“хәлқара аяллар байрими” күнидә истанбулдики уйғур аяллири “көк йүрүш” паалийити елип барди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.03.09
“хәлқара аяллар байрими” күнидә истанбулдики уйғур аяллири “көк йүрүш” паалийити елип барди 8-Март аяллар йүрүши вә намайиштин көрүнүшләр. 2022-Йили 8-март, истанбул.
Photo: RFA

“8-март хәлқара аяллар байрими” күни мунасивити билән истанбулдики уйғур вә түрк аяллири хитайниң дәһшәтлик зулуми астида азаб тартиватқан уйғур аяллири үчүн “көк йүрүш” паалийити елип барди.

Истанбул фатиһ җамәси алдидин сарачхана бағча мәйданиғичә елип берилған бу “көк йүрүш” паалийитини хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики, шәрқий түркистан нузугум мәдәнийәт вә аилә җәмийити қатарлиқ аммивий тәшкилатлар бирликтә уюштурди.

8-Март аяллар йүрүши вә намайиштин көрүнүш. 2022-Йили 8-март, истанбул.

“көк йүрүш” кә көп санда уйғур вә түрк аяллар қатнашқандин сирт, йәнә көп санда уйғур әрләрму қатнишип, мәзкур паалийәтни қоллап қуввәтлиди. Йүрүш җәрянида аяллар қоллирида ай-юлтузлуқ көк байрақларни көтүргән һалда “шәрқий түркистанлиқ аяллар ялғуз әмәс!” дегәндәк шуарларни товлиди. Бәзи намайишчилар қоллирида “шәрқий түркистан үчүн аваз чиқар!”, “шәрқий түркистанлиқ аяллар тартиватқан зулумни тохтат!” дегәнгә охшаш хәтләр йезилған вивиска-тахтайларни көтүрүп йүрди.

Истанбул фатиһ җами алдидин йүрүшни башлиған намайишчилар бир киломтердәк йол йүрүп, сарачхана бағчисидики мәйданда топланди вә у йәрдә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди. Ахбарат елан қилиш йиғинида намайшичиларға вакаләтән шәрқий түркистан нузугүм мәдәнийәт вә аилә җәмийитиниң рәси мунәввәр өзуйғурханим баянатни оқуп өтти.

Мунәввәр өзуйғур ханим, 8-март хәлқара аяллар күни мунасивити билән шәрқий түркистандики йиғивелиш лагирлириға қамалған, иппәт вә иззәт-абройлири дәпсәндә қилиниватқан ханим-қизларниң аһу-зарини дуняға йәткүзүш, инсанийәт дунясини шәрқий түркситанда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиққа қарши турушқа чақриқ қилиш мәқстидә “көк йүрүш” намдики бу паалийәтни уюштурғанлиқини билдүрди. У хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан һәр түрлүк зулумниң дуняда мисли көрүлмигән дәриҗидә еғир икәнликини тәкитлиди.

8-Март аяллар йүрүши вә намайиштин көрүнүш. 2022-Йили 8-март, истанбул.

Мунәввәр өзуйғур ханим баянатида, хитай реҗиминиң шәрқий түркистандики қиз-аялларға қаритиватқан халиғанчә тутқун қилиш, җаза лагерлирида коллектип аяғ-асти қилиш, туғмас қиливетиш, хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлаш, аталмиш “қошмақ туғқанчилиқ” сиясити арқилиқ аилисидә назарәт қилиш, мәҗбурий әмгәккә селиш, сүргүн қилиш, аилиләрни парчилап пәрзәнтлиридин айриш, миллий кимликини вә диний ибадәтләрни чәкләш қатарлиқ җинайәтлирини бирму-бир баян қилип өтти.

Мунәввәр ханим баянатиниң ахирида пүтүн дуня рәһбәрлирини, б д т қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларни хитайниң бу җинайәтлирини тохтитишқа, шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүшкә чақирди. У йәнә ислам дунясиниму шәрқий түркистан мәсилисидики мәсулийитини ада қилишқа, хитай билән болған иқтисадий алақисини үзүшкә, һәтта мумкин болса хитайға иқтисадий җаза йүргүзүшкә чақирди.

“йеңидин рәфаһ” партийәси истанбул шөбисиниң рәиси сәтәнай канар ханим сөз қилип: “шәрқий түркистанда хитайниң зулуминиң чекиватқан ханим-қизлар, бизниң қериндашлиримиз. Биз улар үчүн күрәш қилишимиз керәк. Ханим-қизлар биз үчүн һәр даим қиммәтликтур,” деди.

8-Март аяллар йүрүши вә намайиштин көрүнүш. 2022-Йили 8-март, истанбул.

Арқидин “һөр дәва” партийәсидин мәрйәм кираз ханим сөз қилип, мусулманларниң бир җан, бир тән икәнликини, шәрқий түркистандики қиз-аялларниңму мусулманларниң бир парчиси икәнликини, уларни қоғдаш, асраш керәкликини бирақ дуняниң хитайниң шәрқий түркистандики зулумлирини көрмәскә селиватқанлиқини билдүрди.

Арқидин “һиҗаб” сәпәрвәрлик мунбириниң истанбул вәкили мүрвәт җәнгиз ханим сөз қилип, хәлқараниң хитайниң шәрқий түркистандики аялларға иҗра қиливатқан диний вә миллий чәклимилири вә һәр хил зулумлириға сүкүт қиливатқанлиқини, мусулманларниң өз қериндашлириға игә чиқиш мәсулийити барлиқини тәкитлиди.

8-Март күни йәнә түркийәниң әнқәрәдики һаҗи байрам вәли җамәси алди, адана улуғ җамәси алди, кастамонудики нәсруллаһ мәйдани, қарабүктики базар орни җамәси мәйдани, қәһриманмараш, қириқларәли қатарлиқ 60 нәччә вилайәт-шәһәрдә охшаш күндә хитайға қарши намайиш, йүрүш, ахбарат елан қилиш паалийити өткүзүлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.