Америка кеңәш палата әзалири: “хитайниң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпикини өткүзүш салаһийитигә қайта қарап чиқиш керәк”

Мухбиримиз ирадә
2019.12.06
nury-turkel-oslo.jpg “осло әркинлик мунбири” йиғинида нурий түркәл йиғин әһлигә уйғурларниң әһвалини йәнә бир қетим җанлиқ вә тәсирлик қилип тонуштурди. 2019-Йили 27-май, норвегийә.
Photo: RFA

Йеқиндин буян уйғур елидә қайта тәрбийә лагерлирини йолға қоюш арқилиқ 2 милйон әтрапида кишиниң тутқун қилинип зулумға учришиға сәвәб болуватқан хитай һөкүмитиниң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисигә саһибханлиқ қилиш салаһийитини бикар қилиш һәққидә чақириқлар оттуриға чиққаниди.

Америкадики адвокат нурий түркәл әпәнди бу йил 5-айда ослода ечилған “осло әркинлик мунбири” гә қатнишип, уйғурларниң вәзийити һәққидә нутуқ сөзлигәндә бу чақириқни оттуриға қойған. У нутуқида, хәлқара җәмийәттин олимпик комитетиға бесим ишлитип, әгәр хитай бу лагерларни тақимиған тәқдирдә униң олимпик өткүзүш һәққини бикар қилишни тәләп қилишқа чақирған. Арқидин дуняниң һәрқайси җайлиридики яш уйғур паалийәтчилириниң ортақ һәрикәткә келиши билән “өзгириш” намлиқ тор бәттә “һоқуқ болмиса, олимпик мусабиқисиму болмайду” мавзулуқ имза қоюш һәрикити башланған. 

5-Декабир күни болса, марко рубийо қатарлиқ 10 нәпәр америка кеңәш палата әзаси хәлқара олимпик комитетиға бу мәсилә һәққидә имзалиқ мәктуб йоллиши билән бу чақириқлар йәниму күч қазанди. 

Марко рубийо, марша бләкбурн, әд маркий, дик дурбин, җош хавлий, рик скот, ричард блументал, кевин крәймир, тод яң вә җеррий моран қатарлиқ он нәпәр кеңәш палата әзаси хәлқаралиқ олимпик комитетиға язған хетидә олимпик комитетини олимпиккә саһибханлиқ қилидиған дөләтләргә қоюлидиған өлчәмләргә әмәл қилишқа дәвәт қилған. Хәттә мунулар баян қилинған: 

“биз хитай хәлқ җумһурийитиниң, йәни пикир әркинликини зораванларчә бастуридиған, бесим сиясити вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири дөләтниң қоли арқилиқ йүргүзүлидиған бу дөләтниң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисигә шәрт вә тәләп қоюлмай туруп саһибханлиқ қилмақчи болуши бизни қаттиқ ойландурмақта”. 

Сенаторлар хетигә йәнә төвәндикидәк давам қилған: “қайтидин қарап чиқилған ‛саһибхан шәһәр келишими‚ дики шәртләр кишилик һоқуқни қоғдаш вә әмгәккә мунасивәтлик һоқуқларниң қоғдилишиға аит өлчәмләрни вә шундақла кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, сахтипәзлик, чириклик қилмишлирини хәлқаралиқ келишимләр, қанун-түзүмләр бойичә түгитиш һәққидә капаләт бериш қатарлиқ маддиларни өз ичигә алиду. . . Хитайниң кишилик һоқуқ вә әмгәк һоқуқини дәпсәндә қиливатқанлиқи дәлилләнгән. Буниң әң йеқинқи испати болса ню-йорк вақти гезити тәрипидин хитай компартийәсиниң уйғур мусулманлириға қиливатқан залимларчә вә дәриҗидин ташқири зулуми вә кәң көләмлик тутқуниға аит һәм шундақла хәлқаралиқ зһорналистлар бирлики тәрипидин ашкариланған хитайниң бу лагерларни қандақ башқуруш һәққидики түзүмлиригә аит мәхпи һөҗҗәтләрдур. Бу һөҗҗәтләрниң һәр иккиси 2019-йили ноябирда ашкариланди.”.

Адовкат нурий түркәл әпәндиниң көрситишичә, юқиридики сенаторларниң хитайниң олимпикни өткүзүш салаһийитини муназиригә қоюшиниң әһмийити зор икән. Нурий түркәлниң ейтишичә, 1936-йили натсистлар германийәсигә олимпик мусабиқисини өткүзүш һәққи берилиши зор сәвәнликкә йол ачқан болуп, бу натсистлар һакимийитиниң өзини дуня сәһнисидики образини тиклиши, өзини қанунлуқ һакимийәттәк намайән қилишиға йол ечип бәргән. Шуңа нурий әпәнди бүгүнки күндә охшаш әһвалниң тәкрарлинишға йол қоймаслиқ үчүн бу чақириқниң муһимлиқини билдүрди. 

