Бәхтияр бөрә: “мән уйғур, мән террорчи әмәс, ирқий қирғинчилиқни тохтат”

Мухбиримиз нуриман
2022.06.24
Бәхтияр бөрә: “мән уйғур, мән террорчи әмәс, ирқий қирғинчилиқни тохтат” Хитайниң австралийәдә турушлуқ баш әлчиси шияв чийәнниң уйғурлар “террорчи вә бөлгүнчи” дегән сөзигә қарши бәхтияр бөрә әпәнди орнидин дәс туруп: “мән уйғур, мән террорчи әмәс, ирқий қирғинчилиқни тохтат” дегәнлики үчүн йиғин залидин чиқириливатқан көрүнүш. 2022-Йили 24-июн.
ABC

Хитайниң австралийәдә турушлуқ баш әлчиси шяв чйән 24-июн күни австралийә-хитай мунасивәтлири институти тәрипидин сидней техника университетида өткүзүлгән сөһбәт программисиға тәклип қилинған.

Мәзкур сөһбәт австралийә-хитай мунасивәтлиридики мәсилиләр һәққидә елип берилған. Мәзкур сөһбәткә қатнашқанларниң арисида австралийә әркинлик партийәсиниң қурғучиси, яш сиясий паалийәтчи дирив павловму бар болуп, у йиғин мәйданида достлири билән бирликтә “уйғур, тибәт вә хоңкуңлуқларға әркинлик” дәп йезилған лозункиларни көтүрүп намайиш қилған.

Намайишчилар “шәрқи түркистанға әркинлик, уйғурларғаәркинлик” дегәндәк шуарларни юқири авазда товлап, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқи қирғинчилиқини, тибәт, хоңкоңда давам қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйиблигән. Дирив павлов вә униң билән биллә намайиш қилған достлири мәктәпниң аманлиқ қоғдиғучилири тәрипидин бир-бирләп йиғин мәйданидин чиқириветилгән. Дирив павловниң қолидики “уйғур, тибәт вә хоңкуңлуқларға әркинлик” дәп йезилған лозункиниму йиғин мәйданидики бир хитай тартип йиртивәткән.

Хитайниң австралийәдә турушлуқ баш әлчиси шияв чийәнниң сөзигә қарши чиққан дру павлоу(Drew Pavlou) әпәнди йиғин залидин чиқириливатқан көрүнүш. 2022-Йили 24-июн.
Хитайниң австралийәдә турушлуқ баш әлчиси шияв чийәнниң сөзигә қарши чиққан дру павлоу(Drew Pavlou) әпәнди йиғин залидин чиқириливатқан көрүнүш. 2022-Йили 24-июн.
AP

Сөһбәтниң ахиридики соал-җаваб қисмида уйғурлар һәққидә соралған соалға шяв чйән: уйғурлар “террорчи вә бөлгүнчи”, “хитай һөкүмити террорлуққа қарши күрәш қиливатиду”, дәп җаваб бәргән. Тамашибинларниң арисида олтурған бәхтияр бөрә исимлик бир уйғур киши орнидин дәс туруп мундақ дегән: “мән уйғур, мән террорчи әмәс, ирқий қирғинчилиқни тохтат”.

Бәхтияр әпәнди сөзләватқанда университетниң бихәтәрлик хадимлири уни ялап сиртқа чиқиривәткән.

Дуня уйғур қурултийи ички ишлар мудири, “уйғур қирғинчилиқини тохтат һәрикити” ниң авистиралийә мудири бәхтияр бөрә әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилип нәқ мәйданда йүз бәргән әһвалларни аңлатти.

Бәхтияр бөрә әпәнди хитайниң баш әлчисидин уйғур диярида из-дерәксиз йоқилип кәткән уруқ-туғқанлири вә милйонлиған уйғурлар һәққидә соал сораш үчүн сәвр қилип ахириғичә олтурғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә у баш әлчи шяв чйәнниң уйғурларни “террорчи вә бөлгүнчи” дейишигә чидап туралмай дәрһал орнидин туруп шяв чйәнгә қарап юқири авазда: “уйғурлар террорчи әмәс, әксичә хитай һөкүмити уйғурларға ирқи қирғинчилиқ йүргүзүватиду” дәп варқириған. Арқидин мәктәпниң аманлиқ қоғдиғучилири уни ялап сиртқа чиқиривәткән.

Арқа-арқидин намайишчиларниң күчлүк қаршилиқиға учриған баш әлчи шяв чйән ахирида сөз қилип намайишчиларниң һәрикитини: “бу сөз әркинликиниң ипадиси әмәс” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.