмиш “тәрбийәләш лагерлири” ға қамалғанлиқи хәлқара ахбаратларда қизиқ темиға айланған мәзгилдә, америкадики түрлүк аммиви, диний вә иҗтимаий тәшкилатларму уйғурларни қутқузуш паалийәтлиригә көпләп аваз қошмақта.

Натсистларниң қирғинчилиқидин һаят қалған йәһудий паалийәтчи сами стейгмән әпәнди вә америкадики тәсири күчлүк мусулман рәһбәрлиридин имам малик муҗаһид қатарлиқлар шуларниң җүмлисидиндур. Улар 6-апрелдики бүйүк намайиш әснасида зияритимизни қобул қилип, дуняни тарихтин савақ елишқа чақирди.

Мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилди.

Дуня миқясида уйғурларға көңүл бөлүш долқуни инсан һәқлири кризиси сүпитидә диндин һалқиған ортақ садаға айлиниватқан мәзгилдә, мусулман әллириниң мәзкур мәсилидә асасән сүкүтни таллиши ғәрб дунясида күчлүк тәнқидләргә учриди.

Көзәткүчиләр, мусулман дөләтлириниң бесим вә пул сәвәбидин хитайға сетилип кәткәнликини көрсәткән болсиму, әмма америка вә башқа әлләрдики ислам тәшкилатлири уйғурлар учраватқан зулумларға қарши актип инкас қайтурмақта. Улар, ислам әллирини хитай коммунист һакимийити мусулман вә башқа диний топлуқларға қаратқан зулумларни тохтитиш үчүн һәрикәт қилишқа чақириқ қилип кәлмәктә.

Америкадики тәсири зор мусулман тәшкилатлардин “сада вә нәзәр” тәшкилати америкадики уйғур паалийәтчиләр уюштурған аталмиш “тәрбийәләш лагерлири” ни тақаш һәрикәтлиригә актип аваз қошуп келиватқан диний җәмийәтләрниң бири. Мәзкур тәшкилат 6-апрел америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән “бүйүк намайиш” қиму бир қисим әзалири билән иштирак қилған иди.

Мәзкур тәшкилатниң башлиқи имам малик муҗаһид зияритимизни қобул қилип дуняни хитай тәһдитигә қариши ойғинишқа чақирди.

У мундақ деди: “мениңчә пүтүн дуня коммунизминиң тәһдитини тонуп йетиши зөрүр. Советлар иттипақи афғанистанни бесивалғанда һәддидин ашқан, хитай 2 милйончә уйғурларни җаза лагерлириға қамап, һәддидин ашти. Дуня ойғиниши керәк. Дуня, америка, болупму америка мусулманлири уйғурлар үчүн көкрәк кирип оттуриға чиқиши керәк.”

Мәйли уйғурлар вә мәйли уйғурларни қоллап келиватқан инсанпәрвәр тәшкилат яки шәхсләр болсун, улар бирдәк хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлирини пәқәт ағзаки тәнқидләп қоюшниң йетәрлик болмайдиғанлиқини, уйғур районидики кишилик һоқуқ кризисини ахирлаштуруш үчүн әмәлий һәрикәт қоллиниш лазимлиқини тәкитләп кәлмәктә.

Бу һәқтә тохталған имам малик көз қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди: “мениңчә дуня җамаәтчилики йәнила уйғурларниң бу қәдәр еғир вәзийитигә дәргуман турмақта. Улар бундақ ишларниң йүз беридиғанлиқиға ишиниш керәк. Биз буларниң йүз бериватқан бу мәсилиниң җиддийликини тонуп йетишигә ярдәм қилишимиз керәк. Чүнки 6 ай илгири бир қиз маңа тунҗи қетим уйғурлар шу қәдәр кәң көләмлик зулумға учраватқанлиқини ейтқинида, мән униңға дегәнлириңизгә ишәнмәймән дейишниң орниға, бу мәсилиниң тегигә йетиши үчүн издәнгәндин кейин чүшәндим вә буларниң һәммиси маңа тәсир көрсәтти.”

Имам малик әпәнди йәнә бу һәқтики паалийәтләрниң техиму системилиқ елип берилиши лазимлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “уйғурлар учраватқан бу трагедийәни тохтитиш үчүн уйғурларниң техиму тәшкиллик һалда паалийәт елип бериши керәк. ‛уйғурларни қутқузуш тори‚ ға чиқип аваз топлаш, пидаий болуп ярдәм бериш, һәр һәптидә дөләт мәҗлиси әзалириға хәт йезиш, бундақ намайишлар болғанда бир адәм 10 адәмни биргә елип келишкә охшаш көп ишларни қилмиш мумкин.”

Американиң муавин президенти майк пәнс хитайниң милйондәк уйғур вә башқиларни йиғивелиш лагерлириға қамап, уларни тили, мәдәнийити вә диний етиқадидин ваз кечишкә мәҗбурлишини ашкара тәнқид қилған әң юқири дәриҗилик әмәлдар.

У, 30‏-март күни флорида штатидики “ави мария университети” да сөзлигән нутқида диний бастурушниң дунядики әң көп нопуслуқ дөләт-хитайда барғанчә еғирлишиватқанлиқи, хитайниң уйғурларға қаратқан “йиргинчлик” бастурушини тохтитиши керәкликини билдүргән.

Өткән һәптә исраилийәдики нопузлуқ гезитләрниң бири болған “исраилийә вақти” гезитидә елан қилинған бир мақалидә барлиқ йәһудийлар уйғурларни қоллашқа чақирилған.