Юқиридики марко робийо вә рик сикот қатарлиқ сенаторлар хәлқаралиқ олимпик комитетиға йоллиған мәктубида, хитай һөкүмити 2008-йиллиқ олимпик мусабиқисиға саһибханлиқ қилиш алдида хәлқараға бәргән вәдисидә турмиғанни аз дәп, олимпик мусабиқиси мәзгилидә назарәт вә контролни қаттиқ күчәйтип, өктичи шәхсләрниң өйидә назарәткә елиш, тутқун қилиш қатарлиқ вастиләрни қолланғанлиқини, шу йили йәнә балиларни әмгәккә селишқа мунасивәтлик бир қанчә делониңму ашкариланғанлиқини, хитай ахбаратлири вә чәтәл ахбарат вастилириғиму олимпик һәққидә қандақ хәвәр ишләш болупму уйғурлар вә тибәтләргә мунасивәтлик темиларда хәвәр ишлимәсликкә охшаш чәклимиләрни қойғанлиқини әскәртип өткән. 

Сенаторлар, йәни кеңәш палата әзалири өзлириниң мәктубиниң ахирида хәлқаралиқ олимпик комитетини юқиридики амилларни нәзәрдә тутуп туруп, саһибхан дөләтләргә, олимпиктә қоюлидиған өлчәмләргә қәтий әмәл қилишни тәләп қилишқа, саһибхан дөләтниң кишилик һоқуқ вә әркинликниң түп шәрт-шараитлирини тәйярлиған болушидәк шәртләрни нәзәрдә тутқан асаста, хитай билән түзгән келишимгә қайта қарап чиқишқа чақирған.

Нурий түркәл әпәнди сөзидә тинчлиқ, баравәрлик, әркинликниң симовли болған олимпик мусабиқисини буниңға пүтүнләй хилап һәрикәтләрдә болуватқан һакимийәткә берилишиниң толиму хаталиқини тәкитләп, олимпик комитети өз қарариға қайта қарап чиқиши керәк, деди. 

Бу һәқтики чақириқларниң нөвәттә вәқәдин хәвәрдар кишиләр арисида қоллашқа еришиватқанлиқи мәлум. Йеқинда, дуняниң һәрқайси җайлиридики яш уйғур паалийәтчилириниң ортақ һәрикәткә келиши билән “өзгириш” намлиқ тор бәттә “һоқуқ болмиса, олимпик мусабиқисиму болмайду” темисида башланған имза қоюш һәрикитиму хели көп авазға еришкән. 6-Декабир, бу имза қоюш һәрикитигә қол қойғанлар сани 27 миңдин ешип, 35 миң кишилик нишанға йетишкә аз қалған.

Мәзкур қол қоюш һәрикитиниң чақириқи уйғур, инглиз, хитай, түрк, япончә вә һиндонезийәчидин ибарәт 6 хил тилда елан қилинған. Чақириқта мунулар дейилгән:

“олимпик тәнһәрикәт йиғининиң роһи болса әң негизлик болған әхлақ принсиплириға йол қоюш вә һөрмәт қилиш, тәнтәрбийә һәрикәтлирини инсанларниң тинч һалда бирликтә тәрәққий қилишини илгири сүрүшкә хизмәт қилдуруп, инсанларниң һоқуқини қоғдайдиған баравәр җәмийәт бәрпа қилишни илгири сүрүштүр. . . Әгәр хитай җаза лагерлирини 2022-йилиғичә давам қилдурса, ундақта бейҗиңниң һечқандақ олимпик тәнһәрикәт йиғини өткүзүш һоқуқи болмайду. Бейҗиңниң таллиши наһайити асан: яки нәччә йүзлигән җаза лагерлирини тақиши керәк вә яки олимпик тәнһәрикәт йиғини өткүзүштин ваз кечиши керәк”. 

Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәндиму марко рубийо қатарлиқ америка кеңәш палата әзалириниң чақириқини қарши елип, йәниму көп җамаәтчиликни буниңға аваз қошушқа чақирди 

Нурий түркәл әпәнди сөзидә, уйғур елидә 2 милйон әтрапида уйғур қатарлиқ милләтләр лагерларға қамалған вә лагер сиртидикиләрму инсанийлиққа зит сиясәтләрниң зулумиға учраватқан бир шараитта, хәлқара җамаәт җүмлидин америка һөкүмити чоқум әмәлий тәдбирләрни қоллиниши керәкликини тәкитләп, “хитайға охшаш хәлқарадики йүз-абройиға интайин диққәт қилидиған бир дөләт үчүн олимпик мусабиқиси хитайға уйғур мәсилисидә бесим қилидиған интайин яхши бир козур” дәп көрсәтти. 

Юқиридики америка сенаторлириниң имзалиқ хәт елан қилиши нәтиҗисидә, хитайниң олимпик өткүзүш мәсилисиниң алдимиздики күнләрдә йәниму көп талаш-тартиш қозғайдиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.