Б д т ниң ички қисмидики нишаниға мухалип қилмишлири вә уйғур мәсилиси

Мухбиримиз әзиз
2022.06.23
Б д т ниң ички қисмидики нишаниға мухалип қилмишлири вә уйғур мәсилиси BBC Агентлиқи тарқатқан “паш қилғучилар: б д т ниң ичидә” намлиқ һөҗҗәтлик филимда д у қ рәиси долқун әйса әпәнди гуваһлиқ бәрмәктә. 2022-Йили июн.
BBC

21-Июн күни BBC агентлиқи рәсмий һалда тарқатқан “паш қилғучилар: б д т ниң ичидә” намлиқ һөҗҗәтлик филим дуня миқясида зор тәсир қозғиди. Болупму 1945-йили қурулғандин тартип дуня миқясида тинчлиқ бәрпа қилиш, һәрқайси җайлардики адаләтсизлик, зулум вә тәңсизлик қилмишлирини чәкләш һәмдә буниңға қарши тәдбир елиш билән тонулған б д т ға охшаш бир дуняви тәшкилатниң иқтисадий җәһәттики чириклик, сиясий җәһәттики мәвқәсизлик вә қанун җәһәттики мухалиплиқ қилмишлири тәпсилий баян қилинған бу һөҗҗәтлик филимда б д т да ишләватқан 37 миң хизмәтчиниң һәммисила әмәлийәттә кишиләр ойлиғандәк пәриштә сүпәт инсанлар әмәслики, б д т ниң һәрикәт механизминиңму бу хил чирикликкә қарши бирәр әмәлий тәдбир елишқа аҗиз кәлгәнлики, б д т ниң өзиму аллиқачан өзиниң қурулған вақиттики омумий нишанини йоқитип қоюватқанлиқи дуняниң һәрқайси җайлирида һазирму һаят яшаватқан тирик шаһитларниң баянлири арқилиқ җанлиқ көрситип берилиду. Һөҗҗәтлик филимда сабиқ б д т хадимлириниң бәзилири б д т системисидики парихорлуқ вә чириклишишни паш қилса нәччә он йил б д т да хизмәт қилған тирик шаһитлар “б д т ниң баш катиплири һечқачан кишилик һоқуқни һимайә қилишни ‍өзлириниң биринчи вәзиписи, дәп қарап бақмиған” дәйду.

Ббч агентлиқи тарқатқан “паш қилғучилар: б д т ниң ичидә” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң бешида емма реллий (Emma Reilly) ханим б д т ниң хитай билән қилған нормалсиз мунасивитини паш қилған. 2022-Йили июн.
Ббч агентлиқи тарқатқан “паш қилғучилар: б д т ниң ичидә” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң бешида емма реллий (Emma Reilly) ханим б д т ниң хитай билән қилған нормалсиз мунасивитини паш қилған. 2022-Йили июн.
BBC

Филимниң бешида алаһидә қилип тонуштурулған емма реллий (Emma Reilly) ханим қанун пәнлиридин унван алған болуп, б д т дики миңлиған хизмәтчиләрниң бири. Униң хизмитигә мәсул болған бөлүм башлиқи әйни вақитта уни өз ирадисигә хилап иш қилишқа мәҗбурлап, б д т дики кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишидиған уйғур вәкилләрниң исимликини хитай вәкиллиригә көрситишкә мәҗбурлиған. Емма ениқ қилип бундақ қилишниң өзи ашу уйғур паалийәтчиләргә зиянкәшлик қилиш болидиғанлиқини ейтип турувалғанда униң башлиқи һоқуқини суйиистемал қилип хитай тәрәпни бу исимлик билән тәмин әткән һәмдә уни иштин бошитивәткән. Бу һәқтики тәпсилатлар болса бу қетимлиқ һөҗҗәтлик филимда емманиң өз еғзидин баян қилип берилгән.

