Волкәр түрк кишилик һоқуқ кеңишидә бәргән доклатида уйғур ирқий қирғинчилиқини тилға алмиған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.09.12
Volker-Turk-09-2024 Б д т ниң кишилик һоқуқ алий комиссари волкәр түрк(Volker Turk) б д т ниң кишилик һоқуқ кеңишиниң 57-нөвәтлик йиғинида сөзлимәктә. 2024-Йили 9сентәбир, җәнвә.
AFP

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң 57-нөвәтлик йиғини 9-сентәбир күни башланған болуп, йиғинниң биринчи күнидә кишилик һоқуқ алий комиссари волкәр түрк йиғин әһлигә дунядики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә бир омумий доклат бәргән.

У, кишилик һоқуқ кеңиши рәиси вә әза дөләтләр вәкиллиригә хитаб қилип туруп сөзлигән нутқида инсан һоқуқи, аяллар һоқуқи, ирқчилиқ, өчмәнлик, кәмситиш, һәмҗинислар мәсилиси, иҗтимаий-иқтисадий тәңсизликләр һәққидә сөз қилған болсиму бирақ америка һөкүмити вә шундақла башқа нурғун кишилик һоқуқ органлири тәрипидин һазирму “давам қиливатқанлиқи” баһалап чиқилған уйғур ирқий қирғинчилиқини тилға алмиған.

У йиғинда хитайниң кишилик һоқуқ хатириси һәққидә тохталғанда пәқәт “хитайда дөләт бихәтәрлики вә иҗтимаий муқимлиқ намида иҗтимаий әркинликләр орунсиз чәклимиләр қоюлди” дегән җүмлини ишләткән.

Кишилик һоқуқ алий комиссари волкәр түркниң 57-нөвәтлик кишилик һоқуқ кеңишидин ибарәт кишилик һоқуқ мәсилилири музакирә қилинидиған бир муһим сорунда уйғур ирқий қирғинчилиқини тилға алмаслиқи күчлүк тәнқидкә учриди.

Кишилик һоқуқ мутәхәссиси, доктор софи ричардсон волкәр түркниң б д т хитабнамилиридә әң еғир җинайәт дәп аталған ирқий қирғинчилиқни тилға алмаслиқиниң кишини әпсусландуридиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

“мәнчә бу толиму ғәлитә нутуқ бопту. Волкәр түркниң хизмәт вәзиписи әслидә дуня миқясида кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң зиянкәшликигә учриғучилар вә зиянкәшликтин аман қалғучиларниң авази болуш иди. Мән волкәр түркниң хитай һәққидики баянлири хитайдики зиянкәшликкә учриғучилар җүмлидин уйғурларни қаттиқ әпсусландурди, дәп ойлаймән. У нутқида инсанларни тилға алмай, униң орниға иҗтимаий әркинлик дегән сөзни ишлитипту. У хитай һөкүмитиниң хәлқара кишилик һоқуқ қанунлири бойичә әң еғир җинайәт дәп бекитилгән ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайити давам қиливатқанлиқини тилға алалмиди.”

Софи ричардсон: хитайниң инсанийәткә қарши вәһшиянә җинайәтлириниң җавабкарлиқидин қечишиға йол қоймаслиқимиз керәк
Софи ричардсон: хитайниң инсанийәткә қарши вәһшиянә җинайәтлириниң җавабкарлиқидин қечишиға йол қоймаслиқимиз керәк

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси вә хәлқара алақә бөлүми директори зумрәтай әркин волкәр түркниң вәзипигә олтурғандин буян уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилисигә нисбәтән кәскин позитсийәдә болуп бақмиғанлиқини билдүрди.

Волкәр түркниң кишилик һоқуқ кеңишидәк бундақ чоң бир сорундики пурсәтни қолдин берип қоюши иҗтимаий таратқулардиму инкас қозғиди. Уйғур ирқий қирғинчилиқи мутәхәссиси, америкадики коммунизм қурбанлири хатирә фонди хитай ишлири директори, доктор адриян зензму “X” тики инкасида волкәр түркни тәнқид қилған. У мундақ дегән:

“волкәр түрк б д т ниң уйғурларниң вәзийити һәққидики доклатидин икки йил кейин кәлгән вә шинҗаңдики вәһшийликни әйибләйдиған бу ғайәт зор пурсәтни қолдин кәткүзүп қойди. Униң сөзлири бәк аҗиз.”

Б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи 2022-йили 8-айниң ахирида нурғун хәлқаралиқ бесимлардин кейин ахири уйғурларниң вәзийитигә даир доклатини елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан вәһшийликлириниң “инсанийәткә қарши җинайәт” тәшкил қилиши мумкинликини хуласә қилип чиққаниди. Әйни чағда бу доклат хәлқарада күчлүк инкас қозғиған болсиму, бирақ б д т хитай үстидин бир тәкшүрүш башлиялмиған.

