Австиралийәдә “уйғур муқам ансамбили” қурулди

Ихтиярий мухбиримиз учқун
2019.07.24
awstraliye-muqam-shohret.jpg Австиралийәдә “уйғур муқам ансамбили” ниң қурғучиси шөһрәт турсун әпәнди “уйғур муқам ансамбили” ниң қурулуш мурасимида сөз қилмақта. 2019-Йили 20-июл, сидней.
RFA/Uchqun

7-Айниң 20-күни австиралийәниң сидней шәһиридә “уйғур муқам ансамбили” ниң қурулуш мурасими өткүзүлди.

Мурасим “асман” меһманханисида өткүзүлгән болуп, мурасимға зал чәклимиси түпәйлидин 70 қа йеқин киши қатнашқан. Мурасим саәт 13 йеримда “уйғур муқам ансамбили” ниң қурғучиси шөһрәт әпәндиниң нутқи билән башланған болуп, паалийәт 4 саәткә йеқин давам қилған. Биз бу мунасивәт билән шөһрәт әпәндини зиярәт қилдуқ.

У муқам ансамбилини қуруштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “бизниң ‛уйғур муқам ансамбили‚ ни қуруштики мәқситимиз миллий сәнитимизниң варислирини йетиштүрүп чиқиш арқилиқ австиралийәниң һәрқайси шәһәрлиридә консертларни уюштуруп, миллий сәнитимизни тәрәққий қилдуруш билән биргә миллий кимликимизни тонуштуруш вә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур сәнәткарлар билән достанә мунасивәт орнитиштур.”

Шөһрәт әпәнди йәнә нөвәттә уйғур елидә миллий сәнәтниң йоқилиш гирдабиға берип қалғанлиқи сәвәбидин муһаҗирәттики шараитлардин пайдилинип миллий сәнәтниң давам қилишиниң зөрүрлүки һәққидиму тохтилип мундақ деди: “һазир хитай уйғур мәдәнийитини түптин йоқитишқа урунуватиду, биз муһаҗирәт һаятимиздики шараитлиримиздин пайдилинип, хитайниң миллий сәнитимизни, мәдәнийитимизни йоқ қилишиға йол қоймаймиз.”

Шөһрәт әпәнди йәнә өзиниң дадиси билән бирликтә уйғур елидики нурғун сәнәткарларниң хитайниң зиянкәшлик қилиши билән набут болғанлиқи һәққидиму тохтилип мундақ деди: “хитай тарихтин буян нурғун сәнәткарлиримизни һәрхил баһаниләр билән набут қилди. Шу қатарда дадамму уйғурларниң бир сәнәткари болуш сүпити билән түрмигә ташланди вә түрмидин чиқип, узун өтмәй вапат болди. Буларниң һаятиниң бундақ паҗиә билән ахирлишишиға хитай һөкүмити сәвәбчи болди.”

Сиднейдики пешқәдәмләрдин демиян әпәнди муқамниң миллий мәдәнийәтни сақлаштики роли һәққидә тохтилип мундақ деди: “муқам миллий мәдәнийитимизниң музикилиқ садаси. Һазир хитай уйғур мәдәнийити, әдәбияти вә сәнитини йоқ қиливатиду. Мушундақ бир вәзийәттә сиднейда муқам ансамбилиниң қурулуши муһаҗирәт һаятимизда миллий мәдәнийитимизниң мәвҗут болуши үчүн наһайити муһим әһмийәткә игә.”

Демиян әпәнди йәнә уйғурларниң мәдәнийитини австралийә җәмийитигә тунуштурушниң әһмийити һәққидиму тохтилип мундақ деди: “австиралийә бир демократик дөләт болғанлиқи үчүн бу йәрдә көп хил мәдәнийәтләр биргә мәвҗут болуп турмақта. Биз австиралийә җәмийитиниң ядролуқ қиммәт қарашлирини қобул қилиш билән биргә өзимизниң мәдәнийитиниму башқиларға тунуштуруш арқилиқ мәвҗутлуқимизни башқиларға шундақла хитайларғиму җакарлаймиз.”

Авистиралийәдики сиясий паалийәтчи нургүл ханим муқамниң сақлинип қелишиниң муһимлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: “шөһрәт әпәндиниң муқам ансамбилини қуруши мени наһайити сөйүндүрди, бу муқам ансамбилиниң қурулуши муһаҗирәт һаятимизда миллий мәдәнийитимизниң раваҗлинишиға зор төһпә қошиду дәп қараймән.”

Австиралийәдики “уйғур муқам ансамбили” ниң қурғучиси шөһрәт әпәнди узундин буян австиралийәниң һәрқайсий шәһәрлиридә уйғур нахша-музикилирини тунуштурған, көп қетим сәнәт кечиликлирини өткүзүп, австиралийә җәмийитидә зор алқишларға еришкән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.