Истанбулдики уйғур анилар хитай қолидин пәрзәнтлирини қутқузуш һәрикити башлиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.03.09
maryem-hanimning-wetende-qalghan-qizi-Rizwangul.jpg Бу қиз мәрйәм ханимниң вәтәндә қалған қизи ризвангүл.
Photo: RFA

Истанбулда өзлүкидин тәшкилләнгән 12 уйғур ана, 8-март күни гәрчә йәкшәнбә болсиму әмма бу хәлқара аяллар байримидәк әһмийәтлик бир күндә, балилириниң из-дерикини вә һәқлиқ дәвасини қилишқа чиққан. Бу уйғур анилар хитайниң паспорт ишләп бәрмәслики, йолдиши вә уруқ-туғқанлирини лагерларға қамиғанлиқи сәвәблик 3 йилдин артуқ вақиттин буян балилиридин хәвәр алалмайватқан болуп, уларниң бәзилири ялғуз пәрзәнтидин, бәзилири икки-үчтин балисидин айрилип яшашқа мәҗбур болған. Бу аниларниң тәшкиллинишигә башламчи болған мәрйәм ханим зияритимизни қобул қилип, бу күндин етибарән бу уйғур аниларниң нарәсидә балилирини қутқузуш һәрикитини башлиғанлиқини, бигунаһ балиларниң вә бигунаһ аниларниң бу зулумларни тартишиға хитай һөкүмити сәвәбчи болғанлиқи үчүн мәзкур анилар намайишини дәсләп хитайниң истанбулдики консулханиси алдида башлиғанлиқини ейтти.

Мәрйәм ханим өзи вә башқа аниларниң бу наразилиқ һәрикитини башлишиға охшашла балилириниң дәрди вә милләтниң ортақ дәрди сәвәб болғанлиқини ейтти.

Турпанниң сиңгим йезисиниң җайғоҗам мәһәллисидин келип чиққан 46 яшлиқ мәрйәм ханим 4 йил аввал, йәни 2016 йили 2-айда, қорсиқидики “пиландин сирт қанунсиз бала” һесаблинидиған пәрзәнтини сақ-саламәт туғуш үчүн икки балисини елип һамилидар һалда түркийәгә кәлгән. Әйни чағда 12 яшлиқ кичик қизи ризвангүл вә йолдиши әхмәт паспорти болмиғанлиқи үчүн һөкүмәтниң паспорт ишләп беришини сақлап юртида қалған. Һалбуки узун өтмәй даириләр йолдишини лагерға елип кәткән, қизи болса тирик йетимгә айлинип уруқ-туғқанлириниң ярдимидә яшиған. Гәрчә 3 йилдин буян мәрйәм ханим кечини күндүзгә улап еғир әмгәкләр бәдилигә тапқан кириминиң көп қисмини ризвангүлни бир шәхсий мәктәптә оқутушқа сәрп қилип кәлгән болсиму, йеқиндин буян униң саламәтлики еғир әмгәкләргә яр бәрмәй, қизиниң оқуш пулини төләшкә қурби йәтмәй қалғаникән. Қизи ризвангүлму паспорти болмиғанлиқи үчүн анисиниң йениға беришқа амалсиз қалған.

Мәрйәм ханим, туғқанлири арқилиқ әмдила 16 яшқа киргән қизи ризвангүлниң чоңқур психикилиқ азаблар, иқтисадий қийинчилиқ вә һәр түрлүк хорлуқлар сәвәблик һаятидин ваз кечиш гирдабиға келип қалғанлиқидәк вәһимилик гәпләрни аңлиған. У, бир ана болуш сүпити билән ялғуз қалған қизиниң һаятидин қаттиқ әндишә қилип, бурунқидәк сүкүттә турушни ташлап, өзигә охшаш бала дәрдини тартиватқан аниларға нарәсидә балилирини хитай һөкүмитиниң чаңгилидин қутқузуш һәрикити қозғаш чақириқи қилған вә тездин 10дин артуқ уйғур аниниң қоллишиға еришкән.

Бу анилар намайишта хитай һөкүмитиниң хәлқара қанунларға вә өзиниң қануниға, инсанлиққа хилап һалда балиларни анилиридин айрип, аилиләрниң парчилинишиға вә түрлүк паҗиәләргә сәвәб болуватқанлиқини әйибләп, хитайниң гөрүгә еливалған балилирини дәрһал қайтуруп беришни тәләп қилған. Улар йәнә хәлқара җәмийәт, америка вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин өзлиригә охшаш миңлиған, милйонлиған бигунаһ аниларға ә вә нарәсидә балиларға ярдәм беришни тәләп қилған.

Уйғур аниларниң хитайниң истанбулдики консулханиси алдидики балилирини қутқузуш намайиши әлчихана қоғдиғучилириниң тохтимай кашила қилиши вә қоғлиши билән тәстә давам қилған. Әмма балилири үчүн йиллардин буян яш төкүп, азаб чекип, сәбриси ташқан бу анилар тосалғуларға қаримай тәләплирини түрк, хитай вә инглиз тиллирида баян қилип, намайишини җәсурлуқ билән давам қилған. Мәрйәм ханим вә башқа намайишқа қатнашқан бу анилар хитайниң бигунаһ пәрзәнтлирини қоюп берип, уларниң түркийәгә келишигә йол қоймиғучә наразилиқ һәрикәтлирини түркийәдики мунасивәтлик тармақлар алдида давамлаштуридиғанлиқини, бу мәсилини хәлқара тәшкилатлар вә хәлқаралиқ мәтбуатларға билдүридиғанлиқини, өзлириниң бу һәрикитини балилири билән җәм болмай туруп тохтатмайдиғанлиқини тәкитләшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.