Емма ханимниң билдүрүшичә, б д т йиғиниға қатнишидиған һәрқайси дөләт вәкиллири адәттә өз дөлитидин башқа дөләтләрниң ишлириға арилашмайдиған болсиму, хитай вәкиллири һәрқачан хитайға қарши болған өктичи күчләргә мунасивәтлик учурларни сорап турувалидикән. Йәнә келип бу хилдики ишларни у көп қетим өз көзи билән көргән. 2020-Йили ноябирда хитай вәкиллири б д т кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишидиған уйғур вәкилләрниң исмини көрүп беқиш тәлипини оттуриға қойғанда емма ханим уларға чирайлиқ қилип “бундақ қилиш б д т ниң қаидисигә тоғра кәлмәйду” дәп рәт қилған. Әмма униң башлиқи “биз хитай һөкүмитиниң бизгә болған ишәнчини йәрдә қойсақ болмайду” дегәнни баһанә қилип бу исимликни хитай вәкиллиригә бир нусха тәқдим қилған. Емма бу әһвални б д т ниң юқири дәриҗилик хадимлириға мәлум қилғанда у йоқилаң баһаниләр билән иштин қоғланған. Емма ханимниң билдүрүшичә, б д т бу хилдики ишларни тәкшүрүш уяқта турсун, әксичә давамлиқ һалда уйғурларға даир учурларни хитай вәкиллиригә йоллап бәрмәктикән. Буниң билән шу вақитниң өзидила бирқисим уйғур паалийәтчиләрниң уруқ-туғқанлири хитайниң җаза лагерлириға қамалғаникән.

BBC Агентлиқи тарқатқан “паш қилғучилар: б д т ниң ичидә” намлиқ һөҗҗәтлик филимда д у қ рәиси долқун әйса әпәнди акиси ялқунниң 17 йилдин 20 йилғичә кесилгәнлики тоғрисида хәвәр алғанлиқини деди. 2022-Йили июн.
BBC Агентлиқи тарқатқан “паш қилғучилар: б д т ниң ичидә” намлиқ һөҗҗәтлик филимда д у қ рәиси долқун әйса әпәнди акиси ялқунниң 17 йилдин 20 йилғичә кесилгәнлики тоғрисида хәвәр алғанлиқини деди. 2022-Йили июн.
BBC

Һөҗҗәтлик филимда баян қилинишичә, б д т ниң һәрқайси җайлардики хизмәтчилири өткән нәччә он йил мабәйнидә өз һоқуқидин пайдилинип өз көмичигә чоғ тартиш вә янчуқини томлаш билән көпләп мәшғул болған. Чоң дөләтләрниң иқтисадий җәһәттиин “қолайлиқ” яритип бериши билән шу дөләтләрдики көплигән қанунсиз қилмишларға һәмдәм болған. Техиму ечинишлиқ йери б д т ниң бир қисим хизмәтчилири вә тинчлиқни сақлиғучи қисимлири өз дөлитидики сиясий давалғуш түпәйлидин сәрсан-сәргәрданлиққа мәһкум болуп б д т дин үмид күтүп ярдәм сорап кәлгән сәбий қизларни аяқ-асти қилип һайваний нәпсини қандурған. Йәнә келип бу хилдики қәбиһлик нәччә он йил җәрянида көп қетим йүз бәргән. .

Һөҗҗәтлик филимда гуваһлиқ бәргән шаһитларниң йәнә бири дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса болуп, у ашу қетим исми хитай һөкүмитигә йоллап берилгән кишиләрниң бири иди. Бу қетимқи һөҗҗәтлик филимда долқун әйса уйғур тилида гуваһлиқ берип ‍уйғур җәмийити дуч келиватқан аччиқ реаллиқни техиму җанлиқ әкс әттүрүп бәрди. Филимда униң баянлиридики бәзи җүмлиләр кишиләрниң алаһидә диққитини тартиду.

Мәзкур һөҗҗәтлик филим қәдимки юнан пәйласопи әплатон (Plato) ниң дуняви мәшһур соаллиридин болған “қаравулларға ким қаравуллуқ қилиду?” дегән соалини васитилик һалда йәнә бир қетим гәвдиләндүрүп бәргән болғачқа нөвәттә һәрқайси ахбарат васитилири б д т тәркибидики тағдәк дөвилинип кәткән сәлбийликләр һәққидә көплигән обзор мақалилирини елан қилмақта икән. Техиму муһими, б д т ниң хизмәтчилирини улар турушлуқ дөләттики қанун системиси биваситә җазалашқа һоқуқсиз болғанлиқи үчүн уларниң бу хилдики қанундин һалқиған қилмишлири һелиһәм давам қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.