“йәһудийлар хитайдики уйғурлар үчүн орнидин дәс туруши керәк” мавзулуқ мәзкур мақалидә “йәһудийларға етник қирғинчилиқниң немиликини чүшәндүрүш һаҗәтсиз. Биз униң бир кечидила йүз бәрмәйдиғанлиқини билимиз. Биз униң алди билән бир мәдәнийәтни қарилаш билән башлинидиғанлиқини, өчмәнлик вә бесимниң нормиға айландурулидиғанлиқини, арқидин, инсанларниң бир-бирләп ғайиб болушқа башлайдиғанлиқини билимиз. Мана бу бүгүн хитайда йүз бәрмәктә,” дейилгән вә йәһудийларниң тарихта лагер түзүмини баштин кәчүргән бир хәлқ болуш сүпити билән бүгүн уйғур хәлқигә йүргүзүлүватқан зулумға қарши сада чиқиришта алаһидә мәсулийити барлиқини, һәрбир йәһудийниң пурсәт тапсила бу мәсилини көтүрүп чиқиши керәкликини әскәрткән.

Дәрвәқә уйғурларни қоллап вә һәссидарлиқ билдүрүватқанлар арисида гитлер германийәсиниң қирғинчилиқидин қутулуп қалған йәһудийлар җүмлидин уларниң кейинки әвладлириму барғанчә көпәймәктә.

Улар уйғурлар дуня қиясида елип бериватқан паалийәтләргә қизғин аваз қошупла қалмай, һәр түрлүк мәтбуатларниң зиярәтлирини қобул қилип хитай уйғурлар йүргүзүватқан бериватқан бастурушларни әйибләш билән биз йәһудийлар учриған тарихий қирғинчилиқниң тәкрарлинишиға йол қоймаслиқ керәк дәп, кәскин инкас қайтурмақта.

Натсист германийәси қирғинчилиқиниң терик шаһити 80 нәччә яшлиқ йәһудий паалийәтчи сами стейгмән әпәнди шуларниң җүмлисидиндур. У өзиниң уйғурлар учраватқан бу бастурушларни аңлиғандин кейинки ойлиғанлирини биз билән ортақлашти.

У мундақ деди: “дуняда һазир йүз бериватқан тоқунушларға өчмәнликниң сәвәб болуватқанлиқини көрүватимиз. Инсанлар өз ихтилаплирини мәдәний йол билән һәл қилишини унтуп қелишти. Заманимиздиму чоң қирғинчилиқта йәһудийларниң немиләргә учриғанлиқидин ибарәт инсанийәт тарихидики әң зулмәтлик дәврдин йетәрлик савақ алалмидуқ. Бир шәхс яки бир топлуқниң кәмситилиш, җазалиниш, тәһдитләрниң қурбаниға айлинишини һәмдә уларниң өзлириниң мәдәнийити, әнәниси вә етиқадидин ваз кечишкә мәҗбурлинишини қобул қилишқа болмайду.”

У баяни давамида уйғурларни немә үчүн қоллаш қарариға кәлгәнликини һәққидә тохталди.

У мундақ деди: “мениң уйғурларни қоллишимдики сәвәб, чоң қирғинчилиқтин аман қалғучи болушум сүпитим билән мән азаб чәккән, биз хорланған идуқ. Бундақ қисмәтләргә йолуққанда һечқандақ хәлқ буларға оз ялғуз тақабил туралмайду. Әйни заманда йәһудийлар қирғин қилинғанда дуняниң сүкүттә қарап турған, һечким бизгә ярдәм қолини сунмиған, мана бу әң чоң сәвәнликләрниң бири иди. Мән пүтүн дунядики инсанларни бир-биригә ярдәм беришкә моһтаҗ икәнликигә ишәнгүчи. Чүнки һәммимиз пәқәт бирла инсанийәт ирқиға мәнсуп. Көз қараш, идийә вә мәдәнийәтлиримиз биләнла пәрқлинимиз халас. Охшаш инсан болуш сүпитимиз билән биз бир-биримизни һөрмәтләшни өгинишкә моһтаҗмиз.”

Түрлүк мәлуматларда хитай уйғур елидә қурған лагерлар вә уйғурлар дуч келиватқан инсаний паҗиә натсистлар германийәсиниң йәһудийларни бастуруш усуллириға селиштурулмақта.

Вашингтон шәһиридики вилсон мәркизиниң хадими, тарихшунас чарлес краус 9-апрел күни “вашингтон почтиси” гезитидә елан қилған мақалисидә бу һәқтә тохтилип, 1930-йиллардики ашу тарихий вәқәләргә охшап кетидиған йеңи бир паҗиәниң 2019-йилида давам қиливатқанлиқини, буниңға әмди қандақ муамилә қилиш мәсилисидә америка һөкүмитиниң бир чоң синаққа дуч келиватқанлиқини алаһидә тәкитлигән иди.

Сами әпәндиму сөзиниң ахирида тарихтин савақ елишиниң зөрүрлүкини тәкитләш билән биргә, йәһудийлар қирғинчилиққа учриғанда дуня әһлиниң әйни вақитта бир қетим сәл қаралғанлиқини, әмма нөвәттә хитайниң лагерлар қурулушини техиму күчәйтип, милйондин артуқ уйғурни лагерға қамиғанда дуня җамаәтчиликниң охшаш хаталиқни қайта садир қилмаслиқи керәкликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.