Ирадә қәшқәриниң б д т дики йиғинида қилған уйғур вәзийити һәққидики сөзлири хитай вәкилини биарам қилди

Мухбиримиз меһрибан
2019.04.10
irade-qeshqeri-bdt-da.jpg Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йорктики мәркизидә өткүзүлгән “2030-йили яшлар” темисидики йиғинға америкадин виригинийә ана тил мәктипи қурғучиси ирадә қәшқәри нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә доклат бәрмәктә. 2019-Йили 8-апрел, ню-йорк.
Photo: RFA

8-9-Апрел күнлири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йорктики мәркизидә б д т яшлар мунбириниң “2030-йили яшлар” темисида йиғини ечилди.

8-Апрел күнидики йиғинда америкадики виригинийә ана тил мәктипи қурғучиси, уйғур қизи ирадә қәшқәриниң нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә бәргән доклати йиғин әһлиниң қизиқишини қозғиған. Әмма ирадәниң сөзлири йиғиндики хитай вәкиллирини биарам қилған. Ирадәниң доклатидин кейин йиғиндики хитай вәкили алаһидә сөз нөвити елип, хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини ақлап изаһат бәргән.

8-Апрел күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йорктики мәркизидә башланған “2030-йили яшлар” темисидики йиғинға америкадин виригинийә ана тил мәктипи қурғучиси ирадә қәшқәриму қатнашқан вә униң йиғинда уйғурлар вә уйғур яш-өсмүрлириниң хитай ичи-сиртидики вәзийити һәққидә бәргән доклати твитер, фәйсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда тарқилип, инкас қозғимақта.

Мәзкур йиғинға қатнишиватқан ирадә қәшқири 9-апрел күнидики йиғинниң дәм елиш арилиқида радийомиз зияритини қобул қилди.

Ирадәниң билдүрүшичә, у доклатида уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан мәсилилири, қийинчилиқлар, болупму хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән ассимилятсийә вә бастуруш сиясити сәвәблик уйғур яш-өсмүрлири вә балиларниң мәҗбурий һалда ата-анисидин айрилиш, ана тили вә мәдәнийитидин ваз кечишкә мәҗбурлиниши қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойғанда, униң сөзлири йиғин қатнашқучилирини қизиқтурған. Ирадәниң доклатидин кейин бир қисим йиғин қатнашқучилири ирадәдин уйғур мәсилисигә аит әһвалларни сориған.

Ирадәниң билдүрүшичә, униң уйғур вәзийити һәққидики доклатидин кейин хитай дөлитигә вакалитән йиғинға қатнашқан хитай вәкили интайин биарам болған. Ирадәниң билдүрүшичә, униңдин кейин сөзлигән бирқанчә яшниң доклати ахирлашқандин кейин хитай вәкиллиридин бири сөз нөвити елип, хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини мәдһийәлигән.

Ирадәниң радийомизға йоллиған учурида дейилишичә, хитай вәкили сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини ақлап, “һөкүмитимиз һәммә кишиниң асаси һоқуқини қоғдап келиватиду. Диний әркинлик һоқуқи толуқ капаләткә игә вә қоғдиливатиду, биз һөкүмәтсиз тәшкилат вәкилиниң хитай дөлитигә қаратқан асассиз вә орунсиз әйиблишигә диққәт қилдуқ вә буни рәт қилимиз”, дегән сөзләрни қилған. Мәзкур хитай вәкили йәнә йиғин башқурғучини йиғинда сөзлигүчиләрни асасий темидин чәтнәп кәтмәсликкә агаһландуруп турушни тәләп қилған.

Мәлум болушичә, 8-апрел бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ню-йорктики мәркизидә башланған йиғин 8-9-апрел икки күн давамлишидиған болуп, бу йиғин дуняниң һәрқайси җайлиридики яшларниң хизмәтлирини қоллаш, яшларға илһам бериш, яшларниң баравәрликини қолға кәлтүрүш қатарлиқ мәсилиләрни тема қилған икән. Йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән яшлар тәшкилатлири вәкиллири, министирлар вә көзгә көрүнгән яшлар қатнашқан болуп, улар сөзлиридә нөвәттә яшлар дуч келиватқан түрлүк мәсилиләр вә қийинчилиқларни аңлитишни муһим нуқта қилған.

Юқириқи аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.