Қирғизистан уйғурлири яш-өсмүрләрниң өз ана тилини өгинишигә алаһидә әһмийәт бәрмәктә
2023.02.21
18-Феврал күни бишкәктә қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң идарисидә ана тил паалийити өткүзүлди. Паалийәт “бова-момайлар вә нәврилири” намида яш-өсмүрләр арисида уйғур тилини сөйүш долқунлирини күчәйтиш вә омумлаштуруш мәқситидә уюштурулди.
Игилинишичә январ ейида “иттипақ” җәмийитидә өзгиришләр болуп өтти. Җәмийәт тәркибидики бир қанчә комитетларниң рәислири өзгәртилди. Шундақ қилип яшлар комитетиниң рәисликигә илзат кәримоф, маарип комитетиниң рәисликигә зарина ибдиминова-кәримова, мәдәнийәт комитетиниң рәисликигә гүлназ мәхсутовалар тәйинләнди.
Һәр үч рәис билимлик вә йеңи көз қарашларға игә уйғур яшлиридур. Мәзкур комитетларниң тәшәббускарлиқида хәлқара ана тил күнигә беғишлап яш-гөдәкләр үчүн ана-тил мусабиқиси уюштурулди. Мусабиқиниң давамида балиларға бир чөчәк оқулуп үстидин соаллар вә түрлүк тапшуруқлар берилди. Бова-момайлар пәрзәнтлириниң соалларға җаваб беришигә ярдәм қилишти.
Мәзкур паалийәткә нәвриси әзизә билән қатнашқан новопокровка мәһәллисиниң йигит беши ғәйрәт җаһаноф зияритимизни қобул қилип, өз пикирлири билән ортақлашти. Униң көз қаришичә бу паалийәтниң асасий мәқсити яш әвладларға “иттипақ” җәмийитини тонуштуруш вә ана тилда сөзләшни өгитиштин ибарәттур.
Мәзкур паалийәтни һәм бовайлар, һәм нәвриләр бәк яқтурушти. Улар қизиқип тапшуруқларни атқуруп, йеңи сөзләрни ядлап бир-бири билән ана тилда сөзләп өзлири хушал болушти. Паалийәткә 7 яштин 14 яшқичә өсмүр қатнашқан болуп, уларниң көпинчиси бишкәк шәһириниң әтрапидики йезилардин кәлгән. Паалийәткә қатнашқан һәдийә билән юсүпбәк зияритимизни қобул қилип мурасим давамида җиқ сөзләрни өгәнгәнликини вә келәрки мусабиқиләрни тәқәззалиқ билән күтидиғанлиқлирини ейтишти.
Қирғизистан уйғурлири арисида уйғур тили мәсилиси әң чоң вә муһим мәсилиләрдин биридур. “иттипақ” җәмийити бу мәсилини һәл қилиш үчүн бәзи тәдбирләрни алмақта, җәмийәтниң идарисидә уйғур тил курслири ечилған, гезит сәһипилиридә уйғур тилида түрлүк шеир-һекайиләр бесилмақта, һәм ана тил байрамлирини охшимиған һалда уюштурушқа тиришмақта. Мәзкур паалийәткә тамашибин сүпитидә қатнашқан җамаәт әрбаблиридин абдумеҗит һаҗим мәзкур ана тил паалийитиниң балиларниң ана тил өгиниши үчүн пайдилиқ болғанлиқини билдүрди.
Уйғур ана тили мусабиқиси қирғизистанда биринчи қетим уюштурулған. Кейинки йилларда “иттипақ” җәмийити түрлүк мәдәнийәт паалийәтлири уюштурғаниди. Бу қетим маарип вә мәдәнийәт комитетлириниң тәшәббускарлиқида тил өгиниш нишан қилинғаниди. Мусабиқә үчүн “иттипақ” гезитиниң муһәррирлири тәрипидин чөчәкләр вә тапшуруқлар тәйярланди, мусабиқә оюн шәкилдә өткүзүлүп балилар уйғур тилида тартинмай сөзләшкә шараитлар түзүлди. Радио зияритимизни қобул қилған мусабиқигә қатнашқучи зулпийә ғилаҗидин паалийәтниң бәк қизиқарлиқ өткәнликини тәкитләп, шу хил паалийәтләрни имкан қәдәр көпрәк уюштурушни тәвсийә қилди.
“иттипақ” җәмийити қирғизистан уйғурлириниң көп йиллардин буян һәр хил мәдәнийәт вә башқа хил нуқтилардики паалийәтләрни уюштуруп келиватқан аммиви тәшкилати болуп, уйғур тилини тәрғиб қилиш уларниң муһим вәзипилиридин һесаблиниду.