Б д т 78-нөвәтлик омумий йиғини күнлиридә уйғур паалийәтчилири ирқий қирғинчилиқ мәсилисини һәр пурсәттә тәкитлиди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.09.21
roshen-abbas-bdt-78-newyork-01 Америкадики мухбирлар вә язғучилар фонди җәмийитиниң “дуняда кишилик һоқуқ вә инсанийәтниң сиҗил тәрәққиятини капаләткә игә қилиш” темисидики муһакимә йиғини көрүнүши, 2023-йили 18-сентәбир, ню-йорк
Roshen Abbas

Игилишимизчә, 20-сентәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати 78- нөвәтлик омумий йиғини американиң ню-йорк шәһиридә өткүзүлүватқанда, америкадики мухбирлар вә язғучилар фонди җәмийити “дуняда кишилик һоқуқ вә инсанийәтниң сиҗил тәрәққиятини капаләткә игә қилиш” темисида муһакимә йиғини ачқан. Бу йиғинға 24 дөләттики 36 җәмийәтниң 150 тин артуқ мутәхәссислири, пуқрави җәмийәт вә кишилик һоқуқ органлири рәһбәрлири, дипломатлар, академиклар,  мухбирлар вә язғучилар қатнашқан.

Йиғинда кишилик һоқуқ, тинчлиқ, мәдәнийәтләр тәрәққиятини илгири сүрүш үчүн инсанларниң сиҗил тәрәққиятини илгири сүрүш үчүн дуняви иттипақлиқни күчәйтишниң пилан, пирограммилири музакирә қилинған, шундақла дуня рәһбәрлиригә йеңи чарә, истратегийә вә сиясәтләр тәвсийә қилинған.

 Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим бу йиғинға қатнишип сөз қилған болуп, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраш мәсилисини қайта тәкитләп мундақ дегән:

“бир йил бурун, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети уйғур вә башқа мусулманларға йүргүзүлүватқан зулумни инсанийәткә қарши җинайәт дәп йәкүн чиқарди. Шуниңдин кейинму бу әһвалда һечқанчә өзгириш болмиди. Хитайни әйиблигән бу доклат елан қилинғандин буян, б д т халиғанчә тутқун қилиш мәсилиси хизмәт гурупписи буниңға даир бир мунчә вәқәләргә, җүмлидин һәдәмниң делосиға пикир баян қилип, буларниң һәммиси халиғанчә тутқун қилишқа кириду деди һәмдә коммунист хитайни уларни қоюп беришкә чақирди. Әмма улар та һазирғичә қоюп берилгини йоқ. Җан-җигәр қериндашлириңизни тутуп кәтсә, мана бу ирқий қирғинчилиқниң башлиниши демәктур.”

У йәнә мундақ дегән: “ортақ кәлгүсимизгә нәзәр салсақ, уйғурлар учрап келиватқан ирқий қирғинчилиқ— халиғанчә адәм тутуш, қамап қоюш,  җисманий  вә роһий җәһәттә қийнаш, қизларни хитайға тегишкә зорлаш, мәһбус аялларни җинсий җәһәттә хорлаш, кәң көләмлик тәқиб-назарәт, мәҗбурий бала чүшүрүш, аялларни туғмас қиливетиш, балиларни ятақлиқ мәктәпкә солап меңисини ююш, мәһбусларниң ичкий әзалирини оғрилаш, җәсәт көйдүрүш орунлирини ишқа селиш дегәндәк җинайәтләр тенимизни шүркүндүриду. Ирқий қирғинчилиқ бүгүн уйғурларниң бешиға кәлгән реаллиқ! әгәр бүгүн хитай, американиң вирҗинийә шитатида яшаватқан маңа қара қолини созуп, һәдәмни түрмигә солаш арқилиқ мениң йүрикимни әзмәкчи болса, кәлгүсидә уларниң иблис қоли силәргиму йетиду”.

