Алена духанниң хитайдин 200 миң доллар “инам” елиши, б д т ниң хизмәт принсипи вә абройиға дағ чүшүргән

Мухбиримиз әзиз
2022.06.01
Alena-Douhan-1.jpg Б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң пәвқуладдә мәлуматчиси алена духан (Alena Douhan) йиғинда сөзлимәктә. 2021-Йил 12-феврал.
AFP

Хитай һөкүмитиниң чәтәлләргә созулған “узун қоллири” ниң әң типик мәлум болған картинилириниң бири хәлқаралиқ һөкүмәтләр бирләшмиси шәклини алған әң алий хәлқаралиқ тәшкилат, йәни

Хитай һөкүмитиниң чәт әлләргә созулған “узун қоли” ниң бир учи һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ға созулғанғанлиқи мәлум. Йеқинқи хәвәрләрдин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити нөвәттә б д т ниң көплигән органлирини контрол қиливелип, униңдин өз пайдиси үчүн пайдиланмақта икән. Хитай һөкүмитиниң ашкара қолланған усуллириниң бири өзлиригә иқтисадий җәһәттин беқинди болған дөләтләрни б д т йиғинлирида хитай үчүн пайдилиқ болған тәклипләргә аваз беришкә тәшкилләш болса, йәнә бири хитай үчүн “зиянлиқ” болған шәхсләрниң б д т мунбиригә йеқинлишишини түрлүк усуллар билән чәкләштә ипадиләнгән.

Уйғур Паалийәтчиләрдин дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң бирнәччә қетимлиқ б д т йиғинлирида дуч кәлгән Аваричилиқлири Буниң әң җанлиқ мисаллири Һесаблиниду. Кейинки вақитларда б д т хадимлириниң муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиләргә даир бәзи мәлуматларни хитай һөкүмитигә тапшуруп бәргәнлики мәлум болған болса, йеқинқи мәзгилләрдә хитайниң иқтисадий Васитә Арқилиқ б д т ниң мунасивәтлик хадимлирини сетивелиши әвҗ алғанлиқи тоғрисидики пикирләр оттуриға чиқишқа башлиди

18-Май күни б д т Ға Даир әнә шу хил сәтчиликниң бири қатарида хитай һөкүмитиниң б д т хадимини иқтисадий җәһәттин қандақ сетивалғанлиқи һәмдә буниң ақивитиниң қандақ болидиғанлиқи рәсмий һөҗҗәтләр асасида паш болди. “б д т ни көзитиш” тәшкилатиниң иҗраийә директори Һиллел Нур (Hillel Neuer) имзасида шу күни елан қилинған “б д т ниң кишилик һоқуқ мәлуматчиси хитайдин 200 миң америка доллири Тапшурувалған” сәрләвһилик обзор Мақалисидә, Б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң пәвқуладдә мәлуматчиси Алена Духан (Alena Douhan) ниң хитай һөкүмитидин 200 миң америка доллирилиқ “ярдәм” алғанлиқи һәмдә буниңға мунасивәтлик бирқатар “сода ПаАлийәтлириТәпсилий Баян қилинған.

Б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң пәвқуладдә мәлуматчиси алена духан (Alena Douhan) йиғинда сөзлимәктә. 2021-Йил 12-феврал.
Б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң пәвқуладдә мәлуматчиси алена духан (Alena Douhan) йиғинда сөзлимәктә. 2021-Йил 12-феврал.
AFP

Обзорда ейтилишичә, 2021-йили сентәбирдә хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши билән уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт, хитай һөкүмитиниң б д т ниң җәнвәдә турушлуқ вакаләтханиси вә б д т кишилик һоқуқ кеңиши бирликтә “шинҗаң яхши җай” темисида икки йерим саәтлик тор муһакимиси уюштурған. Уйғур дияридики қирғинчилиқ һәққидә шунчә көп дәлил-испатлар тағдәк дөвиләнгән әһвалда, хитай һөкүмитиниң б д т хадимлири билән бирликтә “шинҗаңда қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәк дегәнләр мәвҗут әмәс” Темисида Бирләшмә муһакимә йиғини чақириши һәмдә бу йиғиндики мәркизий теминиң б д т хадимлири арқилиқ дуняға җакарлиниши, маһийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқини йепиш ролини ойниған. Һалбуки, б д т мунбиридә уйғурлар қатнаштурулған яки уйғурлар билән б д т хадимлири бир мунбәрдә туруп сөз қилған бундақ бир муһакимә йиғини та һазирғичә ечилип бақмиған.

