Волкер түрк б д т бихәтәрлик кеңишидә уйғурлар тоғрисидики доклатни оттуриға қоймақчи

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.09.13
Волкер түрк б д т бихәтәрлик кеңишидә уйғурлар тоғрисидики доклатни оттуриға қоймақчи Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йеңи алий комиссари волкер түрк(Volker Turk) ярдәмчи комиссар мәзгилидә йиғинда сөзлимәктә. 2019-Йили 21-март, баңладиш.
AFP

Германийәниң дөләтлик радийо-телевизийә қанили а р д ниң бүгүн 12-сентәбир җәнвәдин бәргән мәлуматиға асасланғанда, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йеңи алий комиссари волкер түрк мишел бачелет тәрипидин елан қилинған уйғурларға аит доклатни б д т бихәтәрлик кеңишидә оттуриға қойидикән. Бу хәвәрни германийәниң б д т да турушлуқ әлчиси, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң ярдәмчи алий комиссари катарина сташ бүгүн 12-сентәбир сәһәр ашкарилиған. Бирақ қайси күни оттуриға қоюлидиғанлиқини ениқ демигән.

“кишилик һоқуқ кеңишиниң толуқ программиси” намлиқ мәзкур хәвәрдә мундақ баян қилинған: “хитайға мунасивәтлик партлаш характерлик доклат б д т ниң кишилик һоқуқ алаһидә ишханисидин чиқти. Бу ишхана кишилик һоқуқ кеңишигә беқинмиған һалда мустәқил хизмәт қилиду. Җәзимләштүрүшкә болидиғини, хитайға қаритилған еғир әйибләшләрниң б д т бихәтәрлик кеңишидә оттуриға қоюлушидур. Башқа мәсилиләрдин сирт, бу йәрдә хитайниң шинҗаң районидики тутқунларни қийнаш вә хорлаш мәсилилириму музакиригә қоюлиду.”

Хәвәрдә кишилик һоқуқ кеңишиниң ярдәмчи алий комиссари катарина сташниң “доклат интайин әстайидиллиқ билән һазирланған. Хитайниң кишилик һоқуққа очуқ-ашкара дәхли-тәрүз қилғанлиқи ениқ оттуриға қоюлған. Доклатта көрситилгән хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики интайин еғир болуп, буни ‛инсанийәткә қарши җинайәтни шәкилләндүриду‚ дейишкә болиду. Шуниси рошәнки, бу доклат б д т кишилик һоқуқ кеңишидә наһайити муһим рол ойнайду” дегәнлики қәйт қилинған.

Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, 8-сентәбир күни мишел бачелетниң орниға алий комиссар болған австрийәлик волкер түркниң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири мәсилисигә қарита позитсийәси интайин ениқкән. Униң уйғурларға аит доклатни бихәтәрлик кеңишидә гүзәл бир тил билән баян қилишидин үмид барикән. Әмма бихәтәрлик кеңишигә даимий әза болған америка, әнглийә, фирансийә, русийә вә хитайдин ибарәт рәт қилиш һоқуқиға игә 5 дөләт ичидин хитай билән русийәниң буниңға қарши чиқишиму ениқкән. Бирақ, нимила дегән билән бу доклатниң б д т ниң юқири дәриҗилик оргини болған бихәтәрлик кеңишидә оттуриға қоюлуши йәнила муһимкән.

“уйғур әдлийәси архип амбири” ниң мудири, җаза лагери тәтқиқатчиси бәхтияр өмәр әпәндиниң қаришичә, нәтиҗиси қандақ болушидин қәтий нәзәр, шәрқий түркистандики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири мәсилисиниң б д т бихәтәрлик кеңишидә музакиригә қоюлушини “уйғурлар мәсилисиниң б д т дики орниниң зор дәриҗидә йүксәлгәнликиниң бир ипадиси” дәп қарашқа болидикән.

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 51-нөвәтлик омумий йиғини бүгүн 12-сентәбир җәнвәдә башланди. 200 Гә йеқин дөләт вә районниң б д т дики әлчилири, дипломатлар, б д т ниң мустәқил тәтқиқатчилири, алий көзәткүчиләр вә б д т да көзитиш салаһийити болған хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири һәм мухбирлар қатнишидиған бу омумий йиғинда мәзкур доклатниң музакиригә қоюлушини, уйғурлар мәсилисиниң күнтәртипни игилишини һәммидин бәкрәк д у қ үмид қилмақтикән. Буниң үчүн теришчанлиқ көрситиш д у қ ниң йеқинқи мәзгилләрдин буянқи муһим вәзиписи болған.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталғанда, өзлириниң 51-нөвәтлик б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинидин илгири бу саһәдә елип барған паалийәтлирини тилға елип өтти. Униң баян қилишичә, 9-айниң ахирлириғичә д у қ йәнә башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар билән һәмкарлишип б д т да көлими зор болған бир йүрүш паалийәтләрни елип баридикән.

“кишилик һоқуқ кеңишиниң толуқ программиси” намлиқ хәвәрдә русийәниң украинадики қирғинчилиқни, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастурушлирини давамлиқ инкар қилип келиватқанлиқи, уларниң б д т дики тәсири мәсилисиму оттуриға қоюлған болуп, кишилик һоқуқ кеңишиниң ярдәмчи алий комиссари катарина сташ хитайниң б д т дики бесими вә уйғурлар мәсилиси тоғрисида тохталғанда уйғурларға даир реаллиқта чиң туридиғанлиқини, хитайға баш әгмәйдиғанлиқини билдүрүп “биз буниңдин башқичә бир әмәлийәтни қобул қилалмаймиз, бу йәрдә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бериватиду, кишилик һоқуқ болса парчиланмастур” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.