Д у қ бир қатар паалийәтләр арқилиқ барин шеһитлирини хатирлиди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.04.05
Д у қ түркийә рәһбәрлири вә парламент әзалирини “җинайәтчиләрни өзара өткүзүп бериш келишими” ни мақуллимаслиққа чақирмақта Дуня уйғур қурултийи өткүзгән “өзгириватқан дуня вә шәрқий түркистан” темисидики син илмий муһакимә йиғинида сөзлимәктә. 2020-Йили май.
RFA/Erkin Tarim

Барин инқилаби йүз бәргән 1990-йилидин буян, чәт әлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири һәр йили 4-айниң 5-күни бу тарихий вәқәни һәр хил шәкилләрдә хатириләп кәлмәктә. Муһаҗирәттики уйғурлар өзлири туриватқан әлләрдә намайиш қилиш, ахбарат-баянат елан қилиш, барин шеһидлириниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш қатарлиқ хилму-хил усуллардин пайдилинип, шәрқий түркистанниң һазирқи заман тарихидики әң зор вәқәләрниң бири һесабланған барин қозғилиңини хатириләп вә яд етип кәлмәктә.

5-Апрел күни дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди бу мунасивәт билән мәхсус баянат елан қилди. У баянатида мундақ деди: “буниңдин 32 йил бурун барин хәлқи хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики зулумиға қарши қозғилип, өзиниң әқәллий һәқ-һоқуқини вә адалитини тәләп қилған иди. Бу вәқә йүз бәргәнликигә нәқ 32 йил болған болсиму, техи төнүгүн йүз бәргәндикидәк хәлқимизниң йүрикидин көтүрүлүп кәткини йоқ. Чүнки 32 йил бурун хитай қандақ шәкилдә уйғур хәлқигә зулум елип барған болса, 32 йил өткәндин кейинки бүгүнки күндиму бу зулум тәдриҗи һалда шиддәтлик түс елип, ирқий қирғинчилиққа айланди. Бүгүнки күндә шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип бериливатиду. Шуңа 32 йилдин буян хитайниң шәрқий түркистандики бу зулумлири һәр күни техиму һәссиләп ашқанлиқи үчүн, барин инқилаби 32 йилдин буян худди төнүгүн йүз бәргәндәк уйғур хәлқиниң хитай һөкүмитигә болған нәпритини улғайтиватиду.”

Барин инқилабини хатириләш паалийитигә түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси, келәчәк партийәси вәкили, шуниңдәк әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан уйғур вә түрк тәшкилатлириниң мәсуллири, җамаәт әрбаблири вә ақсақаллардин сирт, мухбирларму иштирак қилди. 2022-Йили 5-апрел, түркийә.
Барин инқилабини хатириләш паалийитигә түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси, келәчәк партийәси вәкили, шуниңдәк әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан уйғур вә түрк тәшкилатлириниң мәсуллири, җамаәт әрбаблири вә ақсақаллардин сирт, мухбирларму иштирак қилди. 2022-Йили 5-апрел, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Долқун әйса әпәнди баянатида йәнә мундақ деди: “әгәр дунядики дөләтләр буниңдин 32 йил илгири йүз бәргән бу һәрикәткә қарита вақтида тегишлик җавабини бәргән болса, уйғур хәлқигә ярдәм қолини узатқан болса вә диққәт қилған болса, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи бу дәриҗигә йәтмигән болатти. Лекин дуня дөләтлириниң бу мәсилигә қарита сүкүттә турувелиши мәзкур вәқәдин 32 йил өткәндин кейин еғир бир вәзийәтниң оттуриға чиқишиға сәвәб болди дәп ойлаймән. Шуңа дуня дөләтлири техиму җиддий һәрикәт қилип, барин вәқәсидә өлтүрүлгән миңлиған балилар, анилар вә бигунаһ кишиләрниң өлтүрүлүшиниң җавабкарлиқини хитай һөкүмитидин сориши керәк. Буниң җинайи җавабкарлиқиниң һесаби сорилиши керәк.”

Дуня уйғур қурултийиниң чақириқиға бинаән 5-апрел күни барин инқилаби йүз бәргәнликиниң 32 йиллиқи мунасивити билән түркийәниң пайтәхти әнқәрәдиму “барин инқилабини хатирләш вә иптар” темисида паалийәт өткүзүлди. Бу паалийәт уйғур академийәси вәхписи билән дуня уйғур қурултийи вәхписи тәрипидин уюштурулған болуп, бу мурасимға түркийәдә қурулған күндин тартип уйғурларни қоллап келиватқан бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси, парламент әзаси мустафа дәстичи әпәнди, келәчәк партийәси вәкили, шуниңдәк әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан уйғур вә түрк тәшкилатлириниң мәсуллири, җамаәт әрбаблири вә ақсақаллардин сирт, мухбирларму иштирак қилди.

Хатириләш паалийити түркийә җумһурийити билән шәрқий түркистанниң “истиқлал марши” ни оқуш билән башланди. Хатириләш паалийитидә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм, уйғур академийиси вәхписи рәиси пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди ечилиш сөзи сөзлиди. Улар барин инқилабиниң әһмийити вә бу инқилабтин алидиған тәҗрибә-савақлар тоғрисида тохталди.

Ахирида мустафа дәстичи әпәнди сөз қилип, партийәсиниң 1995-йили қурулған күндин тартип уйғур дәвасини қоллап келиватқанлиқини, бундин кейинму қоллайдиғанлиқини, барин шеһитлиридәк қәһраманларни йетиштүргән шәрқий түркистанниң ахири бир күни чоқум мустәқиллиққа еришидиғанлиқини тәкитлиди.

Биз йиғин ахирлашқандин кейин, микрофонимизни уйғур академийиси вәхписиниң рәиси пәрһат қурбан тәңритағли әпәндигә узаттуқ. У мәзкур паалийәтниң наһайити җанлиқ вә тәсирлик өткәнликини баян қилди.

Дуня уйғур қурултийи вә дуня уйғур қурултийи вәхписи бирликтә барин инқилаби йүз бәргәнликиниң 32 йиллиқи мунасивити билән 3-апрел йәкшәнбә күни истанбулда “шеһитлиримизгә дуа қилиш вә иптар” темисида барин шеһитлирини хатириләш паалийити өткүзгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.