 Шу қетимлиқ муһакимә мунбиридә уйғурларниң “Ешинча Әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш” долқунида қандақ “бай” болғанлиқи, уйғур вә башқа милләтләрниң һәқ вә һоқуқлириниң қандақ кепилликкә игә қилиниватқанлиқи һәққидә пикирләр оттуриға қоюлған, шу қатарда хитайниң җәнвәдики б д т баш Штабида Даимий турушлуқ вәкили чен шү, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин Туняз Қатарлиқларму айрим-айрим сөз қилған. Улар сөзидә “америка башчилиқидики Ғәрб Дөләтлири шинҗаңдики аләмшумул Тәрққиятларға Көз юмди; өзлиричә иқтисадий җаза елан қилип, шинҗаңдики һөкүмәт тармақлириниң намиға ашкара қара сүркиди” дегәндәк мәзмунда әйиблигән иди.

Шу қетимлиқ йиғинда б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң пәвқуладдә мәлуматчиси Алена Духан айрим сөз қилип, өзиниң бу қарашларға қошулидиғанлиқини Васитилиқ һалда Тәкитлигән. Б д т  қармиқида кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә мәшғулат елип баридиған бир органниң пәвқуладдә мәлуматчисиниң бу йиғинда әзиз меһман қатарида сөз қилиши, Әмәлийәттә Хитай һөкүмитиниң баянлирини, җүмлидин йиғиндики пикирләрниң “чинлиқ” дәриҗисини “ашуруш” ролини ойниған. Шуниң билән биргә Аленаниң Б д т намида сөз қилиши сәвәблик хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики сахта тәшвиқати вә уйғур дияридики қирғинчилиқни йошуруш урунуши наһайити зор “утуқлар” Ға Еришкән. Уйғур дияридики қирғинчилиқ һәққидә хәлқараға мәлум болған баянларму б д т намида ялғанға чиқирилған.

“б д т ни көзитиш тәшкилати” (UN Watch) ниң доклатида көрситилишичә, Белурусийә Дөләтлик университетниң профессори болған Алена Духан 2020-йили март ейидин башлап, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң пәвқуладдә Мәлуматчилиқиға Тәйинләнгән. Б д т намида чақирилған уйғур дияридики аталмиш “Бәхтияр Һаят” тәсвирләнгән тор муһакимә йиғиниму дәл мушу вақитларда чақирилған болуп, бу хил “тоғра келип қелиш” көплигән кишиләрдә тәәҗҗүпкә сәвәб болған. Әмма Алена Духанниң Б д т намида хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики сахта тәшвиқат йиғиниға қатнишиши һәмдә шу арқилиқ буни “қануний” салаһийәткә игә қилиши, бу йиғин биләнла чәкләнмәйдикән. 2021-Йилиниң ахирида хитай һөкүмитиниң Саһибханилиқида Чақирилған “Ғәрб Җаһангирликиниң җазалириға қарши турайли” темисидики йиғинда, у нуқтилиқ сөз қилғучиларниң бири болған.

Бу һәқтә сөз болғанда “б д т ни көзитиш тәшкилати” ниң иҗраийә рәиси Һиллел Нур (Hillel Neuer) өзлириниң бу хил ашкара “содилишиш мунасивити” ни қандақ байқиғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: “биз бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң өзлири елан қилған доклаттин бу мәсилини байқидуқ. Б д т қармиқидики кишилик һоқуқ кеңишиниң пәвқуладдә мәлуматчиси кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә Йетилгән Мутәхәссис сүпитидә йилда бир қетим өз хизмити һәққидә доклат тәйярлап чиқиду. Әнә шу доклаттики учурларниң бири хизмәтчиләр Тапшурувалған Пулға даир мәлуматлардур. Адәттә демократик әлләр б д т Ға Иқтисадий җәһәттин ианә берип, уларниң кишилик һоқуқ саһәсидики хизмитигә асанлиқ яритип бериду. Әмма һазир бир қисим диктатор һакимийәтләрму мушу усулни қоллинидиған болуп, бу һал бизниң гуманимизни қозғиди. Улар тәйярлап чиққан 83 бәтлик доклатниң 50-бетидә Алена Духанниң Қатар вә Русийәдин Пул алғанлиқи, шу қатарда хитайниң 200 миң доллар бәргәнлики вә хитайниң әң көп пул бәргүчи дөләт болғанлиқи ейтилған. Адәттә хитай б д т кишилик һоқуқ кеңишигә кишилик һоқуқ хизмити үчүн бунчә көп пул бәрмәйду. Аленаниң Ишлигән <хизмәт> Лиригә Қарайдиған болсақ, у буниңға җаваб қайтуруш шәкилдә хитай һөкүмитиниң <тәшвиқатчиси> Ға Айлинип, б д т намидики йиғинда хитай һөкүмитиниң шинҗаңни махташ һәққидики баянлириға сорун һазирлап бәргән. Хитай һөкүмити болса бу сорундин пайдилинип, хәлқараға <шинҗаң дегән һазирқи дунядики әң кишини мәһлия қилидиған макан. Бу җайда һечқандақ зулум, қирғинчилиқ яки мәҗбурий әмгәк мәвҗут әмәс> дәп җакарлиған”.