Мәзкур тәкшүрүш доклатиниң елан қилинғанлиқиға икки йил толғанда кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи өзлириниң бу һәқтә немиләрни қилғанлиқи һәққидә хәлқара җамаәткә чүшәнчә бериш мәқситидә бир баянат елан қилған. Улар 8-айниң 27-күни елан қилған баянатида мундақ дегән: “алий комиссар волкәр түрк һәмдә ишханимиз хитай һөкүмити билән террорлуққа қарши туруш қануни вә сиясәтлири, җинайи ишлар әдлийәси, аз санлиқ милләт вә диний аз санлиқларниң кишилик һоқуқиға тәсир көрситидиған сиясәтләр қатарлиқ бир қатар һалқилиқ мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурди”.

Улар баянатида йәнә мундақ дегән: “биз болупму шинҗаң мәсилисидики нурғунлиған чатақ сиясәтләрниң йәнә шу пети давам қиливатқанлиқини билимиз. Биз һөкүмәтни дөләт бихәтәрлики вә террорлуққа қарши туруш һәрикәтлирини кишилик һоқуқ нуқтисидин туруп толуқ тәкшүрүшкә чақирдуқ. Қийин-қистақ қатарлиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә даир әйибләшләр үстидин толуқ тәкшүрүш әп берилиши керәк.”

Кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи баянати давамида йәнә “биз айрим делоларни давамлиқ оттуриға қойдуқ, һөкүмәтни тездин тәдбир қоллинип, әркинликидин мәһрум қалған барлиқ кишиләрни қоюп беришкә чақирдуқ вә аилисидикиләрниң из-дерикини қиливатқан бәзи кишиләрниң орни вә из-дерикини айдиңлаштурдуқ” дегән болсиму, әмма уларниң бу қетимлиқ баянатида икки йил аввал дейилгән “инсанийәткә қарши җинайәт” термининиң тилға елинмаслиқи диққәт қозғиди.

Софи ричардосон ханимниң дейишичә, бу баянатни волкәр түркниң өзи әмәс, бәлки ишханисиниң чиқириши һәмдә йәнә “инсанийәткә қарши җинайәт” термининиң тилға елинмаслиқини хитайниң тәсиридин болғаникән. У мундақ деди:

“бу ениқла уларниң хитай билән йүзлишишни халимиғанлиқини көрситип бериду. Диққәт қилсиңиз, бу баянат волкәр түрк тәрипидин берилмәй, униң ишханиси тәрипидин елан қилинған. Әлвәттә баянат ишхана тәрипидин берилсиму охшаш қануний күчкә игә. Әмма уни волкәр түрк бәргән болса у һалда у техиму күчлүк болатти, техиму чоң әкс сада пәйда қилатти. Көрүнүп турғинидәк, волкәр түрк ундақ қилишни халимиған. У қандақтур бу ишни хитай билән сөзлишиш арқилиқ һәл қилалаймән, дәп ойлаватқан болса керәк. Бу хата. У хитай һөкүмити пәйда қилған вә һазирғичә давам қиливатқан бу кишилик һоқуқ қабаһитини бир тәрәп қилишқа арилишидиған пурсәтни арқимуарқидин кәткүзүп қоюватиду.”

Дәрвәқә, б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи уйғурлар һәққидики доклатиниң 2 йиллиқи мунасивити билән елан қилған бу изаһат характерлик баянатида райондики мәсилини өзлири икки йил аввал дегәндәк “инсанийәткә қарши җинайәт” нуқтисидин туруп әмәс, бәлки “террорлуққа қарши туруш сиясити” нуқтисидин туруп тәһлил қилған. Улар баянатида “бу йил 6-айда б д т ниң бир кишилик һоқуқ гурупписи хитайни зиярәт қилип, хитай һөкүмити билән террорлуққа қарши туруш сиясити вә җинайи ишлар әдлийә системиси қатарлиқ мәсилиләр үстидә нуқтилиқ сөһбәт өткүзүп, террорлуққа қарши туруш қануни вә сиясәтлирини кишилик һоқуқни чиқиш қилип туруп йүргүзүшни тәкитлиди” дәп баян қилған.

Адриян зенз “X” тики инкасида болса буни тәнқидлигән. У сөзидә: “волкәр түрк хитайниң ‛террорлуққа қарши туруш‚ қануни билән йеқиндин алақидә болуш арқилиқ бейҗиңниң қанун рамкисини өзгәртишни үмид қилип дипломатийә елип бериватиду. Һалбуки, бу йәрдики негизлик мәсилә ‛террорлуққа қарши туруш‚ мәсилиси әмәс, бәлки у хитайниң бир милләтниң барлиқ алаһидиликлирини вә униң ипадилинишини омумйүзлүк тармар қилиш истратегийәсидур. Бу бир милләткә қилинған омумий һуҗумдин ибарәт” дәп көрсәткән.

47 Әза дөләттин тәркиб тапқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғини 9-сентәбирдин 11-өктәбиргичә давам қилидиған болуп, бу җәрянда һәрқайси дөләт вә районларниң кишилик һоқуқ вәзийитини баһалаш, мустәқил кишилик һоқуқ органлири билән музакирә, пәләстин мәсилиси вә яндаш паалийәтләр вә кишилик һоқуқ кеңиши мәслиһәтчилик һәйитини сайлап чиқишқа охшаш бир қатар күн тәртипләрниң иҗра қилинидиғанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.