Рошән аббас ханим йәнә бу йиғинға қатнашқан тәсири күчлүк шәхсләргә хитаб қилип мундақ дегән: 

“доктор әлий вәйсәл шундақ дәйду: ‛инсанлар қайси макан, қайси заманда болсун, бундақ хорлуқ вә азабқа учрайдикән, биз буниңға  қарап олтурмаслиқимиз, мәйданимизни чоқум ениқ қилишимиз керәк‚”.

Мән шуниңға ишинимәнки, һәр адәмниң бу кәң көләмлик вәһшийликни тохтитишта бир кишилик мәсулийити бар. Бизниң авазимиз вә тәсиримиз  бу әһвалниң өзгиришигә түрткә болалайду. Силәрниң тиришчанлиқиңлар билән демократийә истиқбал тапиду. Бу мәсилидә инсанлар синаққа дуч кәлмәктә: қени биз әхлақий җасаритимиз билән бу синақтин өтәләймизму?”

Америкадики мухбирлар вә язғучилар фонди җәмийитиниң “дуняда кишилик һоқуқ вә инсанийәтниң сиҗил тәрәққиятини капаләткә игә қилиш” темисидики муһакимә йиғинида сөзгә тәклип қилинғанлар, 2023-йили 18-сентәбир, ню-йорк
Америкадики мухбирлар вә язғучилар фонди җәмийитиниң “дуняда кишилик һоқуқ вә инсанийәтниң сиҗил тәрәққиятини капаләткә игә қилиш” темисидики муһакимә йиғинида сөзгә тәклип қилинғанлар, 2023-йили 18-сентәбир, ню-йорк
Abdulhakim Idris

Рошән аббас ханим бу йиғинда қилған сөзи һәққидики тәсиратлирини биз билән ортақлашти. 

Униңдин башқа, б д т ниң 78-нөвәтлик омумий йиғини ню-йорк шәһиридә давамлишиватқанда, 20-сентәбир күни америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң башлиқи абдулһаким идрис әпәнди дунядики мусулман сәр хиллири вә дипломатлириниң йиллиқ учришиши йиғини болған “конкордия  мунбири” гә қатнишип, мусулман дөләтләрниң дипломатлири билән уйғурлар учраватқан бастуруш вә униңға тақабил туруш һәққидә сөһбәтләшкән. Сөһбәт давамида бәзи африқа дөләтлири дипломатлири, уйғурлар қурған икки нөвәтлик шәрқий түркистан җумһурийити һәққидики бу учурниң муһим икәнликини, уйғурларниң әслидә мустәқил қурған дөләт икәнликини көп әлләрниң билмәйдиғанлиқини ейтқан. 

Америкадики мухбирлар вә язғучилар фонди җәмийитиниң “дуняда кишилик һоқуқ вә инсанийәтниң сиҗил тәрәққиятини капаләткә игә қилиш” темисидики муһакимә йиғини көрүнүши, 2023-йили 18-сентәбир, ню-йорк
Америкадики мухбирлар вә язғучилар фонди җәмийитиниң “дуняда кишилик һоқуқ вә инсанийәтниң сиҗил тәрәққиятини капаләткә игә қилиш” темисидики муһакимә йиғини көрүнүши, 2023-йили 18-сентәбир, ню-йорк
Abdulhakim Idris

Абдулһаким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, бу йиғинда америка хәлқара диний әркинлик әлчиси рашад һүсәйин уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқниң бүгүнки мусулманлар учраватқан әң еғир зиянкәшликләрдин бири икәнликини ейтқан.

Абдулһәким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, у 20-сентәбир күни йәнә америка, германийә, фирансийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрниң дипломатлири көрүшүп сөһбәтләшкәндә, уларға американиңла әмәс, явропадики барлиқ дөләтләрниң хитайға бесим қилип, ирқий қирғинчилиқ җинайитини тохтитишқа тиришчанлиқ көрситиши , хитайдики әлчилирини ишқа селип хитайға гәп қилип турушини илтимас қилған, у йәнә б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханиси хадимлири билән көрүшкәндиму бу мәсилигә сәл қаримаслиқни ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.