Һиллел Нур әпәнди обзорида алаһидә тәкитлигән бир нуқта, у Алена Доханни Хитай ҺөкүмИТидин Тапшурувалған 200 Миң америка доллирини Қайтуруветиш Һәққидики тәклип Һесаблиниду. Униң қаришичә, б д т қармиқидики кишилик һоқуқ ишлириға мәсул мәлуматчи хизмитигә керәклик хираҗәтни Биваситә Һалда өзигә “ярдәм” қилмақчи болған дөләттин әмәс, әксичә б д т дин елиши лазим икән. Мәлум бир дөләтниң Биваситә Һалда бу хилдики мустәқил тәтқиқат хадимиға пул бериши, Әмәлийәттә Ашу тәқдим қилинған пулға чушлуқ “хизмәт көрситиш” ни тәқәзза қилидикән. Шуңа әслидинла бир диктатор һакимийәт болған белурусийәдики алий мәктәп профессори болған бир Зиялийниң Бу хил қилмиши, б д т ниң хизмәт Механизмиға Пәқәтла тоғра кәлмәйдиған бир түрлүк әхлақсизлиқ Һесаблинидикән.

Хитай һөкүмитиниң башқа Диктатор Һакимийәтләргә охшаш б д т ни зулум вә бастурушни ақлашниң қорали қиливелиши һәққидә сөз болғанда, Һиллел Нур әпәнди буниң б д т ниң әслидики хизмәт нишанлири үчүн еғир бузғунчилиқ пәйда қиливатқанлиқини алаһидә тәкитлиди.


“толиму қизиқарлиқ йери шуки, б д т кишилик һоқуқ кеңиши 18-май күни елан қилған хизмәт доклатлириниң биридә мәзкур кеңәшниң алий мәлуматчиси Алена Духан тәйярлап чиққан иран һәққидики баянлар йәр алған. Буниңдиму У ирандики намратлиқ вә иҗтимаий малиманчилиқни >америка башчилиқидики Ғәрб Дунясиниң иранға қанунсиз Ембарго Елан қилишидин келип чиққан. Бу һәргизму иран һөкүмити пәйда қилған мәсилә әмәс< дәп хуласә чиқарған. Униң судан, венесуела, зимбабуве қатарлиқ дөләтләр һәққидики доклатидиму мушу хилдики <америка дүшмәнлики> нуқтиинәзәри әкс әттүрүлгән. Әмма һазирғичә һечқандақ чәт әл тәкшүргүчилиригә ишик ечип бақмиған бу дөләтләр өз ишиклирини Алена Духан үчүн <дағдам ечип бәргән>. Униң хитайдин ғайәт зор соммида пул елиши һәмдә хитай үчүн <мулазимәт> қилиши бизгә униң башқа диктатор Һакимийәтләрдинму Пул алған болуши һәққидики еһтималлиқни оттуриға чиқириду.”

Әнә шу тәриқидә йеқинқи йиллардин буян әвҗ алған бир һадисә, сиясий вә иқтисадий җәһәтләрдики қарарларни мәҗбурий иҗра қилдуруш иқтидари болмиған б д т ниң ташқи дуняға елан қилған хизмәт нишаниниң хитай һөкүмитиниң иқтисадий җәһәттики тәсир көрситиши арқисида пүтүнләй “Адаштурулғанлиқи”, буниң билән дуняниң тинчлиқи вә бихәтәрликини сақлаш, һәрқайси хәлқләр арисидики достлуқни вә хәлқаралиқ һәмкарлиқни алға сүрүш үчүн Дуняға кәлгән Б д т ниң Әмәлийәттә “күчлүк” дөләтләргә янтаяқ болуп, “аҗиз” дөләтләрни басидиған қоралға айлинип қалғанлиқи болған. Әнә шу сәвәбтинму 2018-йили трамп һөкүмити америка қошма Шитатлирини Б д т кишилик һоқуқ кеңишидин чекиндүрүп чиқидиғанлиқини елан қилғаниди. 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.